• Әхбаратлар еқими
  • 11 Маусым, 2025

Үч дүркүн Азия чемпиони

Қазақстанлиқ гимнаст, Париж Олимпиадисиниң күмүч медалиниң саһиби Нариман Қурбанов үч дүркүн Азия чемпиони болди. Җәнубий Кореяниң Чечхон шәһиридә спорт гимнастикисидин өткән Азия чемпионатида алтун медаль йеңивалди.

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

 
Өткән шәнбә күни қазақстанлиқ спортчи финаллиқ мусабиқиләрдә «атта» һүнәр көрсәтти. Мана шу һәл қилғучи басқучта Нариман Қурбанов 14,933 балл елип, биринчи орунға көтирилди. Иккинчи орунни Җәнубий Кореяниң спортчиси Хур Вун (14,633), вьетнамлиқ гимнаст Данг Нгок Суан Тьен (14,233) үчинчи орунни егилиди. Йәнә бир қазақстанлиқ спортчи Ильяс Әзизов әң күчлүк «бәшликкә» кирди. 
Шундақ қилип, Нариман Қурбанов үч дүркүн Азия чемпиони аталди. Ядиңларға салимизки, Нариман 2022-жили Азия чемпионатида күмүч медаль елишқа муйәссәр болған еди. 

1272 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы