• Әхбаратлар еқими
  • 28 Қараша, 2024

Умуммиллий бирликни тәрғип қилишниң әһмийити

Ершат ӘСМӘТОВ,
 «Uiğur avazi»

 Тарихимизға көз жүгәртсәк, әҗдатлиримиз өз бәхтини бирлик-иттипақлиқтин тапқанлиғиға көз йәткүзимиз. Һаятниң бу қануни һазирму өзгәргини йоқ. Бәхит һәрқачан қут-бәрикәт, иҗил-инақлиқ бар йәрни ташлимайдекән. 
 Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев буниңдин бирнәччә жил илгири Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң кәңәйтилгән мәҗлисидә: «Биз вәтәнпәрвәрликни, өзара һөрмәт билән иттипақлиқни һәртәрәплимә тәрғип қилишимиз лазим. Бу – дөләтниңла әмәс, барчә гражданларниң ортақ вәзиписи. Умуммиллий бирлик – қудрәтлик әл болушниң асасий капалити. Мустәқил елимизниң бебаһа байлиғини кейинки әвлат үчүн сақлап қелишимиз керәк», – дегән пикирни илгири сүргән. Һәқиқәтәнму, Дөләт рәһбири ейтқандәк, умуммиллий бирлик һәммимизгә, вә, әлвәттә, елимизгә күч-қувәт бериду. Болупму Қазақстандәк көпэтнослуқ мәмликәткә җәмийәтлик разимәнлик билән бирлик-иттипақлиқ һавадәк һаҗәт. Шу әснада бүгүнкидәк мурәккәп геосәясий вәзийәттә, пүткүл дуния ихтисадий қийинчилиқларни баштин өткүзүватқан пәйттә ислаһатларниң утуқлуқ болушиниң беваситә сәясий турақлиқлиқ билән җәмийәтлик разимәнликкә бағлиқ екәнлигини унтумаслиғимиз керәк. Һә, һәрқандақ мәмликәттики турақсизлиқниң өзара тоқунушқа, адавәткә, қалаймиқанчилиққа, сәрсанчилиққа, һәтта қан төкүшкә елип келиши турған гәп. Мундақ әһвалниң һазирниң өзидә дунияниң бирқатар әллиридә йүз бериватқанлиғи һәммимизгә мәлум. 
 Елимиздә умуммиллий бирликни һәм җәмийәтлик разимәнликни қолға кәлтүрүш мәхситидә, Мустәқилликниң дәсләпки жиллири Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қурулғанлиғи һәммимизгә мәлум. Көпэтнослуқ қазақстанлиқларниң бир аилиниң әзалиридәк иҗил-инақ һаят кәчүрүватқининиң кәйнидә нәқ шу Ассамблеяниң турғанлиғини һечким инкар қилалмиса керәк. Бу надир институт оттуз жилға йеқин вақит ичидә әлдики барлиқ этносларни бир мәхсәт, бир мәнпийәткә бирләштүрәлиди. Һәрбир этносниң өз тилини, мәдәнийитини, урпи-адәтлири билән рәсим-қаидилирини сақлап, риваҗландурушқа кәң шәрт-шараит яратти. Толерантлиқ үлгисини намайиш қилип, мәмликитимизни һәқиқий разимәнлик билән бирликниң макани сүпитидә дунияға тонутти. Һәттаки, Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатини һәрхил жилларда башқурған Кофи Аннан билән Пан Ги Мун Қазақстанға қилған иш бабидики сәпәрлири пәйтидә ҚХА паалийити билән әтраплиқ тонушуп чиққандин кейин: «Ассамблея принципи БМТниң иш принципиға толуқ уйғун келиду» дегән пикирни ейтқан. Мошуниң өзила «Бизгә Ассамблеяниң кериги йоқ» дегүчиләргә дәлил-испатни тәләп қилмайдиған ениқ җавап болалиса керәк. 
 Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев 2019-жили мизан ейида қазақстанлиқларға йоллиған «Конструктив җәмийәтлик диалог – Қазақстанниң турақлиқлиғи билән тәрәққиятиниң асаси» намлиқ Мәктүбидә: «Иҗтимаий һәм этник топлар арисидики разимәнлик – пүткүл җәмийәтниң һәмкарлиқтики әмгигиниң нәтиҗиси. Этносларара инақлиқ умуммиллий бирлик дәриҗисигә көтирилди. Умуммиллий разимәнлик – этнослар арисидики достлуқтин жуқури туридиған сүпәтлик дәриҗә. Һә, сүпәт җәһәттин алғанда, бу тәшкилат өсүп-йетилгән. У Қазақстанниң ортақ мәхситигә хизмәт қилишни давамлаштуриду дәп ойлаймән» дәп тәкитлигән еди. Һәқиқәтәнму умуммиллий бирлик бир йезида, бир наһийәдә, бир вилайәттила әмәс, бәлки бир җумһурийәттә һаят кәчүрүп келиватқан этнос вәкиллириниң бир-бири билән иҗил-инақ яшиши, бир аилиниң әзалиридәк қол тутушуп өмүр сүрүшидур. Демәк, униң томури милләтләрара разимәнликниң тегидә ятиду.
 Йошуридиғини йоқ, бизму бала, яш болдуққу, һәрбир тәвәдә яки жутта бир-икки, нери кәтсә бир топ бәңвашниң болуши тәбиий. Ундақлар һәрбир милләттин чиқиду. Әйнә шулар гайида, йоқилаң бир сәвәпләргә бола, гәп талишип қелип, униң ахири уруш-җедәлгә айлинип кетиду. Мәсилән, уйғур-қазақта, мундақ пәйттә жутниң көпни көргән ақсақаллири, жигитбашлири яки ханим-қизлар йетәкчилири ариға кирип, мәсилини һәтта йәрлик һакимийәт дәриҗисигә йәткүзмәй йешип, икки тәрәпни яхши-хоп қилип қойиду. Жут рәһбәрлири дана һәм абройлуқ болса, ариға «от салидиған» сиртқи күчләрни, блогерсимақларни бу мәсилигә йеқин йолатмайду. Мана бу – елимиздики умуммиллий бирликни тәрғибат қилишниң бир усули.
 Умумән, җәмийәтлик турақлиқ һәм разимәнликни мустәһкәмләш мәсилисидә «отни өчәргәндин көрә, униң алдини елиш» йоллири нурғун. Төвәндә шуларниң бирнәччисигә тохтилип өтәйли.
 Бүйүк мутәпәккүр Әбу Насир әл-Фарабиниң: «Тәрбийисиз берилгән билим – адәмзатниң әшәддий дүшмини» дегән нәқил сөзи бар. Бизниң әҗдатлиримиз әлмисақтин бу қаидигә риайә қилип кәлгән. Чүнки улар әвлатқа яхши тәрбийә һәм мәслиһәт бериш арқилиқ, уни җәмийәтниң, әлниң тиригигә айландурушни билгән. Мәлумки, кичиккинә гөдәктин билимликла әмәс, жуқури сәвийәлик, вәтәнпәрвәр, хәлиқ һәм җәмийәт мәнпийитини өз мәнпийитидин үстүн қойидиған шәхсни шәкилләндүрүштә мәктәп билән аилә арисидики һәмкарлиқниң роли чоң. Бу иккиси икки яққа тартса, һәргиз заман тәливигә лайиқ адәмни йетилдүрәлмәймиз. Шуңлашқиму муәллимләр балилар тәрбийиси билән қатар, уларниң ата-анилири арисидиму тәрбийәвий иш елип барғини әвзәл. 
 Бүгүнки күндә билим дәргаһлиридики қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик вә милләтләрара разимәнлик йөнилишлири бойичә елип бериливатқан тәрбийәвий ишлар биздә қанаәт һасил қилиду. Мәсилән, уйғур тилида билим еливатқан һәрқандақ оқуғучиға яки балилар бағчисиниң тәрбийиләнгүчисигә: «Қазақстанниң гимнини ейтип бәргинә» десәң, у һеч иккиләнмәстин оң қолини көксигә қоюп, орунлап бериду. Шундақла улар дөләт тилини билиш җәһәттинму елимиздә истиқамәт қилидиған һечбир этнос пәрзәнтлиридин қелишмайду. 
 Мустәқиллик жиллири мәктәп программисиға миллий идея һәм җәмийәтлик разимәнлик мавзулириниң киргүзүлгәнлиги һәммимизни хошал қилиду. Ениғирағи, 9-синипниң «Қазақстан тарихи» дәрислигиниң «Мәңгүлүк Әл» Миллий идеяси» бабидики «Мәңгүлүк Әл» умуммиллий идеясиниң тарихий асаси», «Қазақстан җәмийитиниң умуммиллий қәдрийәтлири» параграфлирида, «Рухани жаңғыру» бабидики «Алаш» миллий идеясиниң концепциялик асаслири», «Алаш» һәрикити вә қазақ инқилапчи-демократлириниң сәясий көзқариши» параграфлирида, 11- синипқа беғишланған «Қазақстан тарихи» дәрислигиниң «Қазақстан Җумһурийитиниң көч-көч сәясити», «Қазақстан Җумһурийитиниң этносларара мунасивәтләр саһасидики сәясити» бабидики «Милләтләрара вә конфессияләрара разимәнликниң қазақстанлиқ модели», «Қазақстанниң сәясий-иҗтимаий вә мәдәний һаятидики Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң роли» параграфлирида қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик, җәмийәтлик разимәнлик, хәлиқләр достлуғи, конфессияләрара мунасивәтләр, миллий код, толерантлиқ охшаш мәсилилиригә алаһидә диққәт бөлүнгән. Буниң көпмилләтлик елимиздики сәясий турақлиқ билән җәмийәтлик разимәнликни қолға кәлтүрүштә зор нәтиҗә беридиғанлиғиға ишинимиз.
 «Билимниң һули – башланғучта» демәкчи, жуқурида қәйт қилинған идеологиялик йөнилиштики билимниң «йениктин – еғирға» усулида, йәни пәйдин-пәй мурәккәпләштүрүлгән һалда, биринчи синиптин берилгини тоғримекин дәп ойлаймән.
 Мәктәп оқуғучилириниң умуммиллий бирлик бойичә алған билими билән тәрбийиси йерим йолда үзүлүп қалмай, оттура мәхсус вә алий билим дәргаһлирида яки иш орунлирида давамини тапқини тоғра. Бүгүнки күндә колледж-университетларда Студентлар ассамблеялириниң, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси кафедрилириниң үнүмлүк паалийәт елип бериватқанлиғидин хәвиримиз бар. Әнди иш орунлирида болса, бу мәсилигә дегәндәк көңүл бөлүнмәйватқанлиғи ечинарлиқ. Шуңлашқиму ишчи-яшлар арисида бу хилдики идеологиялик ишниң йолға қоюлуши җәмийитимиздики турақлиқлиқ билән разимәнликни мустәһкәмләштә муһим роль ойниған болар еди.
 Бүгүнки күндә умуммиллий бирликни һәм қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрликни тәрғип қилишта масс-медианиң зор әһмийәткә егә екәнлиги һәммимизгә яхши мәлум. Бу җәһәттин «Уйғур авази» гезити өзигә жүкләнгән вәзипә һөддисидин муваппәқийәтлик чиқиватиду дәп ишәшлик ейталаймән. Мақалимизниң асасий мавзусиға униң һәр санида дегидәк орун берилип келиватиду. Буниң өзи қазақстанлиқ уйғурлар арисида иҗабий җәмийәтлик пикир қелиплаштурушта алаһидә тәсирчанлиқ көрсәтмәктә. Бу миссиямизни буниңдин кейин техиму риваҗландуруп, давамлаштуридиған болимиз.
 Бәхиткә қарши, кейинки вақитларда әхбарат тарқитиш бойичә тәрәққияттин хелила илгири кәткән иҗтимаий торларниң паалийитидин көңлүмиз толмайду. Раст, уларниң ичидә җәмийитимизгә пайдилиқ мәһсулатлири билән мәнивий озуқ бериватқанлириму бар. Бирақ униң һәммисиниң негатив учурларниң көләңгисидә қеливатқанлиғи ечинарлиқ. Йәни бүгүнки аудиторияни тәрбийәвий әһмийити зор, пайдилиқ әхбараттин көрә, сахта болсиму, һәйран қалдуридиған, әдәп-әхлақтин жирақ әрзән хәвәр-видеоларни әвзәл көриду. Башқичә ейтқанда, уларниң бесим көпчилигини яшлиримизниң илим-пән дуниясида қол йәткүзгән утуқлири әмәс, бәлки исми көпчиликкә мәлум бир нахшичиниң йолдишидин таяқ йегини яки һарақ ичивелип, җәмийәтлик орунларда җанҗал чиқарғини көпирәк қизиқтуриду. Бу хилдики сәвийә манипуляцияси келәчәк егилири – балилар билән яшларниң мейисини оғилап, җәмийитимизгә пайда елип кәлмәйдиған әвлатни шәкилләндүрмәктә. Торбәтләрдики йәнә бир хәтәрлик көрүнүш – сәясәттин тамамән хәвири йоқлар «сәясий обзорчиға» айлинип, дөлитимиз сәяситинила әмәс, геосәясәтни «титип ташлаветидиған» һаләткә йәтти. Шәхсән мениңдә әйнә шундақлар милләтләрара тоқунушларға елип кәлмисә, хошна мәмликәтләр билән болған достлуқ мунасивәтлиримизгә дәхил йәткүзмисә болаттиғу дегән әндишә бар. Шуңлашқиму бу җәһәттин қанунни күчәйтмисәк, әтә-өгүн кәч болуп қелиши мүмкин...
 Бүгүнки күнниң муһим мәсилисигә беғишланған мақаләмни қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрликниң үлгисигә айланған көрнәклик җәмийәт әрбаби Асылы Османниң: «Умуммиллий бирлик чүшәнчиси – бир мәмликәттә яшайдиған адәмләрниң тәғдир-қисмитиму, арман-мәхситиму бир дегән мәнани билдүриду. Тәғдири билән мәхсити бир адәмләрниң Вәтини билән Елиму бир болуш керәк. Улар дайим бир Мәмликәтниңла мәнпийитини көзлиши лазим. Шу чағдила «умуммиллий бирлик» ибарисиниң мәзмун-маһийити ечилиду. Нәқ мошу умуммиллий бирликни сақлаш үчүн барлиқ этнос вәкиллири қазақ хәлқиниң әтрапиға топлишиши шәрт. Шуниң билән биллә қазақ башқа этнос вәкиллирини қандақ иззәтләп, төригә чиқарса, башқиларму униң тилини, урпи-адәт вә әнъәнилирини, мәдәнийитини, йерини, елини, қанунлирини һөрмәтлиши һаҗәт» дегән сөзлири билән аяқлаштурмақчимән.
 

518 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы