- Әхбаратлар еқими
- 28 Қараша, 2024
Ғалиплар мукапатланди
Астанада ҚХАниң “Миң бала” мәдәний-маарип лайиһисиниң ғалиплирини мукапатлаш мәрасими болуп өтти. Бу һәр жили өткүзүлидиған әнәънивий, умуммиллий лайиһә болуп һесаплиниду. Елимизниң барлиқ җайлирида ғалипларни ениқлаш мәхситидә ижадий байқашлар өткүзүлди. “Һүнири бар өрләйду” номинацияси бойичә җумһурийәтниң җай-җайлиридин кәлгән бирқатар ғалиплар мукапатланди.
Бу чарә-тәдбиргә ҚХА Рәисиниң орунбасари — Кативат рәһбири Марат Әзилханов, Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги Этносларара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш комитетиниң рәиси Ғалым Шойкин, ҚХА Рәисиниң орунбасари Лугмар Буларов, ҚҖ Парламентиниң депутатлири, дөләтлик органларниң, ҚХА этномәдәнийәт бирләшмилири билән җәмийәтлик тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти.
Натиқлар “Миң бала” лайиһисиниң дөләт тилини этносларара тил сүпитидә тәшвиқ қилиш арқилиқ этносларара разимәнликни мустәһкәмләштики әһмийитини, дөләт тилини үгиниш арқилиқ яш әвлатниң Қазақстан хәлқиниң мәдәний, мәнивий вә миллий қәдрийәтлирини қәлбигә сиңдүридиғанлиғини тәкитләшти.
Ахирида “Миң бала” җумһурийәтлик мәдәний-маарип лайисиниң һәрхил жиллардики ғалиплири бирлишип, һүнирини намайиш қилди.
Ейтмақчи, “Миң бала” лайиһиси ҚХАниң тәшәббуси билән 2015-жилдин башлап өткүзүлмәктә. 2015 — 2024-жиллар арилиғида 125 миң чарә-тәдбирләр өткүзүлүп, униңға 3 миллионға йеқин һәрхил этнос вәкиллири иштрак қилди.
504 рет
көрсетілді0
пікір