- Муштири топлаш — 2025
- 11 Желтоқсан, 2024
Бийилму мукапатсиз қалмиди
Жилдиқи әнъәнә бойичә, бийилму «Уйғур авази» гезитиниң тәһрирати һәм «Уйғур авазиға» муштири топлаш бойичә җумһурийәтлик штаби җай-җайлардики җанкөйәрлиримизни рәғбәтләндүрүшни унтумиди. Йеқинда улар билән өткән жиғинлар Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һәр икки регионида уюштурулди.
Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»
Дәсләп «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, униң орунбасари Бәхтишат Сопиев вә «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң рәиси, «Уйғур авазиға» муштири топлаш бойичә җумһурийәтлик штабниң башлиғи Карлин Мәхпировни наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Нурбүви Насирова вә униң командиси Ишиктә регионида күтүвалди. Баш қошушқа «Уйғур авазиға» муштири топлаш бойичә җумһурийәтлик штабиниң регионлуқ шөбисиниң әзалири толуқ дегидәк қатнашти.
Башта Нурбүви Мәрүпқизи чарә-тәдбирни ечип, жиғинниң мәхсити вә меһманлири билән тонуштурди. Андин сөз меһманларға берилди.
– Мәлумки, һазир җай-җайларда гезит-журналларға, җүмлидин «Уйғур авазиға» муштири топлаш қизғин кетип бариду. Җәмийәтлик ишларниң активистлири «ичиватқан чейини, йәватқан ненини қоюп», бу ишқа беши билән киришип кәтти. Мошу йосунда һәрбириңларға ейтар миннәтдарлиғимиз чәксиз. Һәргиз һармаңлар, әзиз җанкөйәрлиримиз, – деди өз сөзидә Ершат Әсмәтов жиғин иштракчилирини келиватқан Мустәқиллик күни вә йеңи 2025-жил билән сәмимий тәбрикләп. У штабниң җай-җайлиридики шөбилири әзалириниң пидакаранә әмгиги түпәйли гезитимиз муштирилири саниниң өсүп келиватқанлиғини мәмнунийәт билән тилға алди. Шундақла йеқинда Астана шәһиридики «Достлуқ өйидә» өтүп, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенати «Бір ел – бір мүдде» депутатлар топиниң ҚҖ Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң һәм этножурналистика саһасиниң вәкиллири қатнашқан «Этножурналистикини вә чәт әлдики қазақтиллиқ аммивий әхбарат васитилирини қоллап-қувәтләш» мавзусидики баш қошушта көтирилгән мәсилиләр билән тонуштурди.

Карлин Мәхпиров «Уйғур авази» гезитиниң қисқичә тарихиға тохтилип, муштири топлаш штабиниң паалийити билән тонуштурди. Гезит коллективиниң ҚҖ Президентиниң стратегиялик йөнилишлирини тәрғибат қилидиған нәшир сүпитидә җәмийәтлик пикирни қелиплаштурушқа вә миллий бирликни күчәйтишкә қошуватқан төһписини атап өтти. Һөкүмәт қоллаватқан бирдин-бир рәсмий гезитимиз – «Уйғур авази» оқуғучилириниң санини көпәйтишкә техиму җанпидалиқ билән күч селишқа чақирди.
«Қазпошта» АҖ Әмгәкчиқазақ наһийәлик бөлүминиң рәһбири Гүлинур Сулайманова «Қазпошта» ишидики йеңилиқлар билән тонуштуруп, почта хадимлириниң дайим өз херидарлириға һәртәрәплимә ярдәм берип, қоллап-қувәтләшкә тәйяр екәнлигини йәткүзди.
Учришиш давамида Қәйнәзәр йезисиниң жигитбеши Кевир Яқупов, Әмгәк йезиси Ханим-қизлар кеңиши рәисиниң орунбасари Зульфия Абдурахманова, Тәшкәнсаз йезиси Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Асийәм Баратова вә башқилар муштири топлаш җәриянида дуч келиватқан қийинчилиқлар һәққидә сөз қозғап, уларни һәл қилишниң йоллирини тепишта ярдәмгә муһтаҗ екәнлигини билдүрди. Қоюлған соалларға меһманлар әтраплиқ җавап бәргәндин кейин бирқатар активистларға «Туран дунияси» җәмийәтлик фонди тәсис қилған «Достлуқ» медали вә «Уйғур авази» гезитиниң пәхрий ярлиқлири тапшурулди.
***
Челәк йезисидики жиғинни Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурҗамал Һасанова елип барди. У иштракчиларға меһманларни тонуштурғандин кейин муштири топлаш штабиниң Челәк региони бойичә шөбисиниң паалийитигә қисқичә тохталди.
«Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов бу йәрдиму миллий тәрәққиятимиз җанкөйәрлири – жигитбашлири, ақсақаллар, ханим-қизлар вә яшлар кеңәшлири әзалириниң муштири топлаш мәвсүми башланғанда пут-қолини йәргә тәккүзмәй, паал һәрикәт қилиши һәм уларниң ушбу җанпидалиқ әмгигиниң нәтиҗисидики утуқларға, йәни муштирилиримиз саниниң жилдин-жилға көпийишигә тохталди. Җәмийәтлик ишлар активистлириниң миннәтсиз әмгигиниң хәлқимиз вә миллитимизниң бирлиги билән разимәнлигини ашурушта башқиларға үлгә болидиғанлиғини тәкитлиди.
«Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң рәиси, «Уйғур авазиға» муштири топлаш бойичә җумһурийәтлик штабниң башлиғи Карлин Мәхпировму миллий нәширлиримизгә муштири топлашта алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәткән инсанларға миннәтдарлиқ билдүрди.
Миллий тәрәққиятимиз йолида бир жил бойи һармай-талмай ишлигән челәклик җанкөйәрләрму «Достлуқ» медали вә пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди.
Челәк вә Қорам йезилириниң чоң жигитбашлири Иврайимҗан Шакиров вә Қурванҗан Исламов, пешқәдәм почта хадими Хатәм Қавашева һәм башқилар өзлириниң әмгигини баһалиған «Уйғур авази» коллективи вә «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң мәмурийитигә рәхмитини изһар қилди.
Хәйрият, муштири топлаш мәвсүминиң аяқлинишиға санақлиқ күнләр қалди! Булту Әмгәкчиқазақ наһийәси бойичә оқурмәнлиримизниң сани – 4036 аилини тәшкил қилған. Ишәнчимиз камилки, бийилқи муштирилиримизниң сани бултуқидин артуқ болса болидекин, кам болмайду!
Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси
120 рет
көрсетілді0
пікір