• Әхбаратлар еқими
  • 30 Қазан, 2024

Журналистлар Қонаевта баш қошти

Дүшәнбә күни Алмута вилайитиниң мәркизи Қонаев шәһиридә Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң қоллап-қувәтлиши билән Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Журналистлар клубиниң новәттики IV көчмә мәҗлиси болуп өтти. 

Ершат ӘСМӘТОВ,
«Uiğur avazi»

Униң күн тәртивигә толерантлиқни мустәһкәмләштә, җәмийәтлик разимәнлик билән умуммиллий бирликни сақлашта аммивий әхбарат васитилириниң (АӘВ) күч-қувитини бириктүрүш мәсилиси қоюлди. Мәзкүр баш қошушқа Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң депутати Әлишер Сатвалдиев, Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги Этносларара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш комитетиниң рәиси Ғалым Шойкин, Алмута вилайәтлик Ички сәясәт башқармисиниң рәһбири Ерик Абитов, Конрад Аденауэр намидики фондниң Қазақстандики вакаләтханисиниң лайиһиләрни уйғунлаштурғучиси Адилҗан Ахметов, MediaNet хәлиқара журналистика мәркизиниң тренерлири, регионаллиқ клубларниң рәһбәрлири билән АӘВ вәкиллири қатнашти. 
 Жиғинға «Қоғамдық келісім» ЖДМ мудириниң орунбасари Әсел Артақшинова модераторлуқ қилди. 
 Дәсләп сөзгә чиққан Ғалым Нурмағамбетоғли АӘВниң этносларара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүштики ролиға тохтилип, журналистларниң пәқәт әхбарат йәткүзүш биләнла чәкләнмәй, гражданларниң дөләт сәяситини қобул қилиш сәвийәсини шәкилләндүрүшиниң муһимлиғини тәкитлиди. У шундақла этносларара аталғуларни тоғра пайдилинишқа, өчмәнлик пәйда қилидиған сөзләрниң алдини елишқа вә мошу мавзуни қозғиған пәйттә Қазақстан Җумһурийитиниң қанунлириға қәтъий риайә қилиш лазимлиғиға алаһидә диққәт ағдурди. Натиқ шуниң билән биллә елимиздә течлиқ билән разимәнликни қолға кәлтүрмәй туруп, турақлиқ тәрәққиятниң болмайдиғанлиғини қәйт қилғач, өзи вакаләтлик қилидиған министрлик тәрипидин этножурналистика саһасини риваҗландуруш бойичә әмәлгә ашурулуватқан ишлар һәққидә әхбарат бәрди. 
 Әлишер Ғапирҗаноғли кәспий журналист сүпитидә һәрқачанқидәк өзиниң пайдилиқ тәклиплирини оттуриға салди. У журналистикилиқ этика қаидилирини сақлаш, шуниң билән биллә этносларара мәсилиләргә мураҗиәт қилғанда еһтиятчанлиқ һәм җавапкәрлик һәққидә унтумаслиқ һаҗәтлигигә тохталди. Әсел Сейитжанқизи болса, асасән ҚХА паалийитини әхбарат җәһәттин қоллап-қувәтләшниң асасий йөнилишлири тоғрилиқ ейтип өтти.
 Мәҗлис даирисидики коворкинг мәйданида PR-менеджер Айбар Олжаев антикризислиқ коммуникация тоғрилиқ доклад қилди. PaperLab илмий-тәтқиқат мәркизиниң мудири, социолог Серик Бейсембаев әхбарат саһасидики этносларара тоқунушларниң алдини елишниң қаидилири һәм «өчмәнлик тилини» ениқлаш усуллири билән тонуштурди. Factcheck.kz сайтиниң фактчекери Жансерик Тлеухан этносларара тоқунушлар пәйтидә аммивий әхбарат васитилиридә ушбу мавзуни йорутуш вә фактларни тәкшүрүш йоллири һәққидә баһалиқ мәлуматларни бәрди.
 Ахирида мәзкүр чарә-тәдбир қатнашқучилириға мәхсус сертификатлар тапшурулди. 

729 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы