- Әхбаратлар еқими
- 05 Ақпан, 2025
Астанада һәрбий парад өтиду

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Иккинчи дуния урушидики Ғалибийәтниң 80 жиллиғида Астанада һәрбий парад өтидиғанлиғи һәққидә ейтип өтти.
«Улуқ Ғалибийәтниң 80-жиллиғини нишанлаш бийил дөләтниң күн тәртивидә муһим орунда туриду. Қазақстанлиқлар ирқчилиқни бәрбат қилишқа чоң һәссә қошти. Бизниң ата-бовилиримиз барлиқ уруш мәйданлирида қәһриманларчә җәң қилди. Шуниң билән бирқатарда Қазақстан ишәшлик арқа сәп болди», – дәп тәкитлиди Дөләт башлиғи.
Президентниң пикричә, Ғалибийәт тәвәллудини нишанлашниң плани һәртәрәплимә кәң, ветеранларға һәм арқа сәптә әмгәк қилғанларға һөрмәт көрситилиду, һечким диққәттин сирт қалмайду.

421 рет
көрсетілді0
пікір