• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2012

Шаир иҗадийитигә беғишланди

Йеқинда Челәк йезисидики А.Розибақиев намидики оттура мәктәптә атақлиқ шаир Илия Бәхтияниң иҗадийитигә беғишланған он күнлүк болуп өтти. 5 — 7-синип оқуғучилири арисида шаирниң ана жутқа, Вәтәнгә, тәбиәткә беғишланған шеирлирини ипадилик оқуш мусабиқиси өткүзүлүп, униңда 7-синип оқуғучилири Гүлистан Юнусова — биринчи, Сабина Сақиева — иккинчи, 6-синип оқуғучиси Назугум Тохтиярова үчинчи орунға муйәссәр болди. Әнди 8-9-синип оқуғучилири арисида Илия Бәхтияниң һәҗвий шеирлири асасида түзүлгән сәһнилик көрүнүшләр көрситилип, униңда оқуғучилар әдипниң сатирилиқ шеирлирини ядқа ейтипла қоймай, бәлки қәһриманлар обризиға кирип, өзлириниң маһаритини намайиш қилди. Шу йосунда «Мошундақ дуканлар бар», «Заман яманму, адәмму?» намлиқ сатириларни бабиға йәткүзүп орунлиған 8-«Б» синип оқуғучилири — биринчи, 8-«В» синип оқуғучилири иккинчи орунға еришти. Әнди «Мода дегән кейин чиқти...» сатирисини орунлиған 9-«В» синип оқуғучилири үчинчи орунға егә болди. Униңдин ташқири 6-синиплар арисида «Ким чаққан, ким әпчил», 9-10-синиплар арисида «Тапқурлар, зерәкләр» мусабиқилири өткүзүлди. Он күнлүк давамида ғалип чиққанлар Пәхрий ярлиқлар вә соғилар билән тәғдирләнди. Пән муәллимлири тәрипидин Илия Бәхтияниң иҗадийитигә беғишланған «Хәлқимиз дурданиси», шундақла бийил тәвәллуди нишанлинидиған язғучи-шаирлар иҗадий-паалийитигә беғишланған «Әдәбият гүлзари», «Билимиңни синап көр» (викторина, метограмма вә кроссвордларни өз ичигә алған) намлиқ там гезитлири чиқирилди. Ойлаймизки, мәзкүр чарә-тәдбирләр яш әвлатни әдәбиятни қәдирләшкә, шаир-язғучиларниң иҗадийити билән йеқиндин тонушушқа дәвәт қилиду.

Бүвинур ҺАСАНОВА,

уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.  

760 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы