- Әхбаратлар еқими
- 13 Наурыз, 2025
Муһакимә мәйдани

Ершат ӘСМӘТОВ,
«Uiğur avazi»
Қазақстан Җумһурийити Президентиниң йенидики Миллий қурултай, Дөләт рәһбириниң Пәрманиға бенаән, 2022-жили сәпәр ейида қурулди. Мәслиһәтчи орган сүпитидә тәшкил қилинған мәзкүр қурулум жилиға бир қетим, һаҗәт болғанда, новәттин ташқири өткүзүлидиған болуп келишилди. Мәхсити – иҗтимаий бирликни тәрәққий әткүзүш идеялири билән ениқ қәдәмләрни тәйярлаштин ибарәт болди. У умуммиллий қәдрийәтләр даирисидә җәмийәт бирлигини мустәһкәмләш мәсилилири муһакимә қилинидиған мәйданға айлиниши лазим. Йәни униңда оттура әвлат вәкиллириниң тәҗрибиси, йеңичә ойлайдиған креатив яшларниң тиң тәшәббуслири оттуриға селиниду. Қурултайниң тәркивигә һәрхил вилайәтләрдин, һәрхил саһалардин һәм һәрхил әвлат вәкиллиридин 117 адәм кирди. Мәзкүр қурулум паалийитигә Парламент депутатлири, сәясий партияләрниң, һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң вә җай-җайлардики җәмийәтлик кеңәшләрниң әзалириму һәмкарлишиду.
Тәкитләш лазимки, Миллий қурултай демократик принципларға асасланған һалда паалийәт елип бариду. Мәсилән, җамаәтчилик вәкиллири җәмийәттики проблемиларни ениқлап, җәмләп, һакимийәтниң муһакимисигә тәвсийә қилалайду. Өз новитидә, салаһийәтлик мутәхәссисләр мәсилини чоңқур тәһлил қилип, очуқ пикрини билдүрәләйду. Йәни конструктив җәмийәтлик пикир чоқум инавәткә елиниду, дегән сөз.
«Өтмүшсиз келәчәк йоқ» демәкчи, қурултай чақиришниң қазақ хәлқиниң қедимдин келиватқан әнъәниси екәнлиги тарихтин мәлум. Жут атилири әл тәғдиригә мунасивәтлик муһим мәсилиләрни нәқ мошундақ һәйъәт жиғинлирида қариған, өзара мәслиһәтлишип, бир қарарға кәлгән. Мундақ қарарлар арқилиқ улар хәлиқниң бирлигини қолға кәлтүргән. Шуңлашқиму Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Миллий қурултайниң биринчи жиғинида: «Биз әҗдатлар йолиға әмәл қилип, Қурултай чақириш ишини йеңилидуқ. Дөләтчилигимизни мустәһкәмләп, бирлигимизни күчәйтиш нийитидә бүгүн баш қошуп олтиримиз. Миллий қурултайниң дәсләпки баш қошушини Улытавда өткүзүш қарар қилинди. Улуқ улусниң бешида турған Жошы хан мәқбәрисиниң түвигә ақ чедир орнаттуқ. Буниң өзигә хас зор рәмзлик әһмийити бар. Әлниң бирлиги, милләтниң җипсилиғи дегинимиз – мошу», – дәп қәйт қилған еди.
Хулләс, бүгүнки күнгә қәдәр Миллий қурултайниң үч жиғини болуп өтти. Улар Улытав, Түркстан вә Атырав тәвәлиридә чақирилди. Мәзкүр баш қошушларда җәмийитимиздики муһим мәсилиләр қарилип, уларни һәл қилиш бойичә Қурултай әзалириға ениқ тапшурмилар берилди.
Хасийәтлик Улытав зиминида өткән жиғинда Қасым-Жомарт Кемелоғли Миллий қурултайда биринчи новәттә милләтни җипсилаштуридиған дана, тиң ғайиләр билән тәклипләргә алаһидә әһмийәт берилиши керәклигини тәкитләп, униңда қарилидиған үч асасий мәсилигә – умуммиллий бирликни мустәһкәмләш, әмәлгә ашурулуватқан ислаһатларниң мәзмун-маһийитини хәлиққә дурус чүшәндүрүш, хәлиқниң йеңи технологияләр арқилиқ кәңдаирилик ислаһатларға қатнишиши – диққәт ағдуруши лазимлиғини ейтти.
Президент умуммиллий бирликни мустәһкәмләш һәққидә гәп қозғиғанда, қатнашқучилар диққитини дәсләп милләтниң йеңи сапасини, шуниң билән биллә җәмийәтни тәрәққий әткүзидиған қәдрийәтләрни, һәқиқий мәнасидики вәтәнпәрвәрлик туйғуни шәкилләндүрүшкә көңүл бөлүш, турақлиқ демократик институтларни қуруш йолида сәясий җавапкәрлик мәдәнийитини риваҗландуруш мәсилилиригә қаратти һәм уларниң радикализмни вә экстремизмни тизгинләшниң асасий амили екәнлигини тәкитлиди. Шундақла Қаңтар вақиәсидин кейин елимиздә аһалиниң сәясий паалийәтчанлиғиниң ашқанлиғидин, йеңи сәясий партияләр билән һәрикәтләрниң пәйда болғанлиғидин, мәйданларда һәрхил пикирләрниң ейтиливатқанлиғидин хәвәрдар екәнлигини алға сүрүп, уларниң қанун даирисидин чиқмаслиғи, асасий қәдрийитимиз – мустәқиллигимизгә дәхил йәткүзмәслиги һаҗәтлигигә алаһидә тохталди.
Қасым-Жомарт Кемелоғли өз нутқида милләтни жипсилаштуридиған асасий хисләтләрниң бири – шөһрәтпәрәслик әмәс, әмгәксөйгүчлүк екәнлигини, шуңлашқиму аилисини асраш йолида тинмай әмгәк қиливатқан, қанунға хилаплиқ қилмайдиған адәмләрниң һөрмәткә егә болуши лазимлиғиниму ейтип өтти.
Шуниң билән биллә, бәхиткә қарши, қалаймиқанчилиқ уюштуруп, ваң-чуң чиқиришқа хуштар айрим коча бәңвашлири билән блогерларниң бүгүнки күн қәһриманлириға айланғанлиғини, депутатлар билән иҗраий органлар вәкиллириниң, һәрхил дәриҗидики әмәлдарларниң шуларғила көңүл бөлүп, тәливини орунлашқа алдирайдиғанлиғини тәнқит астиға алди. Президентниң пикричә, мәркизий һәм регионлардики һакимийәт барлиқ гражданларниң муң-муһтаҗиға бирдәк қариши лазим.
Дөләт рәһбири әмәлгә ашурулуватқан ислаһатларниң мәзмун-маһийитини хәлиққә дурус чүшәндүрүш, хәлиқниң йеңи технологияләр арқилиқ кәңдаирилик ислаһатларға қатнишиш мәсилилири һәққидә сөз қозғиғанда, бу йөнилишләрниңму умуммиллий мәзмунға егә болуватқанлиғини ейтип өтти.
Қасым-Жомарт Тоқаев өз сөзидә қазақ тилиниң дөләт тили сүпитидә мәртивисиниң күндин-күнгә ешиватқиниға тохтилип, дунияниң асасий әхбарат васитилириниң қазақчә чиқиватқанлиғини, җүмлидин яшларниң тәшәббуси билән «NATIONAL GEOGRAPHIC» журналиниң 6 жилдин бери қазақ тилида нәшир қилиниватқанлиғини, исми аләмгә мәшһүр «APPLE» компаниясиниң қазақ тилини iOSниң тиллар системисиға қошқанлиғини, дунияниң 40 тилида тарқилидиған «NICKEL ODEОN» телеканилиниң қазақчә сөзләшкә башлиғанлиғини мәмнунийәт билән әслитип өтти.
Мәзкүр баш қошушта Дөләт рәһбири тәрипидин көтирилгән Мустәқиллик мәйриминиң мәзмунини өзгәртмәй, Җумһурийәт күнигә миллий мәйрәм мәртивисини бериш, Улытав йеридә қазақ хәлқиниң бирлигини намайиш қилидиған Дөләт рәмзлири мәйданини ечиш тәклиплири бир еғиздин қоллап-қувәтләнди.
Әл еғизида «Иккинчи Мәккә» атилип кәткән Түркстан диярида 2023-жилниң сәпәр ейида «Адаләтлик Қазақстан – Адил граждан» мавзусида өткән Миллий қурултайниң иккинчи жиғинида Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликәт тәрәққиятиниң йөнилишини бәлгүләйдиған бирқатар пикир-тәклиплири билән бөлүшти. У дәсләпки Қурултайдин кейинки бир жил ичидә елимиздә конституциялик ислаһатниң жүргүзүлгинини, бу өзгиришләрниң мәмликитимиз һулини техиму мустәһкәмлигинини, узақ муддәткә беғишланған демократик йөнилишимизни бәлгүләп бәргинини ейтип өтти. Шундақла Адаләтлик Қазақстанни қуруш вәзиписини һакимлар билән министрлар зиммисигила жүкләп қоймастин, пүткүл җәмийәт болуп һәрикәт қилиш, биринчи новәттә, һәрбир қазақстанлиқниң сәвийәсини йеңилаш һәм дунияға болған көзқаришини вә мәвқәсини өзгәртиш лазимлиғини, униңсиз сәясий-ихтисадий ислаһатни маңғузушниң мүмкин әмәслигини алаһидә тәкитлиди. Ениғирағи, вәтәнпәрвәрлик, адәмгәрчилик, өз кәспиниң маһири болуш, теҗәмкарлиқ, әмгәксөйгүчлүк, әл билән йәргә муһәббәт бағлаш охшаш алий пәзиләтләрни бойимизға сиңдүрүшниң муһимлиғини әскәртти.
Дөләт рәһбири шуниң билән биллә миллий биртуташлиғимизни мустәһкәмләп, елимизниң йеңи қәдрийәтлирини бәрпа қилиш үчүн дөләт рәмзлирини мукәммәлләштүрүш, хәлиқниң сәвийәсини ашуруш, мәдәний мираслиримизни һәртәрәплимә тәрғип қилиш, өсүп келиватқан әвлат тәрбийисигә көңүл бөлүш, әхбарат сәяситиниң нәтиҗидарлиғини ашуруш, креатив индустрияни риваҗландуруш, дөләт сәяситидә тәһлил қилиш сүпитини яхшилаш, чегариға йеқин регионларни тәрәққий әткүзүш, дөләт башқуруш системисини техиму мустәһкәмләш охшаш мәсилиләр әтрапида музакирә жүргүзүп, пайдилиқ тәклипләрни оттуриға салди.
Миллий қурултайниң бултуқи үчинчи жиғини Норуз мәйрими һарписиға һәм хасийәтлик Роза ейиниң башлинишиға тоғра кәлди. Бу қетим Қурултай әзалири Атырав шәһиридә, йәни Улуқ Ипәк йолиниң бойиға орунлишип, өз вақтида алаһидә геостратегиялик мәртивигә егә болған қедимий Сарайшық шәһириниң йенида мустәқил елимизниң парлақ келәчиги үчүн муһим әһмийәткә егә мәсилиләр әтрапида пикирләшти. Җүмлидин иҗтимаий-ихтисадий, егилик, идеологиялик вә башқиму проблемилар Президентимизниң диққәт-нәзәридин сирт қалмиди.
Қасым-Жомарт Кемелоғли бу қетим бәрикәт-бирлигимиз тоғрилиқ әтраплиқ ейтип өтти. Буниң үчүн, биринчи новәттә, әл бешида турған шәхсләр арисидики иттипақлиқниң муһим екәнлигини тилға алди. Шу әснада өтмүштики вақиәләргә, тарихий шәхсләргә мунасивәтлик һаҗәтсиз муһакимиләрниң, әқил-парасәттин көрә, һиссияти бесим пикирләрниң көпийип кәткәнлигигә тохтилип, бу хилдики пайдисиз бәс-муназириләрниң әҗдатлар билән әвлатлар арисида зиддийәт туғдуруштин башқа һечнәрсә елип кәлмәйдиғанлиғини, шуңлашқиму бүгүнки зияли әһлиниң, биринчи новәттә, хәлқимиз бирлигини мустәһкәмләшкә диққәт ағдурғининиң әвзәллигини қошумчә қилди.
Президент шундақла қазақ тилиниң бизнес, илим-пән вә техника тилиға айлиниватқанлиғини, уни пайдилинишниң дөләт сәяситидики муһим йөнилиш сүпитидә қаливеридиғанлиғини ейтти. Шуниң билән биллә мәҗбурлаш йоли билән әмәс, күндилик турмуштики еһтияҗини ашуруш арқилиқ униң һулини мустәһкәмләш һаҗәтлигини тәкитлиди. Бу йөнилиштә креатив индустрияниң пәқәт ихтисатни риваҗландуруштила әмәс, дөләт тилиниң келәчиги үчүнму зор әһмийәткә егә екәнлиги қәйт қилинди. Илғар пикирлик милләт болушниң әң асасий йоли – китап оқуш. Шуңлашқиму җәмийитимиздә китап оқуш мәдәнийитини шәкилләндүрүш мәсилисиму Қурултайниң күн тәртивидин орун алди.
Һәммимизгә мәлумки, мустәқил Қазақстан – көпэтнослуқ мәмликәт. Демәк, дөләт сәяситидә миллий биртуташлиқни мустәһкәмләш муһим әһмийәткә егә. Бу җәһәттин Норуз, Көрүшүш вә Миллий кийим күнлири охшаш миллий мәйрәмләрни аммибаплиққа айландурушимиз керәк. Әҗдатлар роһини хуш қилимиз десәк, улар өмүрбойи етиқат қилған динимизға һөрмәт билән қариғинимиз әвзәл. Әнъәнивий ислам – хәлқимизниң миллий биртуташлиғини тәминләйдиған қәдрийәтлиримизниң бири. Униңға садиқ болуш арқилиқ биз экстремизмға қарши туралаймиз. Бу һәққидә Қурултайда әтраплиқ ейтилди.
Елимиз, хәлқимиз мәнпийити йолида өткән баш қошушта шундақла Улуқ Ғалибийәтниң 80 жиллиғини мунасип нишанлаш, дөләт рәмзлириниң мәртивиси һәққидиму ейтилди. «Яманни ейтмай, яхшилиқ йоқ» демәкчи, елимизниң мунасип тәрәққиятиға тосалғу болуватқан наркотик содиси, синтетикилиқ наркотик айлиними, нәшикәшлик, насивай етиш, лудомания, буллинг, турмуштики зорлуқ-зомбилиқ, вандализм, исрапчилиқ охшаш җәмийитимизгә ят илләтләр билән җиддий күрәш елип бериш лазимлиғи һәққидиму гәп болди.
Қасым-Жомарт Кемелоғли муһим мәсилиләр қатарида хәлиқниң иҗтимаий әһвалини яхшилаш, ихтисатни мустәһкәмләш, ІТ технологиясини әмәлиятта җарий қилиш, бюджет ахчисини теҗәмләш һәққидә әтраплиқ һәм мәзмунлуқ баян қилди. У Қурултай әзалири алдидики нутқини һәрбир қазақстанлиқни вәтәнпәрвәр, әмгәксөйгүч, мустәқиллигимизниң түврүги, қанун билән тәртипкә беқинидиған, адил һәм җавапкәр, бәрпакар вә тәрәққийпәрвәр инсанлардин болушқа чақириш билән йәкүнлиди.
Миллий қурултайниң новәттики жиғини елимизниң әң көркәм вә мәнзирилик җайлириниң бири – Көкшетавда өтмәкчи. Униңдиму мәмликитимизниң парлақ келәчигигә, хәлқимизниң паравән турмушиға бағлиқ муһим мәсилиләрниң қарилидиғиниға ишәнчимиз зор.

1540 рет
көрсетілді0
пікір