• Әхбаратлар еқими
  • 13 Наурыз, 2025

Тарих вә һазирқи заман

Йеқинда Қазақстан Җумһурийити Илим-пән вә алий билим министрлиги илим-пән комитети М.Әвезов намидики әдәбият вә сәнъәт институти, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Алмута шәһәрлик илмий-эскпертлиқ кеңиши билән Қазақстан Язғучилар иттипақи рус әдәбияти вә әдәбий алақиләр кеңишиниң һәмкарлиғида ҚХАниң 30 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған «Беларусь тилидики Қазақстан этнослириниң әдәбияти: тарих вә һазирқи заман» намлиқ хәлиқара «дүгләк үстәл» өтти. 

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi» 

М.Әвезов намидики өй-мирасгаһида уюштурулған мәзкүр чарә-тәдбир М.Әвезов намидики әдәбият вә сәнъәт институтиниң мудири, академик К.Матыжанов билән Беларусь Язғучилар иттипақиниң рәиси, «Беларусь» нәшриятиниң мудири А.Карлюкевичниң рәсмий йоллиған хети билән тәнтәнилик ечилди. Әдәбият вә сәнъәт институтиниң хәлиқаралиқ алақиләр вә дуния әдәбияти бөлүминиң башлиғи Светлана Ананьеваниң риясәтчилигидә өткән мәзкүр «дүгләк үстәлдә» Мицва җәмийәтлик бирләшмиси кеңишиниң рәиси, ҚХА әзаси А.Барон, Алмута шәһири ҚХА илмий-экспертлиқ топиниң рәиси, Философия, сәясәтшунаслиқ вә диншунаслиқ институтиниң баш илмий хадими М.Шайкемелев вә башқилар тәбрик сөз қилди.
«Дүгләк үстәл» давамида мустәқиллик дәвридә Қазақстан – Беларусь мәдәний алақилириниң йеңи басқучқа көтирилгәнлиги вә униң әдәбият җәриянлириға болған тәсири һәққидә һәрхил пикирләр алға сүрүлди. Болупму қазақ вә беларусь язғучилириниң алақилири күчийип, көплигән язғучи вә шаирларниң әсәрлириниң икки тилда охшаш сөзлигәнлиги тилға елинди.
Минск шәһиридә «Жүрәкләр аһаңдашлиғи» серияси билән Беларусь вә Қазақстан язғучилириниң «Чегара атлап» намлиқ әдәбий топлими йоруқ көргәндин кейин, көп өтмәй, Қазақстанда дәсләпки қетим «Қазақстан – Беларусь» әдебий альманахи чиқти. Шуниңдин бери икки дөләт язғучилириниң әсәрлири давамлиқ көпчиликкә тонуштурулуп кәлмәктә. С.Ананьеваның «Абай вә ХХІ әсирниң мәдинийәтара диалоги» илмий монографияси, Янко Купалодин башқа беларусь әдәбиятиниң атақлиқ вәкиллиридин Николай Метлицкийниң, Михаил Поздняковниң, Геннадий Авласенкониң, Юлия Алейченкониң поэзияси билән Алесь Карлюкевичниң, Елена Стелмахинниң прозилири шулар җүмлисидин.
М.Әвезов намидики әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, филология пәнлирини доктори, тонулған язғучи Нурдәулет Ақыш «Қазақ – Беларусь әдәбият алақилири» һәққидә тәпсилий тохтилип, Қазақстан мустәқиллик алғандин бери уларниң сүръәтлик риваҗлинип келиватқанлиғини тәкитлиди. Язғучиниң «Пәвқуладдә яз» повестини беларусь китапханлири қизғин қарши алған. Уни беларусь тилиға тәрҗимә қилған атақлиқ балилар язғучиси А.Карлюкевич қазақ язғучисиниң әсәрини наһайити жуқури баһалап, инкас билдүргән. Шу түпәйли, язғучи Н.Ақышниң иҗадийити кәң амма тәрипидин яхши қарши елинған.
М.Әвезов намидики әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, филология пәнлирини доктори Алимҗан Тиливалди-Һәмраев «Уйғур язғучилириниң беларусь тилидики тәрҗимилири» намлиқ докладида, икки хәлиқ әдәбиятиниң тәрәққияти наһайити жуқури пәллигә йәткәнлигини алаһидә қәйт қилди. Алим өз нутқида уйғур-беларусь әдәбий алақилири балиларға беғишланған адәттики кичик һекайиләрдин башлинип, дәсләп у «Ғунчә», «Иҗаткар» журналлирида йоруқ көргәнлигини, әнди ушбу нәширләрниң Белорусьниң Минск вә Гродно шәһәрлиридә тонуштурулғанлиғини тилға алди. Кейинирәк Алимҗан Тиливалдиниң сөһбәтлири вә мақалилири елан қилинған. Қазақстан уйғур әдәбияти тоғрисидики муназирә характеридики мақалиларға Беларусь Язғучилар иттипақиниң оргини болған «Неман» вә «Звязда» қатарлиқ чоң гезитлирида орун берилгән. Уйғур – беларусь әдәбий алақилири күчийип, дөләтниң рәсмий торлирида уйғур әдәбияти бойичә мәхсус сәһипә ечилған. Қазақстанда болса, язғучи А.Карлюкевичниң «Шубуршун вә униң достлири» чөчәк-повести уйғур тилиға тәрҗимә қилинип, балилар арисида қизиқиш һасил қилған. Уйғур наһийәсиниң Кичик Ақсу йезисида мәхсус көрүкләр уюштурулуп, оқуғучилар өз пикирлири билән ортақлашқан. Бу вақиә Белорусьтиму әкси тәсират қозғиған. «Шубуршун вә униң достлири» чөчәк-повестини истедатлиқ язғучи Әхмәтҗан Исрапилов уйғур тилиға тәрҗимә қилған. Шу түпәйли, Әхмәтҗан Исрапиловниң иҗадий паалийити Белорусьта рәсмий тонуштурулди. Мақалә муәллипи Алесь Карлюкевич. Беларусь язғучисиниң ушбу мақалиси Қазақстанда нәширдин йоруқ көргән «Дуния мәдәнийитидики қазақ әдәбияти» намлиқ топламға киргүзүлүп, алий оқуш орунлириға тәвсийә қилинған. Хулләс, әдәбий алақиләрниң гүллиниш җәриянида икки хәлиқ әдәбияти һәққидә илмий тәтқиқатларниңму елип берилғанғанлиғини тәкитләш орунлуқ. Шаирәм Баратованиң беларусь балилар әдәбиятиниң өзгичиликлири һәққидә йезилған мақалиси мәтбуатларда йоруқ көрди. «Иҗаткар» журнали вә «Азия бүгүн» гезитидиму һәрхил мақалилар бесилғанлиғи мәлум. Бу нәширләр һәққидә беларусь китапханлири тәпсилий мәлуматларни елип, өз миннәтдарлиғини билдүрди. Уйғур – беларусь әдәбий алақиләр тәрәққияти изчил давамлишип, 2020-жили жуқури басқучқа көтирилди. Уйғур мәдәнийәт тарихида дәсләпки қетим, Беларусь Җумһурийитиниң мәхсус қарари билән, «2020-жил — уйғур әдәбияти жили» дәп елан қилинди. Мәзкүр қарар даирисидә көплигән уйғур язғучилириниң әсәрлири вә тәрҗимиһали тонуштурулди. Мәмнунийәт билән тәкитләймизки, балилар язғуси Авут Мәсимовниң әсәрлири беларусь тилиға тәрҗимә қилинип, қизғин қарши елинди. Өз новитидә, уйғур язғучиси Беларусь язғучилириниң әсәрлирини көпчиликкә тонуштурди. Уйғур язғучисидин елинған сөһбәтләр болса, Беларусь китапханлири арисида чоң қизиқиш һасил қилип, башқиму нәшир вә язғучилириниң диққитини қозғиди. Бу утуқлар Қазақстан хәлқи Ассамблеяси даирисидә өткән чарә-тәдбирләрдиму алаһидә тилға елинди. Алимҗан Тиливалди өз докладида уйғур-беларусь әдәбий алақилири һәққидә тохтилип келип, уни мустәқиллик дәвридики «сәнъәт мөҗүзиси» дәп тәкитлиди. Мундақ алақиләргә аит сүръәтлик һадисиләр әдәбият җәриянида камдин-кам учришиду, әлвәттә. Тәкитләш лазимки, Қазақстанда уйғур әдәбиятиниң риваҗлинишиға яхши шараитлар яритилған. Йетилип келиватқан иҗаткарларниң миллий әдәбиятқа дегән садақити жуқури дәриҗидә намайән болса, демәк, буниңдин кейинму уйғур-беларусь язғучи-шаирлири арисидики мунасивәтләр техиму мустәһкәмлинип, риваҗлиниду, дәп ойлаймиз.
«Дүгләк үстәл» давамида «Әвезов өйи» мәркизиниң мудири Д.Қонаев, ЮНЕСКО йенидики хәлиқара мәдәнийәтләрни йеқинлаштуруш мәркизиниң илим-пән бойичә бөлүминиң башлиғи, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси вә рус әдәбияти кеңиши рәисиниң орунбасари В.Толмачев, П.Лумумба намидики РУДН университетиниң рус вә чәт әлләр әдәбияти кафедра рәһбириниң орунбасари вә доценти К.Галай (Москва), Қазақ радиоси вә «Чегарисиз Қазақстан — Достлуқ» тәшкилатиниң журналисти Т.Жандильдина вә башқилар Қазақстан – Беларусь һәмкарлиғиниң башқиму алаһидиликлиригә тәпсилий тохтилип өтти.
 

396 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы