- Әхбаратлар еқими
- 26 Наурыз, 2025
Су кәлкүниниң алдини елиш мәсилилиригә диққәт ағдурулди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Пәвқуладдә вәзийәтләр министри Шыңғыс Ариновни қобул қилди.
Президентқа министрликниң әмәлгә ашуруватқан паалийити, саһада жүргүзүлгән ислаһатлар вә пәвқуладдә вәзийәтләрниң алдини елиш, ақивәтлирини йоқитиш бойичә һесават берилди.
Қасым-Жомарт Тоқаевқа чапсанлиқни тәминләш үчүн бирпүтүн регионлуқ орган қурулғанлиғи вә башқурушниң ошуқ тармақлири қисқартилғанлиғи тоғрилиқ әхбарат берилди. Командилиқ башқуруш йеңиланди, мәһкимә ишиға рәқәмлик технологияләр киргүзүлди. Җүмлидин дронлар ярдими билән онлайн назарәт қилишни вә мәһкимиләрара сервислар билән интеграцияни утуқ дейишкә болиду. Бу йеңилиқларни пайдилиниш арқилиқ паҗиәлик вақиәләр сани – 2,8 пайизға, адәм өлүми – 10,2 пайизға, җараһәт алғанлар сани 8,1 пайизға азайди.
Министр әмәлгә ашурулған инфрақурулумлуқ лайиһиләр тоғрилиқ, шуниң ичидә Астана шәһиридә от өчириш депоси билән Атыравда қутулдуруш станцияси селинғанлиғини қәйт қилди. Булту 14 йеңи өрт өчириш депоси пайдилинишқа берилгән.
Шыңғыс Аринов қутулдурғучиларниң йеңи кийим үлгиси тәстиқләнгәнлигини, маддий-техникилиқ базини йеңилаш ишлири давамлишиватқанлиғини, һава кемилири сетивелинғанлиғини ейтти. Аһалилиқ пунктларда бехәтәрликни тәминләш үчүн «Йеза қутулдурғучилири» ведомстволиқ программа қолға елинди.
Еһтимал тәбиий апәтләргә тәйярлиқни күчәйтиш үчүн Алмутида «Алатау» оператив мәхсәттики җәнубий базиси қурулди. Гражданларни вақитлиқ орунлаштурушқа беғишланған үч орун ениқланди. Каспий деңизиниң қазақстанлиқ секторида «Теңіз жасағы» бөлүмчиси ишқа қошулди. Бу қурулум пәвқуладдә әһвалға дуч кәлгән адәмләр билән кемиләрни қутулдурушқа ихтисаслаштурулған. Пәвқуладдә вәзийәт йүз бәргән территориягә гуманитарлиқ жүк йәткүзүш билән шуғуллинидиған «Айбат» мәхсус мәхсәттики бөлүм қурулди. Барлиқ регионларда һава қурулумлирини тәшкил қилиш ишлири давамлишиватиду.
Дөләт рәһбиригә су кәлкүни бойичә әхбарат берилди. Министрниң ейтишичә, җумһурийәт территориясидики әһвал бир қелипта. Ховуп пәйда болған әһвалда эвакуацияләш үчүн күчләр вә техника тәйяр. Сәккиз региондики әһвал – назарәттә. Россия вә Қирғизстан билән дайим әхбарат алмаштуруш ишлири жүргүзүлүватиду.
Президент министрға су кәлкүнигә қарши чариләргә алаһидә диққәт бөлүш, алдин-ала агаһландуруш системисини йеңилаш вә пәвқуладдә вәзийәтләрниң ақивәтлирини йоқитиш бойичә мошу кәмгичә берилгән тапшурмиларни орунлашни давамлаштуруш бойичә вәзипә жүклиди.

1138 рет
көрсетілді0
пікір