• Әхбаратлар еқими
  • 09 Сәуір, 2025

Президентқа һесават бәрди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Малийә мониторинг агентлиғиниң рәиси Жанат Элимановни қобул қилди, дәп хәвәрләйду Ақординиң әхбарат хизмити. 
 Президентқа агентлиқ хизмитиниң асасий нәтиҗилири һәққидә һесават берилип, алдики вәзипиләр тонуштурулди. Шундақла Дөләт рәһбири бу җәриянда 300 җинаий ишниң тәргәв қилинип болғанлиғи тоғрилиқ вақип қилинди. Зәрдап чәккән гражданларға 20 миллиард тәңгигә йеқин чиқим қайтурулди. Малийә пирамидилирини тәшкил қилғучиларниң 2,2 миллиард тәңгилик криптовалютилиқ җинаий йол билән тапқан кирими мусадирә қилинди. Алтә уюшқан җинаий топ йоқ қилинди. Шуларниң бири — трансмиллий топ. Кәң инфрақурулумлуқ лайиһиләрни әмәлгә ашуруш давамида 23 млрд. бюджет мәблиғини мәхсәтсиз талан-таражға селишниң алди елинди.
 Президентқа яғач вә металлни қанунсиз экспортқа чиқиришқа чәк қоюлғиниму хәвәр қилинди. Йеқилғу-майлаш материаллириниң қанунсиз тошуш схемилириниң йоқитилғанлиғиму тилға елинди. Бу қәдәмләр ички ихтисатниң турақлинишиға түрткә болди.
 Жанат Элиманов гражданларни малийә мәккарлиридин қоғдаш, қәриз үстәклирини азайтиш бойичә қолға елиниватқан чариләргиму тохталди. Қанунсиз паалийәт жүргүзүватқан ихчам тәшкилатларниң топи ениқланди. Уларниң мәккарлиқ һәрикитидин 327 миң адәм зәрдап чәккән. Кәлтүрүлгән зиянниң миқдари 30 миллиард әтрапида. 24 малийә пирамидиси йоқитилди. Мәккарлар һарам нийитини әмәлгә ашурушта падиланған 5,6 миң сайт ениқлинип, 22 миңдин артуқ әзалири бар 30 топлуқ чат билән аккаунтлар йепилған.
 Қасым-Жомарт Тоқаевқа, шундақла яшларниң җинаий топларға кирип кетишиниң алдини елиш үчүн жүргүзүлүватқан чарә-тәдбирләр һәққидиму әхбарат берилди. Атап ейтқанда, 2,8 миң билим бериш мәһкимисидики 567 миң оқуғучиға малийәвий бехәтәрлик бойичә дәрис берилди. Мундақ дәрисләр 100 алий вә оттура мәхсус билим дәргаһлиридиму өткүзүлүп, уларға 100 миңдин ошуқ студентлар җәлип қилинған.
 Жанат Элиманов шундақла Парламент мәҗлисигә киримларни йошурушқа қарши күрәш мәсилилири бойичә бирқатар қанунға аит түзитишләр киргүзүшни тәвсийә қилғанлиғини хәвәрлиди. Әгәр улар қобул қилинса, Қазақстан хәлиқара ҒАТҒ стандартлириға техникилиқ җәһәттин толуқ мувапиқлишиду. 
 Дөләт рәһбири агентлиқ рәһбиригә ихтисадий җинайәтләрниң алдини елишни, йошурун малийә айлинимиға чәк қоюшни, қанунсиз активларни йошурушқа қарши күрәшни давамлаштурушни, шуниң билән бирқатарда хәлиқниң малийәвий саватини ашурушни тапшурди.

402 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы