- Әхбаратлар еқими
- 30 Қазан, 2024
Арыстанғани ЗАППАРОВ: «Қанун вә тәртип — бизниң асасий қәдрийитимиз»
Алмута полицияси бийилқи тоққуз айлиқ паалийитиниң йәкүнини чиқарди. Асасий диққәт бөлүмләрниң җедәл һәрикитиниң нәтиҗилири вә хадимларниң тәртипкә риайә қилишиға бөлүнди. Шәһәрлик полиция департаментиниң башлиғи Арыстанғани Заппаров Ички ишлар министрлигиниң камаләткә толмиған балилар арисидики җинайәткә қарши күрәшни күчәйтишкә алаһидә көңүл бөлүватқанлиғини тәкитлиди.
— Ички ишлар министрлигиниң кәңәйтилгән мәҗлисидә униң рәһбири Ержан Сәденов қанунға хилаплиқ қилиш еһтималлиғиниң алдини елиш мәхситидә мәктәп мәмурийити билән һәмкарлиқта билим бериш мәһкимилириниң бехәтәрлигини назарәт қилишни тапшурди. У полиция, ата-анилар вә җәмийәтниң бирлишип һәрикәт қилишиниң балилар билән өсмүрләр үчүн бехәтәр шараитниң муһим кепили екәнлигини қәйт қилди. Шуниң билән бирқатарда йәрлик иҗраий органлар вә кәң җамаәтчиликкә тайинип, профилактикилиқ чариләрни әмәлгә ашуруш бойичә ениқ тапшурмиларни бәрди. Полиция җәмийәтлик тәртипни сақлаш, гражданларниң һоқуқлирини қоғдашқа миннәтлик, — деди Арыстанғани Расылханоғли.
Полиция департаменти башлиғиниң тәкитлишичә, нәшихорлуққа вә киберҗинайәткә қарши күрәш мәсилилири алаһидә муһакимә қилинди.
— Җинайәтни азайтиш арқилиқ әлни бехәтәр зониға айландуруш, җәмийәтлик орунлар билән кочиларда тәртип орнитиш, мәс һалда йүз беридиған җинайәтләрниң алдини елиш, йол апәтлиригә сәвәп болидиған амилларни йоқитиш арқилиқ йол бехәтәрлигини тәминләш, ИИОниң хизмитигә заманивий усул һәм технологияләрни җарий қилиш, кадрлар тәркивиниң мувапиқлиғини ашуруш үчүн штат бирлигини кәңәйтиш бойичә министрлик бирқатар вәзипиләрни жүклиди, — дәп йәткүзди А.Заппаров.
Бу баш қошушниң ахирида Алмута полициясиниң хизмитини техиму җанландуруш мәхситидә бирқатар чариләр бәлгүләнди.
401 рет
көрсетілді0
пікір