• Әхбаратлар еқими
  • 09 Сәуір, 2025

Йеңи технологияләр ишқа қошулди

Әл-Фараби намидики Қазақ миллий университети билән Алмута шәһириниң мәмурийити уюштурған «Илим-пән, тиҗарәт вә ишләпчиқириш һәмкарлиғи» намлиқ форумда илим-пән һәм тиҗарәтчилик вәкиллиригә Химия вә химиялик технологияләр тәтқиқат мәркәзлири тонуштурулди. Уларниң диққитигә Farabi Chem Science кластери һәм Chemical Coatings Innovations илмий-ишләпчиқириш мәркизиниң мәһсулатлири билән тәтқиқат нәтиҗилири сунулди.
Тәркивидә тоққуз илмий-тәтқиқат мәркизи бар кластерниң мәхсити — экология, қувәт мәнбәлири, химиялик дора-дәрмәк, нефть һәм энергияни көп тәләп қилидиған материалларни ениқлаш саһасида тәтқиқат жүргүзүш вә йеңи қарарларни тәйярлаштин ибарәт. Илмий-тәтқиқат мәркәзлири әтрап муһитни булғайдиған маддиларни ениқлаш вә тәтқиқат қилиш, химиялик қувәт мәнбәлири үчүн йеңи мәһсулат тәйярлаш, нефть химияси саһасида изчил тәтқиқатларни елип бериш, өзимизниң биомедицинилиқ дора-дәрмәклири билән бактериядин қоғдиниш препаратлирини ишләпчиқиришниң қолайлиқ усуллирини җарий қилиш мүмкинчилигини бериду. Шуниң билән бирқатарда металл вә яғач конструкцияләр үчүн отқа төзүмлүк мәһсулат чиқиришқа, алаһидә хусусийәткә егә бейорганикилиқ материалларниң йеңи түрлирини тәтқиқат қилишқа, уларни рәқәмлик вә сапа дәриҗиси бойичә ениқлашқа молҗаланған.
Тәтқиқат мәркәзлири алимлар үчүн үнүмлүк ишләшкә қолайлиқ болуп, әң ахирқи үлгидики әсвап-үскиниләр билән җабдулған. ҚҖ Илим-пән вә алий билим министрлигиниң грантлиқ вә мәхсәтлиқ программиларни мәбләғләштүрүш лайиһилири билән һамийлиқ субсидияләрни өзләштүрүш даирисидә сетивелинған йеңи техникиниң баһаси 1 млрд. тәңгини тәшкил қилди.
Бу тәтқиқат мәркәзлиридә оптика вә электроника қатарлиқ йетәкчи саһаларда еһтияҗлиғи жуқури болған литий триборати асасидики сүнъий кристалларни бейитиш технологиялири тәйярланди. Натрий-ионлуқ, магний-ионлуқ аккумуляторлар үчүн йеңи материаллар тәйярланди. У әнъәнивий литий-ионлуқ батареяләр орнидиму бемалал қоллинилиду. Германияниң Lanxess, россиялик «Сибур» вә польшилиқ Synthos фирмилири билән һәмкарлиқта нитрил бутадиен кучугини қайта ишләш үчүн йеңи катализатор кәшип қилинди.
Университетниң техи ишқа қошулған гальваникилиқ цехида хәлиқарилиқ стандартлар бойичә коррозиягә қарши, асан упримайдиған, иссиққа төзүмлүк вә башқиму җабдуқ үскиниләрни ясаш үчүн электрохимиялик технологияләр җарий қилинди. Шундақла адәттики таштин сапалиқ һәм қурулуш вә ишләпчиқиришта кәң қоллинидиған полимерлиқ композит ясашниң технологиясини утуқлуқ тәйярлап, әмәлгә ашурди.
Медицина саһасиниң оқутқучи-профессорлири болса, Қазақстанда ишләп чиқирилған синтетикилиқ вә өсүмлүкләрдин ясалған дора-дәрмәкләрниң, шу җүмлидин яра-шириқ һәм көйүкләрни давалайдиған полмерлиқ гидрогельлар асасидики инновациялик ниқаплар һәм таңидиған мәхсус буюмларни кәшип қилғанлиғи билән орунлуқ пәхирлиниду. 
 

187 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы