- Әхбаратлар еқими
- 19 Наурыз, 2025
Мәйрәм давамлишиватиду

Бийил Норуз мәйрими Алмутида кәңдаирилик нишанлиниду. Мәдәний, спорт чарилири, концертлар, йәрмәңкиләр уюштурулуп алмутилиқлар вә шәһәр меһманлириға мәйрәмлик кәйпият һәдийә қилиду. Шәһәрдики Абай вә Астана мәйданлирида, «Көктөбә» паркида, Панфилов кочисида вә Арбатта, умумән 100 дин ошуқ мәйрәмлик чарә-тәдбир өтиду.
21-норуз күни Астана мәйданида «Алмута – Норуз қучиғида» намлиқ концерт өтиду. Бу йәрдә «Дос-муқасан» ансамбли, Майра Мухумедқизи, Жанар Айжанова, Өмирқул Айниязов, Төлеген Рахымбаев вә башқиму эстрада юлтузлири өз һүнәрлирини көрситиду. Униңдин ташқири, 21 – 22-норуз күнлири Juldyzdy Almaty фестивали өтиду. Шундақла мошу йәрдә қолһүнәрвәнлириниң йәрмәңкилири, спорт мусабиқилири уюштурулиду.
Абай мәйданида 21 — 25-норуз күнлири арилиғида Nauryz Fest фестивали өтиду. Бу йәрдә һәрхил милләтләрниң мәдәний мираслири вә заманивий технологияләр намайиш қилиниду. Җумһурийәт сарийи алдида кигиз өйләр орнитилип, Абай, Җамбул вә Дина тутқан музыка әсваплири көрситилиду. Бу йәрдиму кәчқурунлуғи тонулған сәнъәткарларниң қатнишиши билән концертлар болиду.
Мошу күнләрдә Алмута Арбатида «Наурыз тойы – мерекем, салт-дәстүрім – берекем» мавзусида чоң китап йәрмәңкиси өтиду. Шәһәр турғунлири вә меһманлири атақлиқ шаир-язғучилар билән учришиш имканийитигә егә болиду. Миллий оюнлар бойичә мусабиқиләр, маһарәт-дәрислири уюштурулиду.
22-норуз күни Абай проспектида Абай Қунанбаевниң 180 жиллиғиға вә Норуз мәйримигә беғишланған Абай нахшилиридин хор орунлиниду. 5000 сәнъәткар қатнишидиған бу хорда Абайниң «Көзімнің қарасы», «Желсіз түнде жарық ай» вә «Айттым сәлем, Қаламқас» нахшилири орунлиниду.
22-норуз күни алмутилиқларни вә шәһәр меһманлирини түркийтиллиқ әлләрниң сәнъәт юлтузлири тәбрикләйду. Almaty Arena стадионида өтидиған концертта Sadraddin, Mustafa Sandal, Roza Zergerli, Burak Özçivit вә «Tynda Music» оркестри концерт көрситиду.
20 — 25-норуз күнлири метро станциялиридә музыкилиқ перформанслар вә шәһәрләр мирасгаһларниң көргәзмиси уюштурулиду.

1314 рет
көрсетілді0
пікір