• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қыркүйек, 2025

«Әллигинчи баһарим»

Зульфира МАИСМЕЛИЕВА,
«Uiğur avazi»

Йеқинда Алмута шәһиридики Җумһурийәт сарийида исми сәнъәтсөйәр мухлисларға яхши тонуш нахшичи вә бәстикар, хәлқимизниң сөйүмлүк сәнъәткари Зулпиқар Зайитовниң «50-баһарим» тәвәллудлуқ йәккә концерти болуп өтти. Кәчкә миллий уссул ансамбльлири вә хәлқимиз арисида кәң тонулған, талантлиқ иҗаткарлар қатнишип, тамашибин тәшналиғини қандурди. 
Миллий сәнъитимизниң тәрәққиятиға өз үлүшини қошуп келиватқан талантлиқ сәнъәткар Зулпиқар Зайитов  1975-жили Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисида дунияға кәлгән. Яш чағлиридинла сәнъәткә иштияқ бағлиған у кейинирәк бу истигини әмәлгә ашуруш мәхситидә,  Ташкәнт шәһиридә музыкилиқ билимини йетилдүриду. Зулпиқар Зайитовниң иҗадий паалийити 2001-жилдин башланған. Униң репертуаридики нахшиларниң көпчилиги өз қәлимигә мәнсүп болуп, стильлиқ вә жанрлиқ алаһидиликкә егә.
Узунжиллиқ иҗадий паалийити давамида у хәлиқниң сөйүмлүк нахшичисиға айланди. У Қазақстандила әмәс, башқа мәмликәтләрдиму өз сәнъитини намайиш қилип кәлди. Җүмлидин, ХХҖниң ШУАР, шундақла  Қирғизстан, Өзбәкстан, Түркия вә Германия қатарлиқ дөләтләргә болған гастрольлуқ сәпәрлиридә өз тамашибинлирини тапти.
Зулпиқар Зайитовниң һаятидин сир чекидиған видероликтин башланған концерт көпчиликкә исми мәлум сәнъәткарлар Бәхитҗан Савурҗанов вә Бәхтияр Имранниң риясәтчилигидә өтти. Сәнъәткар хәлиқ арисида аммибаплиққа айланған «Байрам», «Вәдә шу», «Чонҗа», «Дутарим» кәби нахшилирини сәһнә чолпанлири Шахмурат Баһамов, Ялқун Мавинов, Нариман Аширов, Молутҗан Тохтахунов билән бирликтә иҗра қилди. Концерт җәриянида музыкисини Зулпиқар Зайитов бәстилигән нахшилар орунланди. Уларни исми кәң аммиға яхши тонуш Назугум Аюпова, Маратҗан Савутов, Фируза Җалалова вә «Үмүт юлтузлири» топи сәһнигә елип чиқти. Тамашибинниң қизғин алқишиға еришкән нахшиларға «Ирадә», «Ататүрк», «Пәрванә», «Долан», «Үчтурпан» ансамбллири җор болуп, тәвәллудлуқ концертни техиму җанландурди. Әлвәттә, кәч уюштурғучилири пәқәт нахша-саз вә уссул биләнла чәклинип қалғини йоқ. Өз новитидә Сухрат Давутов вә Нуршат Хоҗашев охшаш күлкә маһирлири саһипханни тәбриклигәч, көпчиликниң көңлини көтәрди. Аиша Зайитова болса «Дада, сизни яхши көримән» намлиқ нахшиси билән атисиға пәрзәнтлик муһәббитини изһар қилип, тамашибинниң қәлбини тәврәндүрди (сүрәттә). Өзбәкстандин кәлгән атақлиқ нахшичи Хоҗиәкбәр Маллабоев билән Үмүтҗан Каримовниң чегара атлап, сәнъәттики достини тәбрикләп келиши вә биртүркүм нахшилирини тәғдим қилиши Зулпиқар Зайитовқа болған һөрмитиниң испати болса керәк. Өз новитидә һәммә ядқа билидиған «Туғулған күн» нахшиси барчә концерт қатнашқучилири тәрипидин иҗра қилинип, тәвәллуд егиси қизғин уссулға чүшти. Мошу пәйттә,  әлвәттә, тамашибинниңму орнида олтиралмай қалғинини ейтмисақму чүшинишлик болса керәк. 
Кәч ахирида «Санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза егилиги хадимлири» җумһурийәтлик ассоциациясиниң президенти Дилмурат Кузиев вә Түркиядин кәлгән биртоп меһманлар сәһнә төригә көтирилип, Зулпиқар Зайитовниң өзгичә аһаң вә алаһидә стиль егиси екәнлигини вә жигирмә бәш жиллиқ иҗадий паалийити мабайнида һәрбир әвлат қәлбидин мунасип орун алғанлиғини тәкитлигәч, униңға өзлириниң хатирә соғилирини тәғдим қилди. 

178 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы