- Әхбаратлар еқими
- 19 Маусым, 2025
Һәмкарлиқ вә турақлиқ тәрәққиятқа йеңи сүръәт

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев иккинчи «Мәркизий Азия – Хитай» саммитиға қатнашти.
Саммитни ачқан Дөләт рәһбири ХХҖ рәисигә вә Қирғизстан, Таҗикстан, Түркмәнстан, Өзбәкстан президентлириға һөрмәт билдүрди. Президент Мәркизий Азия әллири билән һәртәрәплимә һәмкарлиқ орнитишқа нийәт билдүргини үчүн ХХҖ рәиси Си Цзиньпинға вә саммит паалийитигә актив қатнишип, регионлуқ һәмкарлиқни қоллаватқан қериндаш дөләтләр рәһбәрлиригә миннәтдарлиқ изһар қилди.
Қасым-Жомарт Тоқаевниң ейтишичә, барлиқ мүмкинчиликләрни бириктүрүш Хитай билән сүръәтлик һәм өзара нәтиҗидар һәмкарлиққа йеңи имканийәтләр бериду.
– Мәркизий Азия мәмликәтлириниң ички умумий мәһсулатиниң көләми йерим триллионға йетип қалди. Ахирқи бәш жилда региондики сода айнилими тилға алғидәк өсүп, 10 миллиард доллардин ашти. Өткән жили бизниң регионниң Хитай билән ташқи содиси 40 пайизға йетип, 95 миллиард долларни тәшкил қилди. Бу – рекордлуқ көрсәткүч. Мошу көрсәткүчниң 46 пайизи Қазақстанға тәәллуқ. Елимизниң Хитай билән товар айлиними 44 миллиард долларға йәтти. Хитай инвестицияси Қазақстанниң ихтисадий өсүмигә муһим үлүш қошуватиду. Һазирғичә хошна дөләт бизгә 26 миллиард доллардин артуқ мәбләғ салди. Қазақстанда Хитай капиталиниң үлүши бар 5 миңға йеқин кархана ишләватиду, – деди Президент.
Дөләт рәһбири Қазақстанниң Хитайдин кәң көләмдә инвестиция җәлип қилишқа қаритилған сәясәттин баш тартмайдиғанлиғини қәйт қилди.
Президент һазирқидәк геосәясий әһвал җиддий пәйттә йәткүзүш йоллириниң ишәшлик һәм бехәтәр йөнилишләр билән тәминләш барлиқ әлләр үчүн стратегиялик турғудин муһим екәнлигини ейтти.
– Европа билән Азияниң чоң регионлирини қошушта Мәркизий Азия асасий логистикилиқ хабқа айлиниватиду. Булту Хитайдин Мәркизий Азия әллири арқилиқ тошулған жүк көләми 12 пайизға ешип, 211 миң контейнерға йәтти. Хитайдин Европиға қуруқлуқ йоллири билән әвәтилидиған жүкниң 85 пайизи Қазақстанға тәәллуқ. Биз қуруқлуқара алақини күчәйтишкә вә Мәркизий Азия региониниң риқабәт артуқчилиғини имканқәдәр пайдилинишқа алаһидә әһмийәт беримиз. Қазақстан «Бир бәлбағ, бир йол» мегалайиһисиниң дәсләпки басқучи сүпитидә «Ғәрбий Хитай – Ғәрбий Европа», Транскаспий хәлиқара транспорт дәлизи вә «Шимал – Җәнуп» охшаш муһим йөнилишиниң җәлипкарлиғини ашуруш үчүн Каспий деңизидики мәйданларни йеңилаш вә рәқәмләштүрүш, жүк терминаллирини селиш, шундақла жүк кемилири санаитини йолға қоюш бойичә системилиқ чариләр қобул қиливатимиз. Бу турғудин қариғанда Хитай тәрипигә Каспийдики «Құрық» портида жүк терминалини бирлишип селишни тәклип қилимиз, – деди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев энергетика саһасидики һәмкарлиқни регионниң турақлиқ тәрәққиятиға тәсир қилидиған әң асасий амилларниң бири сүпитидә көрсәтти.
– Дуниядики уран фондиниң 20 пайизи, нефтьниң 17 пайизи, тәбиий газниң 7 пайизи, шундақла кам учришидиған металларниң мол канлири Мәркизий Азиядә орунлашқан. Йәни бу саһадики иқтидаримиз зор. Биз илғар технологияләрни алмаштурушқа вә энергетика инфрақурулумларни йеңилашқа мәнпәәтдар. Шундақла регионлуқ энергетикилиқ бехәтәрликни күчәйтишкә, технологиялик турғудин илгириләшкә вә йеңи қувәт мәнбәлирини һәрхилландурушқа әһмийәт бәргән тоғра. Хитайниң ядролуқ энергетикини тәрәққий әткүзүштики бай тәҗрибисини нәзәрдә тутуп, мошу стратегиялик саһада турақлиқ һәмкарлиқ орнитишни көздә тутуватимиз. Йеқин арида шәртнамигә қол қоюшқа тәйярлинимиз, – деди Президент.
Дөләт рәһбири «Мәркизий Азия – Хитай» форматиниң 2026 – 2030- жилларға беғишланған узақ муддәтлик тәрәққият стратегиясини тәйярлаш һаҗәт дәп һесаплайду. Президентниң пикричә, бүгүнки саммит әлллиримизниң инақ хошнидарчилиқ алақини, өзара нәтиҗидар һәмкарлиқни күчәйтишкә вә турақлиқ тәрәққий етишкә мәнпәәтдар екәнлигини қәйт қилди. Дөләт рәһбири жиғин давамида ейтилған тәклипләр билән мәңгү достлуқ билән стратегиялик һәмкарлиққа мустәһкәм асас салидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Шундақла күч-ғәйрәтни сәпәрвәрликкә кәлтүрүш нәтиҗисидә «Мәркизий Азия – Хитай» форматини институтлаштуруш иши утуқлуқ әмәлгә ашқанлиғини тәкитлиди.

159 рет
көрсетілді0
пікір