• Әхбаратлар еқими
  • 28 Қараша, 2024

Фестиваль башланди

Алмутида ХVII Хәлиқара “Евразия” кинофестивали өтүватиду. У Равиль Трумов вә Асқар Бисембинниң “Бизгә дохтур керәк” фильми билән ечилди. Бу аиләвий фильм болуп, һәзил, чоңқур һиссият вә күлкилик вақиәләргә бай. 
Бу бир дохтурниң аддийла сәргүзәштиси әмәс. У мону тәсадипи вақиәләргә толуп-ташқан вақиттиму өз кәспигә садиқ болуп, адәмләргә ярдәмгә келидиған ақхалатлиқ җанлар һәққидә. Йеңи фильмда һәркимни әсир қиливалидиған меһриванлиқ, үмүт вә ишәнчә моҗут.
“Бу кона классик әсәрләр роһида барлиққа кәлгән музыкилиқ комедия. Йәни бродвей усулида ишләнгән фильм. Һәммә вақиә нахшилар арқилиқ пәйдин-пәй йүз бериду. Һәрбир нахшиниң вақиәгә бағлиқ мәнаси бар. Қазақстанда техи мундақ қоюлум болмиған”, — дәйду қойғучи-режиссер Равиль Трумов. Фильм қәһриманлири Шәрип Серик, Карини Кудекова, Қариқат Башанова охшаш талантлиқ актерларниң маһарити түпәйли интайин җанлиқ вә тәл-төкүз чиққан.
Фестивальниң тәсисчиси һәм уюштурғучиси — ҚҖниң Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги. Илһамчиси болса, Шәкен Айманов намидики “Қазақфильм” Миллий киностудияси.

506 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы