- Әхбаратлар еқими
- 28 Қараша, 2024
Турақлиқ паалийәтниң нәтиҗиси
Өткән һәптидә Altyn Adam инновациялик мәктивидә Алмута вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң көчмә жиғини болуп өтти. «Ассамблея. Парламент. Мәслиһәтләр» лайиһиси бойичә уюштурулған баш қошушта тәвәдики милләтләрара разимәнлик вә җәмийәтлик турақлиқ мәсилилири муһакимә қилинди.
Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»
Жиғинға Алмута вилайитиниң һакими, вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң рәиси Марат Султанғазиев вә униң орунбасарлири, ҚХА әзалири, вилайәтлик Ички сәясәт башқармисиниң рәһбири Ерик Абитов, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Талғат Байедилов, Алмута вилайәтлик вә Әмгәкчиқазақ наһийәлик мәслиһәтләрниң рәислири Қуат Байғожаев вә Бекет Ахметов, депутатлар, этномәдәнийәт мәркәзлириниң, ақсақаллар, анилар вә яшлар кеңәшлириниң вәкиллири, медиаторлар һәм аммивий әхбарат васитилириниң мухбирлири қатнашти.
Марат Султанғазиев жиғин иштракчилирини тәбрикләп, «Ассамблея. Парламент. Мәслиһәтләр» лайиһисиниң мәхсити – Парламент вә барлиқ дәриҗидики мәслиһәтләр депутатлири, дөләт органлири вә Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң турақлиқ өзара һәмкарлиқтики иш системисини уюштуруш екәнлигини атап өтти.
– Алмута вилайити – көпмилләтлик тәвә болуши мунасивәтлик этносларара разимәнликни мустәһкәмләйдиған чарә-тәдбирләрни уюштуруш интайин әһмийәтлик. Мабада проблемилиқ мәсилиләр болуп қалған һаләттә уларни пәқәт өзара келишимгә елип келидиған медиацияни пайдилиниш арқилиқ һәл қилған дурус. Вилайәттә ушбу саһани йетилдүрүш мәхситидә 2025-жилниң кириши билән мәхсус оқуш курслирини уюштуруш реҗиләнди. Дәрис бериш үчүн «Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң җумһурийәтлик медиация кеңишиниң рәиси, Қазақстан Җумһурийити Президенти йенидики Миллий Қурултайниң әзаси Шерзод Пулатовни тәклип қилиш көздә тутулған. Бүгүнки күнгә қәдәр вилайәттә паалийәт елип бериватқан медиаторларниң сани 17 адәмни тәшкил қилиду. Мәлумки, йеқинда улар Қонаев шәһиридә Шерзод Аббозовичниң қатнишиши билән уюштурулған этномедиацияниң маһийитини ашуруш мәхситидики семинар-тренингқа иштрак қилип, билимлирини йетилдүрди, – дегән Ерик Абитов Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари Марат Әзилхановниң рәислигидә өткән ҚХА Кеңишидики тапшурмиларға мувапиқ «Ассамблея. Парламент. Мәслиһәтләр» лайиһисиниң һәртәрәплимә орунлиниши үчүн Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң рәиси Қуат Байғожаевни Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң тәркивигә киргүзүш тәкливини қойди. Шундақла у вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси вә Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң йенида қурулған депутатлар топи билән 2025-жилға реҗиләнгән ишлар планиниң 1-қәһританғичә тәйярлинип, бәкитилидиғанлиғини йәткүзди.
– Мәлумки, һазир елимиздә Президентимизниң тәшәббуси билән қурулған «Бір Ел – бір мүдде» депутатлар топи ишләватиду. Сөзсизки, улар хәлиқниң проблемилирини яхши билиду вә Ассамблеяниң ишидиму мол тәҗрибигә егә. Депутатлар Ассамблеяниң дөләт органлири, Парламент вә барлиқ дәриҗидики мәслиһәтләр билән һәмкарлиқтики паалийитиниму тәрәққий әткүзиду. Шуңлашқиму биз ҚХА қурулумлири, йәрлик иҗраий вә дөләт органлири билән ишләшкә, хәлиқни ойландурған барлиқ мәсилиләрни һәл қилип, улар үчүн җавапкәрликни ашурушқа тәйяр, – деди кейинки натиқ ҚХА әзаси, Алатав шәһәрлик мәслиһәтниң рәиси Роза Абилова.
Натиқ шундақла топ ишиға җәмийәтлик тәшкилатларни җәлип қилип, қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик билән мәнивий-мәдәний қәдрийәтләрниң ролини ашурушниң әһмийитигә тохталди.
Вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси рәисиниң орунбасари Гамзе Гейдаров «Биртуташ җәмийәт: разимәнлик вә ишәнчә» җәмийәтлик лайиһиси вә униң даирисидә әмәлгә ашурулған ишлар билән тонуштурди.
Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң рәиси Қуат Байғожаев елимиз Президенти, Һөкүмәт вә вилайәт һакимийити тәрипидин хәлиқниң һаятини яхшилаш, униң иҗтимаий дәриҗисини көтиридиған нурғунлиған лайиһиләр билән программиларниң әмәлгә ешиватқанлиғиға тохтилип, улар һәққидә кәң мәлумат бәрди.
Баш қошуш давамида ҚХА әзаси вә җәмийәт әрбаби Асылы Осман сөзгә чиқип, вилайәттики милләтләрара мунасивәтниң достлуқ вә җәмийәтлик разимәнлик асасида қурулуп, қазақстанлиқларниң течлиқ вә бирликтә яшаватқанлиғи – турақлиқ паалийәтниң нәтиҗиси екәнлигини атап өтти.
Жиғинни вилайәт һакими Марат Султанғазиев йәкүнләп, көтирилгән барлиқ мәсилиләр билән жүкләнгән вәзипиләрниң орунлинишини өз назаритигә алидиғанлиғини йәткүзди.
Ахирида Қазақстан Җумһурийитиниң әл бирлигини мустәһкәмләәшкә, достлуқ вә иттипақлиқни сақлап, мәнивий-мәдәний қәдрийәтләрни тәрәққий әткүзүшкә вә хәйрихаһлиқ ишларға төһпә қошқан бир түркүм әзимәтләр ҚХАниң мукапатлири билән тәғдирләнди.
Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси
499 рет
көрсетілді0
пікір