• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қыркүйек, 2025

Һәвәскарлар күч синашти

Зульфира МАИСМЕЛИЕВА,
«Uiğur avazi»

Буниңдин бирнәччә ай илгири Закирҗан Розибақиевниң тәшәббуси билән «Birlik Liga» намида тунҗа футбол чемпионати башланған еди. Үч айға созулған мусабиқигә наһийә вә йезиларниң һәвәскар командилири қатнишип, жуқури дәриҗилик оюн көрсәтти.

Талғир наһийәсиниң Гүлдала йезисидики  стадионда болуп өткән мусабиқигә Уйғур наһийәсидин «Ақтам», «Дардамту», Әмгәкчиқазақ наһийәсидин «Алисар», «Қәйнәзәр», «Тәшкәнсаз», «Ғәйрәт», Талғир наһийәсидин «Гүлдала» вә Панфилов наһийәсидин «Ворошилов» командилири қатнишип, күч синашти. Қазилиқни Мәсимҗан Итамов өз қолиға елип, ярдәмчилири билән мусабиқә иштиракчилирини  адил баһалиди.
Мусабиқә йәкүни бойичә, ІІІ орунни Чоң Чиған йезисиниң «Ворошилов» командиси егилиди. «Дардамту» командиси – ІІ орунға, «Гүлдала» командиси биринчи орунға еришти.
Шундақла йәккә номинацияләр бойичә Абдукарим Султанов «Әң яхши дәрвазичи», Адилҗан Қадиров «Әң яхши қоғдиғучи», Шахаббас Шаринбек «Әң яхши йерим қоғдиғучи», Диас Пәрһатҗан «Әң яхши һуҗумчи», Дилшат Саиднәзәров «Әң яхши бомбардир», Руслан Һосманов «Әң баһалиқ оюнчи» сүпитидә мукапатланди.
 «Birlik Liga» чемпионатиниң пәқәт спорт мусабиқиси болупла қалмай, җамаәтчиликни бириктүргән, яшлар арисида спортқа болған қизиқишни ашурған муһим чарә-тәдбир сүпитидә әстә қалидиғанлиғи талашсиз.

137 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы