- Әхбаратлар еқими
- 05 Ақпан, 2025
Кәсип һавадәк һаҗәт

Қазақстан Җумһурийитидә жилдин-жилға мәхсус кәспий-техникилиқ билимлик кадрларға болған еһтияҗ өсмәктә. Шуңлашқиму яшларға кәспий билим беришкә алаһидә көңүл бөлүнмәктә. Йеқинда Алмута вилайитиниң һакими Марат Султанғазиев, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Талғат Байедилов Челәк политехника колледжида болуп, униң маддий-техникилиқ базиси вә билим алғучилар үчүн яритиливатқан мүмкинчиликләр билән тонушти.
Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»
Бүгүнки күндә колледжда 400 жигит-қизға 30 оқутқучи вә 19 кәспий билим беришниң маһири «Техникилиқ хизмәт көрситиш, автомобиль транспортини ремонтлаш вә пайдилиниш», «Йеза егилиги механизацияси», «Тамақлинишни уюштуруш», «Электр буюмлири», «Кәпшәлигүчи» һәм «Компьютерлиқ технологиялар вә программист» бөлүмлиридә билим бериватиду. Дәргаһниң 240 орунлуқ ятақханиси, медицина пункти, ашханиси, мәҗлис һәм спорт заллири, спорт мәйдани, лабораториялири вә оқуш-ишләпчиқириш ишханилири бар. Балилар һәқсиз билим елип, ятақханида һәқсиз туруватиду. Яхши оқуватқанлири стипендия алиду. Заманивий инновацияләрму киргүзүлгән. Шу түпәйли түләкләрниң 70 — 80 пайизи қийналмай, иш орунлириға орунлишиватиду. Мәсилән, булту колледждин учум болған яш мутәхәссисләрниң ичидә 116 бала дәрһал вә бемалал ишқа елинди. Уларниң ичидә автомобиль кәпшәлигүчилири, йеза егилиги саһасидики тракторист-машинистлар, ашпәзләр, электромонтерлар, электр-кәпшәлигүчиләр вә компьютер аппаратиниң операторлири бар.
Билим дәргаһиниң мудири Қуат Дүйсебаевниң ейтишичә, Челәк политехника колледжида техникилиқ вә кәспий билим беришниң дуаллиқ системисиму өз дәриҗисидә тәрәққий етип, 200дин ошуқ студент ушбу система бойичә оқуватиду. 30дин ошуқ иҗтимаий мәһкимә билән түләкләрни иш билән тәминләш һәққидики 52 келишимгә қол қоюлған.
– Техникилиқ вә кәспий билим бериш системисини риваҗландурушниң алаһидилиги – яшларниң халиған кәспини егиләп чиқишида. Бу – алди билән сәралиқ жигит-қизларға иҗтимаий җәһәттин қоллап-қувәтләш болса, иккинчидин, елимизниң тәрәққий етип келиватқан ихтисадини кадрлар билән тәминләш болуп һесаплиниду, – деди Марат Султанғазиев колледж паалийитигә өз баһасини берип.
Вилайәт һакими сәпәр давамида «Жетысу вольфрамы» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи вольфрам рудисини қезиш, уни ишләпчиқириш вә қайта ишләш комбинатиниң вәкиллири билән учрашти. Наһийәдики ушбу чоң ишләпчиқириш мәһкимиси – Челәк политехника колледжиниң иҗтимаий шериклириниң биридур. Униң баш хадими Дамир Муқанниң ейтишичә, буниңдин икки жил бурун мәһкимә вә колледж арисидики меморандумға қол қоюлуп, қошумчә факультетлар ечилди. Уларниң студентлири комбинатта ишләпчиқириш тәҗрибисидин өтүватиду. Һазир «Жетысу вольфрам» ҖЧЙниң 19 кәпшәлигүчиси вә электр-монтерлири билим дәргаһиниң үч айлиқ курслирида билим еливатиду.
Сөзсизки, Йеңи Қазақстанда һәртәрәплимә билимлик техникилиқ хадимлар биринчи новәттә иш билән тәминлинидиған болиду. Демәк, кәспий билим беришниң әһмийити күн санап өсүватиду. Шу нәзәрдин қарисақ, ушбу саһани риваҗландурушта Челәк политехника колледжиниң қошуватқан төһписи зор екәнлиги, талашсиз.
Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси

2262 рет
көрсетілді0
пікір