- Әхбаратлар еқими
- 09 Сәуір, 2025
Тарихий һөҗҗәтләр көргәзмиси

Алмутида Ғалибийәтниң 80 жиллиғиға даир, «Уруш жиллиридики Алмутиниң Дөләт архив һөҗҗәтлиридики тәсвири» намлиқ көргәзмә намайиш қилинди. Униңда қазақстанлиқларниң Ғалибийәткә қошқан һәссиси, Вәтән үчүн җәңләрдики қәһриманлиғи вә уруштин кейинки әл тәрәққияти үчүн сиңәргән әмгиги һәққидә баян қилидиған тарихий һөҗҗәтләр көпчилик диққитигә сунулди. Җүмлидин 100-қазақ миллий атқучлар бригадисиниң җәңчилири тоғрилиқ аз учрайдиған материаллар қоюлған. Бу йәрдә шундақла Иккинчи дуния урушиниң ветерани, тонулған кинорежиссер, актер вә сценарист Мәжит Бегалинниң һөҗҗәтлири билән фотосүрәтлирини көрәләйсиз. 100-атқучлар бригадисиниң дәваткари, Қизил Юлтуз, Вәтән уруши орденлири билән «Москвани қоғдиғини үчүн», «Германияни йәңгини үчүн» медальлириниң саһиби Бекбосын Кереев тоғрилиқму мәлуматлар бар. Экспозициядә җәңчиләрниң тәрҗимиһаллири, рәсимлири, мукапатлири, шәхсий буюм һәм җәң мәйданидин язған хәтлириму орун алған. Бу һөҗҗәтләр отлуқ жилларниң гувачиси, әрлик вә қәйсәрликниң нәқ испатидур.
Көргәзминиң мәхсити — Иккинчи дуния уруши ветеранлириниң қәһриманлиғини улуқлаш, уларниң әвлат алдидики меһнәт-даңқини келәчәккә үлгә, мирас сүпитидә йәткүзүштин ибарәт.

207 рет
көрсетілді0
пікір