- Әхбаратлар еқими
- 21 Қараша, 2024
Қазақстан – Сербия: һәмкарлиқниң йеңи йөнилишлири
Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Сербиягә рәсмий сәпәр билән барди. Дөләт рәһбирини Белград аэропортида Сербия президенти Александр Вучич алаһидә һөрмәт билән күтүвалди.
Сербия сарийиниң алдидики мәйданда Қазақстан Президентини қарши елиш рәсмийити өтти. Униңда Пәхрий қаравул сәп түзүп, униң рәһбири рапорт бәргәндин кейин икки мәмликәтниң дөләт гимнлири орунланди. Президентлар бир-биригә рәсмий делегация әзалирини тонуштурди.
Қасым-Жомарт Тоқаев меһмандостлуғи үчүн Александр Вучичқа миннәтдарлиқ изһар қилип, Қазақстан Президенти сүпитидики Сербиягә дәсләпки сәпириниң әһмийити алаһидә екәнлигини қәйт қилди. Шундақла бу сәпәр икки дөләт арисидики мунасивәтләрниң йеңи сәһиписини ачидиғанлиғини ейтти. Қасым-Жомарт Тоқаевниң пикричә, Астана билән Белград ихтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн ениқ чариләрни қобул қилип, сода вә инвестициялик алақиләрни паал тәрәққий әткүзүватиду.
Пурсәттин пайдилинип, Дөләт рәһбири елимиздә әтиязда болған су кәлкүни пәйтидә ярдәм көрсәткәнлиги үчүн Александр Вучич вә Сербия хәлқигә миннәтдарлиқ изһар қилди.
Учришишта дөләт рәһбәрлири Қазақстан билән Сербия арисидики мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүшниң келәчигини, иккитәрәплимә һәмкарлиқниң йеңи йөнилишлирини муһакимә қилди.
Андин Қасым-Жомарт Тоқаев билән Александр Вучич кәңәйтилгән тәркиптә музакириләр жүргүзди. Учришишқа икки дөләт делегациялири қатнашти. Униңда дөләт рәһбәрлири сода-ихтисадий вә инвестициялик һәмкарлиқни кәңәйтиш мәсилилиригә алаһидә көңүл бөлүнди. Тәрәпләр келәчәктә иккитәрәплимә сода-сетиқ көләмини өстүрүшкә вә товарларниң түрлирини көпәйтишкә мәнпийәтдар екәнлигини тәкитләшти. Президентларни ейтишичә, санаәт, йеза егилиги, транспорт-логистика, мудапиә санаити комплекси, рәқәмләштүрүш, телекоммуникация вә аэрокосмос саһалиридики бирләшкән чоң лайиһиләрни илгирилитиш үчүн һаҗәт ресурс вә имканийәтләр бар. Шундақла транспорт инфрақурулумини кәңәйтиш вә өзара мунасивәтләрни, җүмлидин Астана билән Сербия арисида уттур һава рейсларни ечиш муһим екәнлиги қәйт қилинди.
Жуқури дәриҗидики музакириләрдин кейин Қазақстан вә Сербия президентлири әхбарат васитилири вәкиллири үчүн брифинг өткүзди.
Қазақстан Президенти бу сәпәргә алаһидә әһмийәт беридиғанлиғини тәкитлиди.
— Сербия – Қазақстанниң Балқан қолтуғидики ишәшлик шериги. Достлуғимиз өзара һөрмәт вә қоллашқа асасланған. Һазир зич вә мәзмунлуқ һәмкарлиғимизниң даириси кәңәйиватаду. Йеңи саһалар бойичә һәмкарлиқ орнитишқа башлидуқ, — деди Қ.Тоқаев.
Дөләт рәһбириниң ейтишичә, санаәт, транспорт-логистика, «йешил» энергетикиға көчүш саһалирида, мудапиә санаити комплексида бирләшкән лайиһиләрни әмәлгә ашуруш мәхсәт қилинмақта. Президент йеза егилиги йөнилишидики һәмкарлиққа тохталди.
— Сербия – йеза егилиги саһасида мол тәҗрибиси бар әл. Мошуни нәзәрдә тутуп, өзара нәтиҗидар мунасивәтни тәрәққий әткүзүшкә келиштуқ. Ветеринария, генетикилиқ ресурсларни кәңәйтиш, органикилиқ йеза егилиги, өсүмлүкләр биотехнологияси секторида тәҗрибә алмаштурушқа кириштуқ. Биз йеза егилиги саһасидики оқуш орунлири, илмий-тәтқиқат мәһкимилири арисида һәмкарлиқ орнитишниң муһим екәнлигини тәкитлидуқ, — деди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев Александр Вучични келәр жили Қазақстанға рәсмий сәпәргә чақирди.
Өз новитидә, Сербия президенти кәңдаирилик мәсилиләр муһакимә қилинған музакириләрниң нәтиҗидар һәм мәзмунлуқ өткәнлигини ейтип, учришишлар жуқури баһалиди.
Белградқа рәсмий сәпири даирисидә Қасым-Жомарт Тоқаев Сербия җумһурийитиниң премьер-министри Милош Вучевич билән учрашти. Дөләт рәһбири Қазақстан билән Сербия һөкүмәтлириниң қолға кәлтүргән шәртнамиләрни сүпәтлик әмәлгә ашуруш үчүн бирлишип һәрикәт қилишқа чақирди. Президент елимиздә инвестициялик лайиһиләрни әмәлгә ашуридиған Сербия тиҗарәтчилирини Қазақстан Һөкүмити толуқ қоллашқа тәйяр екәнлигини қәйт қилди.
Қасым-Жомарт Тоқаев Сербия президенти Александр Вучич билән биллә Белград әтрапидики «Батайница» аэродромида қоюлған һәрбий-санаәт комплекси карханилириниң көргәзмисини зиярәт қилди.
1576 рет
көрсетілді0
пікір