• Әхбаратлар еқими
  • 21 Тамыз, 2025

Бюджетни планлаш бойичә жиғин өтти

Ақордида Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә миллий ихтисат вә бюджетни планлаш мәсилилири бойичә жиғин өтти.
Жиғинға Премьер-министр Олжас Бектенов, Президент Мәмурийитиниң рәһбири Айбек Дәдебай, Миллий банк рәиси Тимур Сүлейменов, Алий аудиторлуқ палата рәиси Әлихан Смайылов, Премьер-министрниң орунбасари – Миллий ихтисат министри Серик Жуманғарин вә башқиму лавазимлиқ шәхсләр қатнашти.
Миллий ихтисатниң һазирқи әһвали билән тәрәққият истиқбали, шундақла 2026 – 2028-жилларға беғишланған җумһурийәтлик бюджетниң параметрлири тоғрилиқ докладлар тиңшалди.
Муһакимә җәриянида Дөләт рәһбири җумһу­рийәтлик вә йәрлик дәриҗидики мәбләғни нәтиҗидар планлаш вә бөлүшниң әһмийити зор екәнлигини тәкитлиди.
Президент бюджетниң тәңпуңлуғини рәтләшкә, барлиқ иҗтимаий мәҗбурийәтләр билән регионларниң узақ муддәтлик планлирини мәбләғ билән тәминләшкә, шуниң билән биллә, мәбләғни мәхсәткә мувапиқ бөлүшкә һәм өзләштүрүшкә алаһидә диққәт бөлүш һаҗәт дәп һесаплайду.

1575 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы