• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қыркүйек, 2025

Спорт мәйримигә айланди

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi» 

Өткән йәкшәнбә күни Боралдай йезисида Или наһийәсидики уйғур җамаәтчилигиниң тәшәббуси һәм қоллап-қувәтлиши вә Боралдай жутиниң уюштуруши билән яшлар арисида мини-футболдин турнир өтти. Униңға Алмута шәһири Алатав наһийәсидин вә Алмута вилайитиниң Или наһийәсидин җәми сәккиз команда қатнашти.

Турнирниң ечилиш мәрасимида дәсләп сөз алған ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбисиниң вә Алмута шәһәрлик жигитбашлири иттипақиниң рәиси Махмутҗан Мәңсүров униң мәхситини тәкитләп өтти.
– Бийил елимиздә әһмийити жуқури сәнәләр нишанлиниватиду, – деди у. – Улуқ Ғалибийәтниң 80 жиллиғиға, Конституцияниң вә Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң 30 жиллиғиға беғишланған мәдәний, спорт чарилири өтүватиду. Бүгүнки турнирму шуларниң җүмлисидин. Бу турнир бийил иккинчи қетим уюштурулуватиду. Пурсәттин пайдилинип, тәшкилий комитет әзалири – Или наһийәсиниң баш жигитбеши Қудрәт Тайиров билән Боралдай жутиниң баш жигитбеши Малик Турдиевқа, Боралдай жутиниң ханим-қизлириға миннәтдарлиқ изһар қилимән. Спорт – сағлам һаятниң, бирликниң, өмлүкниң рәмзи. Яшлар арисида спорт билән шуғуллинишни тәрғип қилиш муһим. Футболчиларға бу оюнларда утуқ тиләймән.
Кәскин күрәш шараитида өткән мусабиқиниң йәкүни бойичә, биринчи орунға «Байсерке» командиси (сүрәттә), иккинчи орунға «ГРЭС» командиси егә болди. Үчинчи орунни «6-городок», төртинчи орунни болса «Қарасу» командилири егилиди.
Турнир ахирида сөз алған Или наһийәсиниң баш жигитбеши Қудрәт Тайиров спортчиларни иссиқ тамақлар билән тәминлигән боралдайлиқ ханим-қизларға, тәшкилий ишларни әмәлгә ашурған яшларға миннәтдарлиқ изһар қилди. Шундақла бир топ җәмийәтлик ишларниң активистлириға Алмута шәһәрлик жигитбашлири иттипақиниң тәшәккүрнамилирини тапшурди. Униңдин ташқири, турнир давамида көзгә чүшкән «Әң яхши дәрвазичи», «Әң яхши һуҗумчи», «Әң яхши қоғдиғучи» аталған футболчилар мәхсус соғилар билән тәғдирләнди. Ғалип чиққан командиларға болса, мәхсус кубок тапшурулди. 

54 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы