• Әхбаратлар еқими
  • 28 Қараша, 2024

Украинидики вәзийәт муһакимә қилинди

Президент Қасим-Жомарт Тоқаев Украинидики әһвалниң кәскинлишигә бағлиқ, гражданлиқ объектларниң бехәтәрлигини тәминләшни тапшурди. Бу һәққидә Президент мәслиһәтчиси — әхбарат кативи Берик Уәли мәлум қилди.
 “Дөләт рәһбири Қасим-Жомарт Тоқаев Премьер-Министрға, Президент Мәмурийитиниң рәһбиригә вә һәрбий қурулумларниң йетәкчилири билән барлиқ һакимларға Украинидики кәскин вәзийәткә бағлиқ, асасий һәрбий вә гражданлиқ объектларниң бехәтәрлигини тәминләш бойичә җиддий чариләрни көрүшни тапшурди”, дейилиду мәлуматта.
 Бу һәқтә Парламент палатилириниң рәислиригиму ейтилди.
 “Президент елимиздики вәзийәтни өз назарити астида тутуп туруватиду. Бизниң елимиз үчүн асасий стратегиялик мәхсәт — турақлиқ, течлиқ, қанун вә тәртипни сақлаш. Қазақстан икки славян хәлиқлири арисидики маҗрани диолог арқилиқ тохтитиш һаҗәтлигини талай қетим тәклип қилди”, – дәп язиду Берик Уәли.
Шуниңға қәдәр, Россия Президенти Владимир Путин 19-оғлақ күни Курск вә Брянск вилайәтлиридики объектларға қилинған һуҗумларға. Шундақла Укринидики һәрбий ишләпчиқириш объектлириға җавап ретидә қилинған һуҗумлар һәққидә пикрини ейтқан еди. У телевидение арқилиқ билдүрүшидә Днепрдики баллистикилиқ ракета һуҗуминиң Россиягә ясалған АТАСМS вә Storm Shadow ракетилири һуҗумлириға җавап дәп билдүрди.
22-оғлақта Премьер-Министр Олжас Бектенов Украинидики вәзийәткә бағлиқ дөләт рәһбириниң тапшуруғини орунлаш бойичә җедәл жиғин өткүзди.
 У ички ишлар, пәвқуладдә әһваллар, сиртқи ишлар, саламәтлик сақлаш, транспорт, энергетика, ишләпчиқириш вә қурулуш, миллий ихтисат, малийә министрликлириниң рәһбәрлиги билән дөләт рәһбириниң тапшуруғини орунлаш бойичә мәсилиләрни муһакимә қилди.
 Премьер-министр мудапиә министри Руслан Жақсылықовниң стратегиялик вә инфрақурулумлуқ объектларни қоғдаш бойичә әмәлгә ашурулуватқан ишлар һәққидики мәлуматини тиңшап, дөләт органлириниң һәрикитини күчәйтишкә қаритилған вәзипиләрни жүклиди. Турақлиқ билән җәмийәтлик тәртипни сақлаш, транспорт алақисиниң бехәтәрлиги, саламәтликни сақлаш объектлири һәм башқиму муһим мәсилиләр қаралди.
Вакаләтлик органларниң рәһбәрлигигә Президентниң бехәтәрликни тәминләш бойичә тапшуруқлирини орунлашни алаһидә назарәт қилиш вә әһвалниң өзгириши һәққидә тез хәвәр қилиш тапшурулди.
 ҚҖ Ташқи ишлар министрлигиниң рәсмий вәкили Айбек Смадияров Украинидики вәзийәткә бағлиқ чүшиник бәрди.
“Бизниң Украидики Әлчилигимиз адәттики режимда ишләватиду. Биздә дуниядики әһвални байқап туридиған мәхсус мәркәз бар. Биздики мәлуматқа мувапиқ, Киевтики дипломатиялиқ корпус-өй паалийитини давам қиливатиду. Гражданларни эвакуация қилиш мәсилисиму күн тәртивидә йоқ. Қазақстанлиқлардин эвакуация қилиш бойичә өтүнүш чүшмиди. Һазирқи пәйттә мәхсус самолет әвәтиш мәсилиси қаралмиди», – деди ТИМниң рәсмий вәкили.
«Өзәңларға мәлумки, Украинида уруш давам қиливатқиниға икки жилдин ашти. Келимән дегүчиләр әлдин чиқип кәтти. Бирақ бизниң һесавимиз бойичә, 300гә йеқин Қазақстан граждани болуши мүмкин. Ениқ санини ейтиш қийин. Шуниңға қаримай, бирнәччә күн бурун биз Украинидики қазақстанлиқларни бу йәрдин кетиш тоғрилиқ хәвәрдар қилдуқ. Қазақ дипломатлири өз хизмитини ойдикидәк атқуруватиду. Әгәр вәтәндашлиримиздин өтүнүш чүшсә, уларға дәрһал һаҗәт болған ярдәм көрситилиду. Һәр һалда, вәзийәткә бағлиқ һәрикәт қилимиз”, – дәп қошумчә қилди Айбек Смадияров.
 

508 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы