- Әхбаратлар еқими
- 28 Қараша, 2024
Қасым-Жомарт ТОҚАЕВ: «Биз ишәшлик стратегиялик шерик болған вә шундақ болуп қалимиз»
Астанада өтидиған Коллективлиқ бехәтәрлик шәртнамиси тәшкилати (КБШТ) саммити һарписида Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң мақалиси Россия гезитида йоруқ көрди.
Дөләт рәһбириниң «Известия» гезитида елан қилинған мақалисида, аләмшумул синақларға қаримай, Қазақстан билән Россия һәртәрәплимә һәмкарлиқ вә хошнидарчилиқниң үлгисини намайиш қиливатқанлиғи тәкитләнгән. Униң асасида өзара һөрмәт, мәнпийәт бирлиги, алий дәриҗидики конструктив сәясий диалог ятиду.
Һазир Қазақстанда 23 миң россиялик ширкәт үнүмлүк ишләватиду, уларниң ичидә 4 миңи бийил ечилған. Бу бизниң һәмкарлиғимизниң жуқури сүръитини көрситиду.
Турақлиқ рәвиштә инвестицияләр көләми вә даириси көпийиватиду. 2023-жили Россия ширкәтлири Қазақстанға 3 миллиард доллар көләмидә инвестиция салди. Қазақстанму мошу көләмдә Россия ихтисадиға инвестиция салған. Бизниң мәмликәтлиримиз инвесторларни қоллаш үчүн һаҗәт шараитларни яритиватиду, бизнес үчүн қолайлиқ муһитни тәминләватиду.
Қазақстан билән Россия энергетика, санаәт, транспорт-логистика, йеза егилиги вә башқиму саһаларда кәңдаирилик бирләшкән паалийәт жүргүзүватиду. Мошу күнгә қәдәр 18 миллиард доллар көләмидики 90 лайиһә әмәлгә ашурулди, 49 истиқбали жуқури лайиһә ишқа қошулуш җәриянида туриду.
Қазақстан Президенти, шундақла Астана билән Москва, Евразия кәңлигидә интеграцияниң муһим механизмиға айланған вә хәлиқара дәриҗидә абройға егә болуватқан Евразиялик ихтисадий иттипақ даирисидә үнүмлүк ишләватқанлиғини қәйт қилди.
Мәлумки, бийил Евразиялик ихтисадий иттипақи шәртнамисиниң тәшкил қилинғиниға 10 жил толди. Мәзкүр бирләшминиң тәшәббускарлири вә асасчилири сүпитидә Қазақстан билән Россия баштинла дуния дәриҗисидә риқабәткә қабиллиғини ашуруш мәхситидә һәртәрәплимә һәмкарлиқни күчәйтишкә интилди. Өткән жиллар ичидә Евразиялик ихтисадий иттипақ муһим платформа сүпитидә өзиниң нәтиҗидарлиғини көрсәтти. Бу йәрдә әза-дөләтләрниң ихтисадий сәяситиниң вә өзара содиниң интеграция җәрияни утуқлуқ әмәлгә ашурулуватиду.
«Биз Қазақстанда өз мәмликәтлиримизни дунияда қуруқлуқта әң узун чегара бирләштүридиғанлиғини дайим әстә тутимиз. Бизниң пикримизчә, бу – мәңгүлүк достлуқ вә хошнидарчилиқниң чегариси. Чегаридаш регионларда һәр икки тәрәптин 32 миллион адәм яшаватқанлиғиму наһайити муһим. Икки дөләтниң регионлири бизниң дөләтләрара мунасивәтлиримизни күчәйтишкә зор үлүш қошуватиду. Шуңлашқа регионларара һәмкарлиқниң ХХ форумиға икки дөләт рәһбәрлириниң қатнишиши – программиниң муһим пункти болиду», — дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Қасым-Жомарт Кемелоғли шундақла икки мәмликәтниң Улуқ Ғалибийәтниң 80 жиллиқ тәвәллудини мунасип нишанлашқа тәйярлиниватқанлиғини қәйт қилди. Умумий тарихқа болған һөрмәт – Қазақстан вә Россия һәмкарлиғиниң асасий йөнилишидур.
Өткән жил бизниң елимиздә кәңдаирилик «Рус мәвсүмлири» шиари астида уюштурулди. Бийил Москвада Астананиң мәдәнийәт күнлири өтти. Большой театри сәһнисидә «Абай» оперисиниң қоюлуши чоң вақиә болди. Россияниң чоң галереялири – Третьяков галереясидә вә Эрмитажда Қазақстанниң көргәзмилири ечилиду.
Қазан шәһиридә өткән «Келәчәк оюнлириға» Қазақстанниң қатнишиши вә россиялик спортчиларниң Дуниявий көчмәнләр оюнлирида һүнәр көрситиши гуманитарлиқ һәмкарлиқниң йеңи шәкиллириниң актуаллиғини көрсәтти. Мошу эстафетини давамлаштуруп, Россия тәшәббускар болған, 2026-жили өтидиған новәттики «Келәчәк оюнлириға» Қазақстан қатнишиду.
Маарип саһасидики һәмкарлиқ йеңи мәзмун билән толуқтурулиду. Бизниң планлиримизда – елимизниң җәнубий регионлирида рус мәктәплирини ечиш. Өз новитидә, Россия билән Қазақстанға чегаридаш шәһәрләрдә Қазақстан мәктәплирини ечилишиға үмүт қилидиғанлиғини тәкитлиди Қ.Тоқаев.
Һазир Россия алий оқуш орунлирида 60 миңға йеқин қазақстанлиқ студент билим еливатиду. Келәчәктә Астанада Москва дөләт хәлиқара мунасивәтләр институтиниң шөбисини ечиш вә Омск шәһиридә әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетиниң вакаләтханисини ечиш мәхсәт қилинмақта.
Қазақстанда рус тилида 3,5 миң мәктәптә дәрис жүргүзүлиду, телеканаллар вә радиостанцияләр ишләватиду, гезит-журналлар чиқиватиду, барлиқ регионларда дегидәк рус драма театрлири ишләватиду.
Бу жил икки дөләт арисидики мунасивәтләрдә әң үнүмлүк жил дәп ейтишқа толуқ асас бар, дәп тәкитләнгән Қазақстан Президентиниң мақалисида. Шундақла 2025-жилға мәхсәтлиримиз көп. Жил давамида нурғунлиған бирләшкән лайиһә вә тәшәббусларни әмәлгә ашуруш лазим.
Президент Қазақстан билән Россия һәқиқий мәнада достлуқ, әң муһими, ишәнчигә, хошнидарчилиққа, иттипақдашлиққа асасланған мунасивәтләрни орнатқанлиғини тәкитлиди.
1054 рет
көрсетілді0
пікір