• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қыркүйек, 2025

Нариман йәнила алда

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi» 

Спорт гимнастикисидин Қазақстан талланма командисиниң лидерлириниң бири Нариман Қурбанов Парижда өткән синақ Кубогиниң басқучида утуққа йәтти. 

Өткән шәнбә күни Нариман «аттики» мәшиқләрдә финалға өткән еди. Йәкшәнбә күни болса, һәлқилғучи басқучта 15,066 балл елишқа муйәссәр болди. Қошумчә қилсақ, мошу турнирда Нариман 15 баллдин жуқури пай алған бирдин-бир гимнаст болди. Мошу снарядта иккинчи орунға әрмәнстанлиқ спортчи Гамлет Манукян егә болса, үчинчи орунни италиялик Габриэла Таргетта алди. Йәнә бир қазақстанлиқ гимнаст Зейнолла Идрисов 14, 633 балл билән төртинчи орундин көрүнди. 
Нариман Қурбанов үчүн бу мошу мәвсүмдә синақ Кубоги даирисидә дәсләпки ғалибийәт болуп һесаплиниду. Қошумчә қилсақ, Нариман 2024-жили Парижда өткән язлиқ Олимпиадида күмүч медальға егә болған еди. 

1009 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы