- Әхбаратлар еқими
- 10 Шілде, 2025
Спортчилар билән сөһбәтләшти
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев боксчиларниң миллий талланма командисиниң әзалири билән сөһбәтләшти, дәп хәвәрләйду Ақорда.
«Ғәлибәңлар мубарәк болсун! Бокс билән пәқәт күчлүк, ирадиси мәккәм адәмләр шуғуллиниду. Бу – спортниң алаһидә түри. Дөләт силәрни дайим қоллайду. Һәммиңларға утуқ тиләймән. Қазақстанда боксниң келәчиги зор болидиғанлиғиға һеч гуманим йоқ», – деди Президент.
Шу күни Дөләт рәһбири бокстин дуния кубогиниң йәкүнини тамашә қилди.
Қазақстанда өтүватқан World Boxing Дуния кубогиға қатнишиш үчүн 29 дөләттин 250 спортчи кәлди. Бу – рейтинглиқ мусабиқә. Ғалипларниң һесавидики һәрбир пай Олимпиадиға берилидиған йолланмиға ташланған қәдәм болуп һесаплиниду.
279 рет
көрсетілді0
пікір