• Әхбаратлар еқими
  • 23 Сәуір, 2025

«Хабар» агентлиғиниң соғиси

Миллий китап күни мәйримидә «Хабар» агентлиғи оқуғучиларға мәнивий соға тапшурди.
Қазақстанда дәсләпки қетим нишанлиниватқан Миллий китап күнигә беғишланған «Хабар» агентлиғи оқушхумарлиқни риваҗландуридиған иҗтимаий акция өткүзди. Агентлиқ хадимлири Ақмола вилайити, Талапкер наһийәсидики «Қолайлиқ мәктәп» лайиһиси билән селинған мәктәп-лицейниң китапханисиға бәдиий әдәбият, мотивациялик йөнилиштики әсәрләр вә дуниявий классикларниң талланма әсәрлиридин тәркип тапқан 100 китапни соға қилди. Мәхсус талланған бу әдәбий фонд – яш әвлатниң мәнивий тәрәққиятиға сүръәт беридиған, оқушқа болған қизиқишни ашуридиған һәқиқий илһам мәнбәси. Һәрбир китап – бу әвлаттин-әвлатқа давамлишип келиватқан мәнивий мирас, даналиқ билән тәрбийиниң мәнбәси. 
Лайиһиниң асасий мәхсити – йеза мәктәплири китапханилирини қоллаш, шундақла яш әвлатниң турақлиқ оқурмән мәдәнийитини қелиплаштуруш. Мәктәп коллективи бу соғини хошал қобул қилип, мошундақ тәшәббуслар балиларниң әдәбиятқа болған қизиқишини ашурушқа тәсир қилидиғанлиғини қәйт қилди.
 Шуниң билән биллә Миллий китап күни һәптилиги даирисидә пайтәхттики «Хан шатыр» сода-оюн комлексида агентлиқ хадимлири китап соға қилиш акциясини уюштурди. «Адәмниң қелиплишишида китапниң әһмийити зор. Шуңлашқа мошу чарә-тәдбирни мәктәптә өткүздуқ. Балилар арисида китап оқушни тәшвиқ қилип, үлгә көрситишни тоғра көрдуқ. Биз җамаәтчиликкә китап оқушниң әвзәллигини тәшвиқ қилип, билимниң культини қелиплаштурушқа көңүл бөлимиз. «Хабар» агентлиғи бу идеяни эфирдиму, иҗтимаий торлардиму, мошундақ чариләр өткүзүш арқилиқ тәшвиқат қилип келиватиду. Китап оқуйдиған милләт келәчәктә әқлий мәмликәтниң һулини салиду», – дәп тәкитлиди «Хабар» агентлиғи» АҖ башқарма рәиси Кемелбек Ойшыбаев. 

184 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы