• Әхбаратлар еқими
  • 05 Ақпан, 2025

Шаирға – «Илһам» мукапити

Йеқинда Алмутида җамаәтчилик вәкиллириниң қатнишиши билән атақлиқ шаир, «Алаш» мукапитиниң лауреати, Қазақстанниң Пәхрий язғучиси Җәмшит Розахуновниң 75 яшлиқ тәвәллуди дағ-дуғилиқ нишанлинип, бу қетим хәлқимизниң сөйүмлүк шаири «Илһам» мукапитиниң лауреати аталди. 

Бәхтишат  СОПИЕВ,
«Uiğur avazi»

Дәсләп иҗат­карни тәвәл­луди билән Алмута шәһири М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң оқу­ғучилири шаирниң шеирлирини ядқа оқуш арқилиқ тәбриклиди. Андин Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси Патигүл Мәхсәтова қәләмдишиниң хошаллиғиға ортақлишип, униң «Қош гүлдәстә» намлиқ йеңи китавиниң йоруқ көргәнлигини елан қилди. Мәзкүр китапниң лентиси қийилғандин кейин сөз «Санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза егилиги хадимлириниң» җумһурийәтлик ассо­циациясиниң Президенти Дилмурат Кузиевқа берилди.  Тонулған меценат атақлиқ қәләм саһибиға өзиниң иллиқ тиләклирини билдүргәч, униңға «Әдәбият» номинацияси бойичә «Илһам» (500 миң тәңгә) мукапитини тапшурди. 
Өз новитидә бизму қәләм саһибини гезитимизниң миңлиған оқуғучилири намидин тәбрикләп, иҗадий утуқлар тиләймиз.

СҮРӘТТӘ: Д.Кузиев Җ.Розахуновқа «Илһам» мукапитини тапшуруватиду

521 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы