• Әхбаратлар еқими
  • 07 Қараша, 2024

Қазақстан – Франция: достлуқ вә ишәнчигә асасланған һәмкарлиқ

Франция Җумһурийитигә дөләт сәпири билән кәлгән Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевни Париж шәһиридики Елисей сарийида тәнтәнилик қарши елиш рәсмийити өтти. Дөләт рәһбирини һәрбий оркестриниң җор болуши билән Франция Президенти Эмманюэль Макрон қарши алди. Қазақстан вә Франция гимнлири орунланди. Қасым-Жомарт Тоқаев билән Эмманюэль Макрон бир-биригә рәсмий делегация әзалирини тонуштурди. Андин икки дөләт рәһбәрлири рәсмий делегация әзалириниң қатнишиши билән кәңәйтилгән тәркиптә музакириләр жүргүзди.
 Қасым-Жомарт Тоқаев Франция тәрипиниң қазақ делегациясини иллиқ күтүвалғанлиғи үчүн тәшәккүр изһар қилип, Эмманюэль Макронға рәхмәт ейтти.
— Бу сәпиримгә алаһидә әһмийәт беримән. Бу Қазақстан билән Франция арисидики стратегиялик һәмкарлиқниң йеңи басқучи болмақ. Бүгүнки музакириләр вә қобул қилинидиған Бирләшкән декларация һәмкарлиғимизни риваҗланған стратегиялик дәриҗигә көтиришкә тәсир қилиду, — деди Дөләт рәһбири.
 Қасым-Жомарт Тоқаев Франция Президентиниң булту Астанаға болған сәпири давамида имзаланған шәртнамиләр қазақ-француз алақилирини һәртәрәплимә чоңқурлитишқа чоң сүръәт бәргәнлигини қәйт қилди.
— Һазир мәмликәтлиримиз арисидики паал вә ишәнчигә асасланған сәясий диалог бар. Қазақстан билән Франция хәлиқара аренида зич мунасивәт орнитип, һәртәрәплимә қурулумлар даирисидә течлиқ вә турақлиқ тәрәққият қаидилирини риваҗландуруватиду. Франция – бизниң чоң сода шериклиримизниң бири. Силәрниң елиңлар Қазақстан ихтисадиға мол инвестиция селиватқан йетәкчи мәмликәтләр қатарида. Һазир Қазақстанда француз капитали бар 200дин ошуқ кархана ишләватиду. Қазақстанда паал ишләшкә мәнпийәтдар француз бизнес вәкиллиригә миннәтдарлиқ изһар қилимән, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
 Өз новитидә, Франция Президенти қазақ-француз һәмкарлиғиниң тәрәққиятиға йеңи сүръәт беридиған музакириләрниң әһмийитигә тохталди.
— Сизниң арқиңизда кейинки жилларда икки әл арисидики мунасивәтләр күчәйди, — деди Эмманюэль Макрон. 
 Музакириләр җәриянида дөләт рәһбәрлири машина ясаш, транспорт-логистика, йеза егилиги, энергетика, санаәттики кооперация, климат, рәқәмлик тәрәққият вә саламәтликни сақлаш саһалиридики һәмкарлиқниң һазирқи әһвали вә келәчигини муһакимә қилди. Униңдин ташқири, мәдәний-гуманитарлиқ алақиләрни күчәйтишкә алаһидә әһмийәт бәрди. Президентлар регионлуқ вә хәлиқара күн тәртивидики муһим мәсилиләр бойичә пикир алмаштурди.
 Шуниң билән биллә Елисей сарийиниң беғида Қасым-Жомарт Тоқаев билән Эмманюэль Макрон нарәсмий шараитта сөһбәтләшти. Дөләт рәһбәрлири сәйлигә Жюль вә Жанна исимлиқ тазиларни әгәштүрүп чиқти. Тәкитләш лазимки, бу есил нәсиллик иштларни булту Қасым-Жомарт Тоқаев Франция Президентиниң Қазақстанға болған сәпири пәйтидә соға қилған еди. 
Эмманюэль Макрон Қазақстан Президентини алаһидә һөрмәт билән қарши алғанлиғини Х иҗтимаий торидики сәһиписидә қазақ тилида атап өтти. «Қош келдіңіз, құрметті серіктес, құрметті дос. Сіздің мемлекеттік сапарыңызбен біз Қазақстан мен Францияны, қазақстандықтар мен француздарды біріктіретін терең достықты атап өтудеміз», дәп язди Франция Президенти.
 Иккитәрәплимә музакириләрдин кейин Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев билән Франция Президенти Эмманюэль Макрон аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири үчүн бирләшкән билдүрүш елан қилди. 
 Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң Парижға дөләт сәпири даирисидә икки мәмликәт делегациясиниң әзалири 36 һөҗҗәткә қол қойди. Униң ичидә умумий хуни 2,2 миллиард долларни тәшкил қилидиған 1 һөкүмәтара, 21 ведомствоара вә 14 коммерциялик һөҗҗәт бар.
 Қасым-Жомарт Тоқаев билән Эмманюэль Макрон Гиме азиялик сәнъәт мирасгаһидики «Қазақстан: Ұлы дала жауһарлары» көргәзмисини зиярәт қилди. Көргәзмә экспозициясидә Қазақстан тарихиниң асасий басқучлирини өз ичигә алидиған артефактлар тәвсийә қилинған. 
 Сәпәр давамида Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан – Франция инвестициялик «дүгләк үстилигә» қатнашти. Қ.Тоқаев Франция бизнес капитанлириниң алдида сөзлигән сөзидә ихтисадий һәмкарлиқни қазақ-француз стратегиялик һәмкарлиғиниң асасий амили сүпитидә қәйт қилди. 
— Биз Францияниң Мәркизий Азиядики асасий сода-ихтисадий вә инвестициялик шериги болғанлиғимизға хошал. Францияниң мошу регион билән сода-сетиғиниң 80 пайизи Қазақстанға тәәллуқ. Бийил иккитәрәплимә сода айнилими 45 пайизға ашти. Биз мошу җәриянниң сақлинип қелишини халаймиз. Шундақла Франциядин җәлип қилинған инвестиция көләми 15 пайизға ешип, 900 миллион долларға йәтти. Бу – рекордлқ көрсәткүч. Һазир Қазақстан базирида 200дин ошуқ француз карханилири, җүмлидин «Total», «Alctom», «Orano», «Danone», «Vicat», «Airbus» охшаш компанияләр ишләватиду, — деди Президент. 
Дөләт рәһбири француз тиҗарәтчилиригә 2025-жили баһар ейида өтидиған Астана хәлиқара форумиға қатнишишни тәклип қилди. 
 Президент Қасым-Жомарт Тоқаев «Electricit de France» компаниясиниң баш мудири Люк Ремон билән учришип, энергетика саһасидики һәмкарлиқниң келәчигини муһакимә қилди. Президент, шундақла «Orano.S.A» ширкитиниң президенти Николя Масни, «CMA CGM» ширкитиниң президенти Родольф Саадни қобул қилди.
Умумән, тәрәпләр үчүн бу сәпәр нәтиҗидар болди. Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Франциягә болған сәпири тоғрилиқ тәсиратлирини Х иҗтимаий торидики сәһиписидә бөлүшти. «Франциягә дөләт сәпирим җәриянида көрситилгән һөрмәткә алаһидә рази болдум. Мәзмунлуқ музакириләрниң йәкүнлирини жуқури баһалаймән. Маңа вә барлиқ Қазақстан хәлқигә көрсәткән һөрмити үчүн Президент Макронға миннәтдарлиғимни изһар қилимән. Келәр жили Франция лидерини Қазақстанға дөләт сәпири билән келишкә чақирдим», дәп язди Дөләт рәһбири. 

2502 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы