• Әхбаратлар еқими
  • 09 Сәуір, 2025

Тил – достлуқ туғи

Йеқинда Т.Молдағалиев намидики наһийәлик Мәдәнийәт өйидә «Тил – достлуқ туғи» намлиқ Алмута вилайитиниң наһийәлик тил фестивали болуп өтти. Униңға вилайәтлик Тилларни риваҗландуруш башқармиси Тилларни риваҗландуруш бөлүминиң рәһбири Нурмаман Оқас, Хәлиқара «Қазақ тілі» қоғамы» җәмийәтлик бирләшмисиниң Алмута вилайити бойичә шөбисиниң рәһбири Гүлзира Сейитбекқизи, Т.Молдағалиев намидики наһийәлик Мәдәнийәт өйиниң мудири Бауыржан Шаяхметов, Или наһийәлик Мәдәнийәт, тилларни риваҗландуруш, тәнтәрбийә вә спорт бөлүминиң рәһбири Бақытжан Рақымжан вә тил җанкөйәрлири қатнашти.

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Алди билән фестиваль иштракчилири Есик археологиялик өлкишунаслиқ мирасгаһи вә китапханиларниң көргәзмисини арилап, Қаракемер Мәдәнийәт өйи йенидики Тоқтасын Әбилезов намидики наһийәлик айтыс, жыр-терме мәркизи балилириниң һүнирини тамашә қилди. Андин уларниң диққитигә наһийәниң дөләт тили сәяситини жүргүзүш ишлири бойичә чүширилгән видеоролик һавалә қилинди.
Әмгәкчиқазақ наһийәси – 54 милләт вәкиллири бир чаңирақ астида инақ-иҗил яшаватқан бәрикәтлик тәвә. Мәлумки, тил – хәлиқниң мәнивий байлиғи, мустәқилликниң асасий бәлгүлириниң бири. Дөләт тилиниң мәртивисини көтириш – җәмийәт алдидики әһмийәтлик вәзипиләрниң бири. Мошу йөнилиштә наһийәдә һәрхил чарә-тәдбирләр уюштурулуп, қазақ тилиниң қоллиниш даирисини кәңәйтишкә алаһидә көңүл бөлүнмәктә. Ушбу паалийәтниң барлиғи видеороликта кәң көрситилди. 
Көпчиликни бүгүнки тәнтәнә билән тәбриклигән наһийә һакиминиң орунбасари Ерболат Сарабекулы наһийәдики дөләт тилиниң мәртивисини көтириш бойичә әмәлгә ашурулған ишларға тохталди.
Ейтишичә, Әмгәкчиқазақ наһийәсидә Алмута вилайәтлик «Тіл» оқуш-методикилиқ мәркизиниң Ишиктә шәһири вә Челәк йезисида шөбилири бар. 2024-жили дөләт тилини оқутуш курсиға – 481 тил үгәнгүчи қобул қилинди. Униң ичидә 112 дөләт вә 368 бюджет саһа хадими болуп, 200 адәм – қазақ вә 281 адәм – башқа милләтләрниң вәкиллири үч вә алтә ай давамида оқуди. 52 адәм инглиз тили курсини тамамлиди. Уларниң билими Қазтест системиси арқилиқ баһаланди. Шөбиләр бир жил бойи 72 чарә-тәдбир уюштуруп, улар һәққидә гезит-журналларда 17 мақалә йоруқ көрди. 
Шундақла өткән жили Алмута вилайәтлик Тилларни риваҗландуруш башқармисиниң уюштуруши билән өткән «Дөләт тили вә аммивий әхбарат васитилири» вилайәтлик байқишиға «Еңбекшиқазақ» гезити баш муһәрририниң орунбасари Сардарбек Нуратдинов қатнишип, ІІ орунни егилиди. «Тил – достлуқ тириги» намлиқ дөләт тилини йетүк өзләштүргән этнос вәкиллири арисидики вилайәтлик байқашта Челәк шөбисиниң тиңшиғучиси Юрий Шаповалов ІІ орунни егилисә, Ишиктә шөбисидин Рашид Бархударов ІІІ орундин көрүнди. А.Байтурсынов намидики «Илғар оқутқучи» вилайәтлик байқишида Аяулым Елмурат – І, Данияр Өтепберген ІІ орундин көрүнди. Шундақла Челәк шөбисиниң рәһбири Балжан Ахметова Алмута вилайити «Тіл» оқуш-методика мәркизи филиаллири арисида «Илғар рәһбәр» номинацияси билән тәғдирләнди.
Бүгүнги күнгә қәдәр һәр икки шөбидә 270 адәм дөләт тили вә 30 адәм инглиз тили курслирида оқуватиду. Жилниң бешидин 20гә йеқин чарә-тәдбир уюштурулуп, 5 мақалә йоруқ көрди. Җүмлидин, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини, Қазақ ССР маарип саһасиниң илғари, 26 жиллиқ депутатлиқ тәҗрибиси бар, уруш ветеранлириға тәңләштүрүлгән Сәрсен Әбдихалиқов вә Алмута вилайитиниң Пәхрий граждини Төкен Узақулыға беғишланған «Әр исми – әл ядида» мавзусида кәчләр өтүп, уларниң үлгилик һаяти вә әмгәк паалийитигә тәшвиқат қилинди.
Қазақстан Җумһу­рийитиниң «Тил һәққидә» Қануниниң 21-баби вә «Еланлар һәққидә» Қануни тәләплириниң сақлиниши, дөләт вә шәхсий мәһкимиләр намлириниң дурус йезилишини назарәт қилиш мәхситидә, наһийәдики нурғунлиған мәһкимиләрдә тәкшүрүш рейдлири жүргүзүлди. Хаталиқларға йол қойған мәһкимиләр рәһбәрлири билән тиҗарәтчиләргә әскәртишләр йоллинип, чүшәндүрүш ишлири жүргүзүлди. Хата йезилған тахтайчиларниң бәзибирлири тамамән елинип ташланди. Қазақниң улуқ композитори Нурғиса Тлендиевниң туғулғининиң 100 жиллиғи нишанланди. Келәчәктә Туманбай Молдағалиевниң туғулғиниға – 90 вә Абай Қунанбайулыниң туғулғиниға 180 жил толушиға мунасивәтлик чарә-тәдбирләр реҗиләнгән.
Наһийә һакиминиң орунбасари Ерболат Сарабекулы 2023 — 2029-жилларға беғишланған Тил концепциясигә чүшәнчиләр бәрди. Бу һөҗҗәт елимиздә дөләт тилиниң қоллинишини кәңәйтиш, уни үгиниш дәриҗисини ашуруш вә қазақ тилини хәлиқара дәриҗидә тәшвиқат қилиш мәсилилирини өз ичигә алиду. Ушбу концепция асасида дөләт тилини риваҗландуруш мәхситидики чоң ишларниң әмәлгә ашидиғанлиғини йәткүзгән һакимниң орунбасари наһийәниң җай-җайлиридики дөләт тилиниң җанкөйәрлиригә наһийә һакими Талғат Байедиловниң Тәшәккүрнамилирини тапшурди. Уларниң ичидә яш шаир Абдулҗан Азнибақиевму бар.
Андин вилайәтлик Тилларни риваҗландуруш башқармиси Тилларни риваҗландуруш бөлүминиң рәһбири Нурмаман Оқас чарә-тәдбирниң уюштурғучилирини вә иштракчилирини утуқлуқ паалийити билән тәбрикләп, фестиваль нәтиҗисиниң күздә, йәни Алмута вилайитиниң барлиқ наһийәлиридә өтүп болғандин кейин чиқирилидиғанлиғини хәвәрлиди.
Ахирида тамашибинлар диққитидә наһийә сәнъәткарлириниң концерти һавалә қилинди.

Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси

203 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы