• Әхбаратлар еқими
  • 18 Қыркүйек, 2025

Асасий вәзипә – йеза егилигидә чоңқур қайта ишләш санаитини тәрәққий әткүзүш

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Ақмола вилайитидә иш бабидики сәпәр билән болди. Дөләт рәһбири региондики агросанаәт комплексиниң тәрәққияти билән тонушуп, иҗтимаий объектларни зиярәт қилди. Сәпәр давамида ашлиқ өстүридиған регионлар һакимлири билән һосул жиғиш мәвсүмигә беғишланған кеңәшмә өткүзди.
Президентниң Ақмола вилайитигә болған иш бабидики сәпири «Зеренді сақтау өнімдері» ҖЧЙ билән тонушуштин башланди. Дөләт рәһбиригә бийил вилайәттики етиз шаңлириниң көләми көпийип, 5,5 миллион гектарға йәткәнлиги тоғрилиқ һесават берилди. Тәхмин бойичә, региондики агроқурулумларда 7 миллион тоннадин ошуқ данлиқ зираәтләрдин, 650 миң тоннадин ошуқ майлиқ зираәтләрдин һосул жиғилмақчи. Бу күнгә қәдәр 3,6 тонна ашлиқ жиғилди. Оттура һесап билән 1 гектардин 15,4 центнер мәһсулат елинған. Мәһсулатниң сүпити жуқури.
Президент Ақмола вилайитидики йеза егилиги карханилириниң рәһбәрлири билән саһаниң әһвали, утуқлири вә күн тәртивидики мәсилиләрни муһакимә қилди. Андин Қасым-Жомарт Тоқаев Ақмола вилайитидә чиқирилидиған йеза егилиги мәһсулатлириниң көргәзмисини зиярәт қилди. 
Дөләт рәһбири Ақмола вилайитиниң Зеренди наһийәсидә регион деханлири билән һосул жиғиш мәвсүмигә беғишланған кеңәшмә өткүзди. Униңға Қостанай, Павлодар, Шималий Қазақстан вилайәтлириниң деханлири видеоалақә режимида қатнашти. Президент Ақмола вилайитигә һосул жиғиш мәвсүми билән тонушуш үчүн мәхсус кәлгәнлигини ейтти.
– Етизлиқлардики ишларни өз вақтида аяқлаштуруп, ашлиқни өз вақтида жиғиш лазим. Елимиздики озуқ-түлүк бехәтәрлиги, ички базардики турақлиқлиғи мошу ишқа беваситә бағлиқ. Һосул жиғиш мәвсүмини ойдикидәк әмәлгә ашурсақ, экспортлиқ иқтидаримиз күчлүк болиду, йәни чәт әлгә мол мәһсулат чиқиримиз. Булту елимиздә йеза егилиги үчүн утуқлуқ жил болди. Деханлар пидакаранә әмгәк қилип, ашлиқ жиғишта рекордлуқ көрсәткүчкә қол йәткүзди. Мошуниң һәммиси агротехнологияләрни дурус пайдилинишниң нәтиҗиси дейишкә болиду. Шу түпәйли йеза егилиги бойичә мәһсулатниң өсүми, башқа саһаларға қариғанда, хелила жуқури. Бийил 8 айда әмәлгә ашурулған ишларниң нәтиҗиси яман әмәс. Санаәтниң технологиялик иқтидарини ашуруш үчүн қолға елинған чариләр нәтиҗидарлиғини көрситиватиду, – деди Президент.
Жиғинда Йеза егилиги министри Айдарбек Сапаров, Ақмола вилайитиниң һакими Марат Ахметжанов, «Родина» агрофирмисиниң баш мудири Иван Сауэр, Қостанай вилайитиниң һакими Қумар Ақсақалов, «Қарасу-Астық» ҖЧЙ мудирлар кеңишиниң рәиси Алмат Турсынов, Шималий Қазақстан вилайитиниң һакими Ғауез Нурмухамбетов, «Зенченко және К» ширкитиниң мудири Геннадий Зенченко, Павлодар вилайитиниң һакими Асайын Байханов, «Галицкое» ҖЧЙниң мудири Александр Касицын сөз сөзлиди.
Сәпәр давамида Дөләт рәһбири Көкчетав шәһириниң 2050-жилғичә болған баш плани билән тонушти. Президентқа баш план даирисидә исситиш электр мәркизи, вилайәтлик көпсаһалиқ ағриқханиниң, Гражданлиқ мудапиә академиясиниң вә көпфункционаллиқ спорт комплексиниң селиниватқанлиғи тоғрилиқ һесават берилди. Униңдин ташқири, 60қа йеқин санаәт карханилириға молҗаланған индустриялик территорияниң асаси селиниватиду. Мошу вақит ичидә шәһәр хәлқиниң сани 500 миңға йетиду дәп күтүлмәктә. Шуниң билән биллә Дөләт рәһбиригә Көкчетав шәһиридики «Көк шалғын» бирпүтүн җәмийәтлик кәңликни қелиплаштуруш лайиһиси тонуштурулди. 
Шуниңдин кейин Дөләт рәһбири «Digital Aqmola» мәркизидә болди. Бу йәрдә Президентқа Ақмола вилайитини рәқәмлик йүксәлдүрүш плани тонуштурулди. «Digital Aqmola» лайиһиси транспорт, турушлуқ өй коммуналлиқ егилиги, бехәтәрлик, экологиялик, саламәтликни сақлаш охшаш асасий саһаларға мәркәзләштүрүлгән мониторинг жүргүзүлиду. Андин телекөрүк арқилиқ Қосшы шәһирини тәбиий газға қошуш чариси өтти.
Қасым-Жомарт Тоқаев Көкчетав шәһиридики Шахмат өйини зиярәт қилди. Президент бу йәрдә яш спортчилар вә миллий талланма команда әзалири билән сөһбити давамида мәмликәт шахматни тәрәққий әткүзүшкә, шундақла балилар вә яш өсмүрләр арисида тәшвиқат қилишқа алаһидә әһмийәт беридиғанлиғини ейтти. Дөләт рәһбири яш спортчилар билән сүрәткә чүшүп, шахмат тахтисида хатирә язма қалдурди. 

1022 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы