• Әхбаратлар еқими
  • 09 Сәуір, 2025

Чәт йезиларниң риваҗлинишиға алаһидә көңүл бөлүп келиватимиз

Қазақстан Җумһу­рийитиниң Президенти йенидики асасий консультативлиқ орган — Миллий қурултай бу қетим Бурабайда өтүп, униңда елимиз истиқбали үчүн муһим болған мәсилиләр муһакимә қилинди. Биз Жетису вилайитидики чегарилиқ Панфилов наһийәсидә бу көрсәтмә-вәзипиләрни әмәлгә ашуруш үчүн бар күч-ғәйритимизни салимиз. Шуни мәмнунийәт билән тилға елиш керәкки, наһийәмиздә дөләт программилири асасида барлиқ лайиһиләр әмәлгә ашмақта. Дөләт рәһбири өз нутқида тәкитлигән агросанаәтни тәрәққий әткүзүш – муһим вәзипидур. Яркәнт тәвәси — аграрлиқ тәвә. Аһалиниң чоң қисми деханчилиқ билән шуғуллиниду. Тәвәдә жилдин-жилға терилғу мәйданлирини кәңәйтип, асасий дарамәт – көмүқонақ пәрвиш қилишқа күч салмақтимиз. Бу җәһәттин ишлиримиз оңушлуқ әмәлгә ашмақта. 
Қурултайда Қасым-Жомарт Тоқаев барлиқ саһаларға мунасивәтлик жүргүзүлгән вә келәчәккә реҗиләнгән, әмәлиятта өз әксини тепиши һаҗәт чарә-тәдбирләргә тәпсилий тохталди. Президент: «Һәммиңларға мәлумки, икки жил илгири мениң тапшурмам билән «Қолайлиқ мәктәп» миллий лайиһиси башланди. Лайиһиниң асасий мәхсити — мәктәптики орун тапчиллиғини йоқитиш, шундақла кона вә үч сменилиқ оқуш орунлириға мунасивәтлик мәсилиләрни һәл қилиш болди» дәп тәкитлиди. 
Жетису вилайитидә дәсләпкиләрдин болуп қолға елинған «Қолайлиқ мәктәп» Яркәнт шәһиридики Билал Назим намидики чоң кочиға селинип, оғлақ ейида пайдилинишқа берилди. Барлиқ җәһәттин қолайлиқ мәктәптә оқуватқан балилиримиз һәқиқий мәнасида бәхитлик. Дайим мәктәптә болуп, келәчигимиз болған өсмүрләргә бу һәқтә ейтип, уларни елимизниң вәтәнпәрвәрлиридин болушқа чақирип, билим елишқа яритиливатқан имканийәтләрни тәкитләймән. Панфилов наһийәсидә өткән үч жилда алтә йеңи мәктәп селинип, алтә мәктәптә мурәккәп җөндәш ишлири әмәлгә ашти. Бу жили Талди йезисида йеңи мәктәпниң қурулуш ишлири қизғин кетип бариду. Мошу жили йеңи оқуш жилида йеза балилири йеңи, заманивий билим дәргаһида оқуйдиған болиду. Йеқинда Норузнаминиң дәсләпки Амал күни «Қолайлиқ мәктәптә» 300 түп мәнзирилик дәл-дәрәқләр көчәтлирини тиктуқ. Әнди «Таза Қазақстан» – Дөләт рәһбири тәкитлигинидәк, бирқетимлиқ яки аддий мәвсүм әмәс. У бизниң күндиликтики адитимиз, һаят тәризимиз болуп қеливатиду. Наһийәдә бу йосунда шәнбиликләр давамлиқ уюштурулуп, кочилар, һойла-арамлар тазилилинип, рәткә кәлтүрүлди. Йеңи истираһәт бағлири бәрпа болуп, турғунлар уларни тазилап, аватлаштуруш ишлирини башлавәтти. 
Пүткүл елимиз бойичә медицина инфрақурулумини имканқәдәр тәрәққий әткүзүш ишлири давамлишидиған болиду. Презиндетимизниң «Мошу жилниң ахириғичә «Ауылда денсаулықты сақтауды жаңғырту» миллий лайиһиси бойичә 188 медицина обьекти селиниши керәк» дегән тапшурмиси бизниң тәвәдә қолға елинип, әмәлий җавап болмақта. Тәкитләш керәкки, өткән жили алтә, бу жили төрт йезида медицинилиқ давалаш амбулаториялири билән пунктлар селинип, пайдилинишқа берилди. 
Әнди аһалини, болупму иҗтимаий җәһәттин начар топтики гражданларни баш-пана билән тәминләш бойичә бирқатар чариләр әмәлгә ашурулди. Өткән жили наһийәдә 700 аилә баш-панаға егә болса, уларниң 40 пәтири тәминати начар, нака, көпбалилиқ аилиләргә берилди. Әнди һәммини хошал қилидиғини, тәвәдә йеза-авулларда газ тартиш мәсилиси қолға елинди. Жил бешидин 30 йезида, җүмлидин чегариға йеқин орунлашқан алтә аһалилиқ пунктта бу йөнилиштә иш қизғин кетип бариду. 
 Мошу йәрдә чегарилиқ тәвәләрни тәрәққий әткүзүш дөләт программисини қолға алған Панфилов наһийәсидә Қурғақ порт, «Қорғас сода-сетиқ мәркизи», «Нурлы жол», «Алтынкөл» төмүрйол станциясиниң елимиз ихтисадиниң өсүшигә мунасип төһпә қошуватқанлиғини тилға елиш керәк. 
Миллий қурултайда Дөләт рәһбириниң алға қойған мәхсәт-реҗилирини көпмилләтлик тәвә хәлқиниң достлуғи һәм бирлигиниң арқисида әмәлгә ашуримиз. Дөләт рәһбириниң Миллий қурултайдики нутқидин мәлум болғинидәк, муһим вәзипә-көрсәтмиләрдә тәрәққиятимиз истиқбали ипадиләнгән. 

Марат САҒЫМБЕК,
Панфилов наһийәсиниң һакими 

189 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы