- Әхбаратлар еқими
- 23 Сәуір, 2025
Бирлик вә разимәнлик рәмзи

Түнүгүн елимиз пайтәхти – Астана шәһиридики Течлиқ һәм разимәнлик сарийида башланған Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң XXXIV сессияси бүгүн давамини тепиватиду. Тәвәллудлуқ сессиягә ҚХА әзалиридин башқа Һөкүмәт рәһбәрлиги, депутатлар, һәрхил дәриҗидики һакимлар, дипломатлар вә башқиму саһаларниң вәкиллири қатнашмақта.
Ершат ӘСМӘТОВ,
«Uiğur avazi»
Мәзкүр сессия һарписида көплигән әһмийәтлик чарә-тәдбирләрниң гувачиси болдуқ. Улар қазақстанлиқларға пәқәт жуқури мәйрәмлик кәйпият беғишлапла қоймай, қәлбимизгә вәтәнпәрвәрлик һис-туйғуни сиңдүрүшкә, дөләт тилиниң әһмийитини ашурушқа, җәмийәтлик разимәнликни мустәһкәмләшкә, миллий қәдрийәтлиримизни сақлашқа, әң муһими, хатирҗәм һаятимиз вә парлақ келәчигимизниң капалити болған течлиқ билән турақлиқлиқни риваҗландурушқа зәмин яратти. Бу йөнилиштә җай-җайлардики җанпидалиқ билән хизмәт қилған җәмийәтлик ишларниң активистлири дөләт тәрипидин һәртәрәплимә рәғбәтләндүрүлди. Уларниң көпчилигигә сессия һарписида «Қазақстан халқы Ассамблеясына 30 жыл» тәвәллудлуқ медали тапшурулди.
ҚХАниң тәвәллудлуқ сессиясигә рәислик қилған Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев мәзкүр қурулум тәрипидин әмәлгә ашурулған ишларға әтраплиқ тохтилип, чоңқур тәһлил қилип, униң келәчәк реҗилиригә тохталди. Шуңлашқиму бу баш қошушни мустәқил Қазақстандики миллий бирликни тәрәққий әткүзүш бойичә асасий йөнилишләрни бәлгүләйдиған муһим чарә-тәдбирләрниң бири болди дәп ишәшлик ейталаймиз.
Дөләт рәһбири – Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Рәиси Қасым-Жомарт Тоқаев тәкитлигинидәк, бирлик билән иттипақлиқ дөләт сәяситиниң өзгәрмәс йөнилиши болуп қаливериду. Шуңлашқиму мәзкүр институт буниңдин кейинму елимиздики җәмийәтлик разимәнликни вә этносларара мунасивәтләрни мустәһкәмләш йолидики үнүмлүк паалийитини давамлаштуридиған болиду.

448 рет
көрсетілді0
пікір