• Әхбаратлар еқими
  • 06 Наурыз, 2025

Арзу-арманлириңлар әмәлгә ашсун!

8-Норуз — баһарниң бөләкчила бир күни. У қәлбимизни сехирлиқ нури билән йорутидиған, меһир-муһәббити билән исситидиған, көңлүмизгә хошаллиқ һәдийә қилидиған вә еғир дәқиқиләрдә қоллап-қувәтләйдиған улуқ зат – Аялға болған әң изгү вә сәмимий һис-туйғулиримизни ойғитиду. Мошу күни пүткүл қазақстанлиқлар ханим-қизлиримизға һөрмәт билдүриду вә уларниң бәрпакарлиқ ролиға тазим қилиду. Бүгүн силәр, Қазақстан ханим-қизлири, сәясәттә вә бизнеста, илмий-ишләпчиқириш вә иҗтимаий-мәдәний саһаларда йетәкчи орунни егиләватисиләр. Течлиқ вә разимәнлик, изгүлүк вә хатирҗәмлик, қут-бәрикәт вә үмүт-ишәнчә һәдийә қиливатисиләр. 
Хәлиқара ханим-қизлар мәйрими һәммимизгә турмушниң һаятий муһим қәдрийәтлири болған инсанпәрвәрликни, миннәтдарлиқни, меһир-шәпқәтни, пикирдашлиқни чоңқур чүшиниш имканийитини бериду. Әң муһими, силәр бизниң муқәддәс дияримизға һаят бәхш етиватисиләр, балилиримизни — Адаләтлик Қазақстан пухралирини тәрбийиләватисиләр. Бизниң анилиримиз, ярлиримиз, һәдә-сиңиллиримиз вә қизлиримиз! Һаят силәр арқилиқ зөрүр мәзмунға, йөнилишкә вә даналиққа егә болуватиду. 
Қиммәтлик ханим-қизлар! Ярқин, парлақ вә әң пак мәйрәм — Хәлиқара ханим-қизлар күни мунасивити билән сәмимий тәбригимизни қобул қилғайсиләр. Мошу мәйрәмлик баһар күни силәрниң шәрипиңларға әң иллиқ сөзләр ейтилсун. Чин қәлбимиздин силәргә мошу қуяшлиқ мәйрәмни сөйүмлүк әрләр, бәхитлик балилар, садиқ ағиниләр вә достлар билән қарши елишиңларни тиләймиз. Нийәт қилған арзу-арманлириңлар әмәлгә ашсун, көзлириңларда – нәм, көңлүңларда ғәм болмисун! Мәйримиңлар мубарәк, қәдирлик ханим-қизлар!

“Уйғур авази” гезитиниң тәһрирати 
 

 

1544 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы