- Әхбаратлар еқими
- 14 Қараша, 2024
Қазақстан дуниявий климат күн тәртивини қоллайду
Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Әзәрбәйҗан пайтәхти Баку шәһиридә БМТниң Климатниң өзгириши тоғрилиқ асаслиқ конвенциясигә иштракчи тәрәпләрниң 29-конференцияси даирисидә өтүватқан климат саһасидики һәрикәт бойичә дуния лидерлириниң саммитиға қатнашти. Мәзкүр саммит уюштурулған Баку олимпиадилиқ стадионида Дөләт рәһбирини Әзәрбәйҗан Президентти Ильхам Алиев билән БМТ Баш кативи Антониу Гутерриш қарши алди. СОР29 саммитиниң пленарлиқ сессиясидә биринчи болуп Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев сөз алди.
Президент өз нутқида Қазақстан Дуниявий климат күн тәртивини қоллайдиғанлиғини ейтип, тәбиәтниң өзгиришигә қарши күрәштә хәлиқара һәмкарлиқниң әһмийити зор екәнлигини қәйт қилди. Дөләт рәһбири елимизниң 2060-жилғичә углеродлуқ бетәрәплигигә қол йәткүзүш бойичә чоң мәхсәт қойғанлиғини тәкитлиди. Қ.Тоқаев бу вәзипини орунлаш үчүн ениқ мәбләғ билән тәминләш мәнбәлири вә заманивий технологияләргә сүйинидиғанлғини ейтти. Шундақла «Климатлиқ мәбләғ билән тәминләш бойичә йеңи коллективлиқ мәхсәт» (NCQG) даирисидә тәбиәт өзгиришлиригә тақабил туруши начар регионларға, болупму деңизға чиқидиған йоли йоқ тәрәққий етиватқан әлләргә алаһидә әһмийәт беришниң муһимлиғиға тохталди.
— Дуниядики зиянлиқ қалдуқларниң бир пайизила Мәркизий Азия әллиригә тәәллуқ. Шуниңға қаримай, бу регион нурғунлиған климатлиқ ховупларға дуч кәлмәктә. Тәбиәттики өзгиришләргә мувапиқ һәрикәт қилишниң нәтиҗидарлиғини ашуруш үчүн биз сүнъий әқил, спутник арқилиқ мониторингниң илғар технологиялирини, ховупни алдин-ала агаһландуридиған, су вә йәр ресурслирини имканқәдәр нәтиҗидар башқуридиған башқиму рәқәмлик васитиләрни паал пайдилинишимиз лазим, — деди Президент.
Дөләт рәһбири йеза егилигини турақлиқ тәрәққий әткүзүшкә көчүш муһим екәнлигини тәкитлиди. Қазақстан – «углеродлуқ деханчилиққа», йәни һаваға тарқайдиған парник газлириниң мөлчәрини азайтиш вә топини оғутлаш арқилиқ йеза егилигини жүргүзүш услублирини киргүзүшкә һәртәрәптин қолайлиқ мәмликәт. Буниңға елимиздики йеза егилигигә ярамлиқ 200 миллион гектар йәр мүмкинчилик бериду. Президент мәнпийәтдар тәрәпләрни Қазақстанниң мошу саһадики иқтидарини тәтқиқ қилишқа чақирди.
— Елимиз дуниявий уран йәткүзүшниң 43 пайизини тәминләйду вә углерод мөлчәри төвән энергия мәнбәси һесаплинидиған ядролуқ энергетикини тәрәққий әткүзүштә муһим роль ойнайду. Бийил оғуз ейида өткән умуммиллий референдумда хәлқимизниң бесим көпчилиги Қазақстанда атом электр станциясини селишни қоллиди. Биз мошу саһадики йетәкчи технологиялик гигантлар билән һәмкарлишип, мәзкүр лайиһиниң бехәтәрлиги вә нәтиҗидарлиғини тәминләшкә интилимиз, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент дуниядики су ресурслириға мунасивәтлик проблемиға тохталди.
— Климатниң өзгириши дуниявий су циклиғиму тәсир қиливатиду. Дуниядики тәбиий апәтләрниң 80 пайиздин ошуғи су әтрапида йүз бериду. Бийил елимиз илгири-кейин болмиған су кәлкүнигә дуч кәлди. Келәчәктә мошундақ пәвқуладдә әһваллар пәйтидә тез һәрикәт қилип, униңдин кейинки әслигә кәлтүрүш ишлирини тез атқуруш үчүн хәтәрни башқурушниң комплекслиқ системисини киргүзимиз. Су мәсилисигә дуния нәзәрини авдуруш мәхситидә бийил көнәк ейида Франция билән бирлишип, One Water саммитини өткүзимиз. Форумға қатнашқучилар су ресурслирини дуниявий дәриҗидә башқуруш мәсилилирини муһакимә қилиду. Һазир Каспий деңизиға ховуп пәйда болмақта. Дуниядики әң йоған көлни қутулдуруш һәммигә ортақ вәзипә һәм узақ муддәтлик хәлиқара һәмкарлиқни тәләп қилиду. Мошу йәрдә Президент Ильхам Алиевниң Каспий әтрапи мәмликәтлириниң экспертлар топини қуруш тоғрилиқ тәкливини қоллаймиз. Шуниң билән биллә Қазақстан Арал деңизини қутулдуруш үчүн ениқ чариләрни қобул қиливатиду, — деди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев сөзини хуласиләп, Әзәрбәйҗанниң СОР29ға утуқлуқ рәислик қилғанлиғи вә саммитни жуқури дәриҗидә уюштурғини үчүн Ильхам Алиевқа миннәтдарлиқ билдүрди. Дөләт рәһбири адил, инклюзивлиқ һәм очуқ климатлиқ күн тәртивини қелиплаштурушта Қазақстанниң хәлиқара шериклири билән һәмкарлиқни буниңдин кейинму күчәйтишкә тәйяр екәнлигини ейтти.
Саммитқа 80дин ошуқ мәмликәтниң, шундақла хәлиқара вә регионлуқ тәшкилатларниң рәһбәрлири сөз сөзлиди.
2072 рет
көрсетілді0
пікір