- Әхбаратлар еқими
- 14 Тамыз, 2025
Балиларға ғәмхорлуқ
Атамекен йеза округида 50тин ошуқ мүмкинчилиги чәкләнгән балилар бар. Йеза округи турғунлири арисида хәйри-еһсанлиқ жигит-қизлар дайим уларниң йенидин тепилиду. Сахавәтлик жутдашлар уларниң көңлини елип, муһтаҗларға қол учини созушни пәрзәнтлик борчи дәп билиду.
Бу қетим Атамекен йеза округи йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Турғанҗан Шәмахуновниң тәшәббускарлиғида улар йәнә дәстихан әтрапиға тәклип қилинди. Алаһидә күтүмгә егә балилар вә уларниң ата-анилири алдида округ һакими Ғәбит Кәрибаев сөз елип, уларға саламәтлик тилиди. Йезилиқ Мәдәнийәт өйиниң хадимлири нахшиларни иҗра қилип, улар билән уссулларға чүшти. Баш қошушниң һамийлири балиларға атиған базарлиғини тапшуруп, көңлини алди.
– Мүмкинчилиги чәкләнгән һәрбир бала вә уларниң ата-анилири дайим диққәт-нәзәримиздә. Елимиз Президентиниң мәктүплиридики мүмкинчилиги чәкләнгән, тәминати начар аилиләргә тиҗарәтчиләр, тәдбирчанларниң қол-учини созуп, көңлини елиш тапшурмиси мана мошундақ чарә-тәдбирләрдә өз ипадисини тапмақта. Бала шатлиғи – җаһан шатлиғи демәкчи, һәрбир бала шат-шадиман һаят кәчүрүшини тиләймиз, –дәйду Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Турғанҗан Шәмахунов.
Өз новитидә, ата-анилар балиларға көрситиливатқан ғәмхорлуғи үчүн һамийларға вә баш қошуш тәшәббускарлириға миннәтдарлиғини изһар қилди.
Заһидәм
ШАКИРОВА
Жетису вилайити,
Панфилов
наһийәси
1188 рет
көрсетілді0
пікір