- Әхбаратлар еқими
- 19 Маусым, 2025
Саһа хадимлири тәғдирләнди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев 2025-жили 13-сәпәр күни медицина саһаси хадимлирини тәғдирләш мәрасимида сөзгә чиқти.
Президент жиғилған җамаәтчиликни Медицина хадимлири күни билән тәбрикләп, мошу мәйрәм мунасивити билән Ақордида дохтурлар билән дәсләпки қетим учришиватқинини һәм бу мәйрәмниң алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди.
Қасым-Жомарт Тоқаев қазақстанлиқ дохтурларниң, қачанла болмисун, әл мәнпийитини һәммидин үстүн қоюшни билидиғанлиғиға, миллитимиз әрбаплири Халел Досмухамедов вә Санжар Асфендияровниң атақлиқ дохтурлардин болғанлиғиға, уларниң хәлиқниң азатлиғи үчүнму, саламәтлиги үчүнму күрәшкәнлигигә алаһидә тохталди.

159 рет
көрсетілді0
пікір