- Әхбаратлар еқими
- 07 Қараша, 2024
Түрк дөләтлири тәшкилатиниң саммити башланди
Президент Қасым-Жомарт Тоқаев алди билән Садир Жапаров вә қирғиз хәлқигә әнъәнивий меһмандостлуғи үчүн миннәтдарлиғини билдүрди. У шундақла йеңи «Ынтымақ Ордо» сарийида өтүватқан баш қошушниң Түрк дөләтлири тәшкилатиниң 15 жиллиғиға тоғра келиши алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди.
«Бу, сөзсиз, чоң вақиә. Пурсәттин пайдилинип, барлиқ иштракчиларни мошу муһим сәнә билән тәбриклигүм келиду. ТДТ қисқа вақит ичидә дуниявий сәһнидә өз дәриҗисини тәстиқлигән абройлуқ тәшкилатқа айланди. Буниң һәммиси бизниң упримас бирлигимиз вә һәмкарлиғимиз түпәйли қолға кәлди, дәп һесаплаймән. Бүгүнки саммитниңму һәмкарлиғимизни келәчәктә техиму күчәйтидиғанлиғиға ишәнчим камил», — деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент елимизниң ТДТдики рәислигиниң йәкүнини чиқарди. У Қазақстанниң Түрк дөләтлири тәшкилатидики рәислиги TURKTIME байриғи астида өткәнлигини қошумчә қилди.
«Биз түрк дуниясиниң бирлигини күчәйтишкә, һәмкарлиқни һәртәрәплимә кәңәйтишкә алаһидә диққәт қилдуқ. Ениқ нәтиҗиләргә ериштуқ, бирқатар лайиһиләр әмәлгә ашурулди, 80дин ошуқ жиғин уюштурулди. Астанада дунияға Улуқ даланиң бай көчмәнләр мәдәнийитини паш қилған V Дуниявий көчмәнләр оюнлири өтти. Бирпүтүн түрк елипбәсиниң тәстиқлиниши тарихий вақиә болди. Өткән жили Астанада өткән мәҗлистә ТДТқа бизниң дайимий вәкиллиримизни бәлгүләш һәққидә қарар қобул қилинди. Буниңға мувапиқ регламент тәстиқлинишкә тәйяр», —дәп қошумчә қилди Қасым-Жомарт Кемелоғли.
Дөләт рәһбири тәкитлигәндәк, Тәшкилат даирисидә сода-ихтисат, энергетика, малийә вә инвестиция саһалирида алақиләр орнитилди.
«Түрк инвестиция фондиниң нәтиҗидарлиқ паалийити түрк мәмликәтлириниң зич мунасивитигә йол ачидиған әмәлий қәдәм дәп һесаплаймән. Қирғиз қериндашлиримиз тәклип қилған бүгүнки саммитниң «Түрк дуниясиниң күчийиши: ихтисадий һәмкарлиқ, қелиплашқан тәрәққият, рәқәмлик келәчәк вә умумий бехәтәрлик» мавзуси барлиқ иштракчиларниң мәнпийитигә җавап бериду. Ахирқи 10 жилда ТДТ әзалириниң ихтисадий алақилири күчәйди. 2024-жили өзара товар айлиними 45 млрд. доллардин ашти. Биздә бу көрсәткүчни ашуридиған барлиқ мүмкинчиликләр бар», —дәп билдүрди президент.
«Түрк дунияси ихтисадиниң келәчәктики тәрәққияти үчүн муһим стратегиялик әһмийәткә егә «Оттура дәлизниң» қувитидин мүмкинқәдәр толуқ пайдилиниш керәк. Шуниң үчүн мошу йөнилиш бойичә жүк тошушни тәрәққий әткүзүшкә қадир келишимләрни түзүш һаҗәт. Иштракчи дөләтләр бу тәшәббусни қоллайду, дәп ишәш қилимән», — дәп тәкитлиди Қазақстан Президенти.
Малийә вә инвестиция саһасидиму һәмкарлиқни күчәйтиш тәкитләнди. Дөләт рәһбириниң пикричә, буниңда Түрк инвестиция фонди алаһидә роль атқуруши мүмкин. У тәрәпләрниң бир еғиздин Мәркизий банклар кеңишини қуруш тәшәббусини қоллиғанлиғини йәткүзди. Униңдин сирт, Қазақстан президенти инсан капиталини тәрәққий әткүзүшниң муһимлиғиниму тәкитлиди.
«Түрк тәрәққиятини гүлләндүрүш үчүн адәм ресурслиридин толуқ пайдилиниш һаҗәт. Талантлиқ яшларниң қабилийитигә мувапиқ шараит яритиш керәк. Илим-пән вә билим саһасидики һәмкарлиқни кәңәйтиш тоғра. Өткән жилқи саммитта бизниң әллиримиздә әтиварлиқ алий билим дәргаһлириниң филиаллирини ечиш тәклиплири ейтилған еди. Қазақстанда Ғази түрк университетиниң шөбиси ечилиши – шуниң нәтиҗиси”, – деди у.
Дөләт рәһбири имзалиниватқан «Санлиқ ихтисат саһасидики һәмкарлиқ» келишими ТДТ әллири үчүн муһим әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. У шундақла түрк дуниясида ортақ әхбарат мәйданини бәрпа қилиш үчүн бирләшкән кабельлиқ телеканал ечиш тәкливини бәрди.
Сөзиниң ахирида Қазақстан Президенти саммит даирисидә қолға кәлтүрүлгән келишимләр Тәшкилатқа әза дөләтләрниң иқтидарини ашурушқа мүмкинчилик яритидиғанлиғиға ишәш билдүрди. Қасым-Жомарт Тоқаев ТДТқа 2025-жили рәислик қилидиған Қирғизстанға утуқ тилиди.
Шуниң билән бирқатарда, түрк дуниясиниң бирлигини күчәйтишкә қошқан һәссиси үчүн Венгрия премьр-министри Виктор Орбанға «Түрк дуниясиниң Алий ордени» тапшурулди.
Қ.Тоқаевниң Бишкекқа 6-ноябрь күни әтигәндә учуп кәлгәнлигини әскә салимиз. Дөләт рәһбирини «Манас» аэропортида министрлар кабинетиниң рәиси — Қирғизстан Президенти Мәмурийити аппаратиниң рәһбири Ақылбек Жапаров күтүвалди.
2602 рет
көрсетілді0
пікір