• Әхбаратлар еқими
  • 28 Қараша, 2024

Җәмийәтлик кеңәшниң жиғини өтти

Өткән һәптидә Алмутида малийә мониторинги агентлиғиниң җәмийәтлик кеңишиниң новәттики жиғини өтти. Агентлиқ вәкиллири билән кеңәш әзалириниң бу учришиши җамаәтчилик вә регионлар билән өзара һәрикәткә, шундақла мошу саһадики малийә бехәтәрлиги вә һоқуқ тәртивини сақлашқа мунасивәтлик муһим мәсилиләрни муһакимә қилишқа әһмийәтлик қәдәм болди.
 Жиғин давамида Агентлиқ хадимлири иҗтимаий әһмийити бар товарлар базирида дәллалларни йоқитиш бойичә жүргүзүлүватқан ишлар тоғрилиқ һесават бәрди. Кеңәш әзалири электронлуқ һесап-чот фактуриларниң мәлуматлири асасида иҗтимаий әһмийити бар товарларға рухсәт қилинған сода жүклимисиниң ешип кетиш фактлирини автоматлиқ рәвиштә ениқлашқа имканийәт беридиған аналитика системисиниң мүмкинчиликлири тонуштурулди. 
 Бийил агентлиқ һакимийәтләр йенидики регионлуқ комиссияләрниң намиға 650тин ошуқ материал әвәтти, улар бойичә 350 адәм мәмурий җавапкәрликкә тартилди. Мошу системида мониторинг билән иҗтимаий дөләт мәһкимилири тәминләнгән. Униң 600дин көпи 350 миллиондин ошуқ бюджет мәблиғини ихтисат қилип, дөләт сетивелиш тоғрилиқ шәртләрни қайта қарап чиқти. Малийә пирамидилириға қарши һәрикәт бойичә мәхсус лайиһини әмәлгә ашуруш йәкүнлириму тонуштурулди.
 Малийә мониторинги агентлиғи аналитикилиқ системиниң ярдими билән мәбләғ вә мәккарлиқ лайиһиләрниң рекламиси бар яки йоқ екәнлигини тәкшүрәйдиған интернет-кәңлик мониторингини әмәлгә ашуриду. Нәтиҗидә уюштурғучилар ениқлинип, уларниң паалийитигә йол бәрмәйдиған чариләр қобул қилиниду. Мошундақ алгоритм арқилиқ жил бешидин башлап 28 малийә пирамидисиниң, 12 миңға йеқин сайт, 25 ялған малийә лайиһиси бойичә 300гә йеқин сайт вә иҗтимаий торлардики аккаунтларниң паалийити тохтитилди. «Baiqa piramida» телеграмм-боти билән гражданлардин чүшкән 9 миңдин ошуқ илтимас қаралди.
 Кеңәш шундақла агентлиқниң Алмута шәһири, Алмута вилайити вә Жетису вилайити бойичә регионлуқ департаментлириниң регионлардики «көләңгидики ихтисатқа» қарши һәрикәт мәсилилири бойичә рәһбәрлириниң һесавитини тиңшиди. Агентлиқ рәиси Жанат Элиманов малийә мониторинги паалийитини йүксәлдүрүш мәхситидә, аһали билән конструктив диалогниң әһмийитини тәкитлиди. Бу чариләр җәмийәтлик кеңәш әзалири ейтқан ихтисадий бехәтәрлик саһасидики қанун базисини йүксәлдүрүшни тәминләпла қоймай, әмәлдики қанун тәләплирини сақлашниң әһмийитини қобул қилишқа тәсир қилиду.
 Өз новитидә, кеңәш әзалири агентлиқниң баһаларни мониторинг қилиш механизмини йүксәлдүрүш бойичә күч-ғәйритини бириктүрүшкә қаритилған бирқатар тәклипләрни бәрди. 

502 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы