• Әхбаратлар еқими
  • 02 Қазан, 2025

Йеңи лайиһә – йеңи мүмкинчилик

Сабирәм ӘНВӘРОВА,

«Uiğur avazi»

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң «Сүнъий әқил дәвридики Қазақстан: актуал вәзипиләр вә уларни рәқәмлик трансформация арқилиқ һәл қилиш» намлиқ Мәктүбидә туризм вә инвестиция саһалири бойичә муһим тапшурмиларни жүклиди. Болупму, Алмута шәһири билән Алмута вилайитигә алаһидә тохтилип, туризм инфрақурулимини һәртәрәплимә тәрәққий әткүзүшимиз керәклигини тәкитлиди.

Алмута вилайитидики Чарин дөләт миллий тәбиий паркида туристлар үчүн йеңи инфрақурулумлуқ лайиһә әмәлгә ашти. Мәзкүр парк билән «Жетісу Вольфрамы» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң бирләшкән лайиһиси арқилиқ Чарин чатқаллиғида йеңи су билән тәминләш системиси ишқа қошулди. Ениғирақ ейтсақ, 2024-жили ушбу икки мәһкимә арисида 2024 – 2026-жилларға беғишланған бирләшкән чариләр тоғрилиқ йол хәритиси бәкитилгән еди. Нәтиҗидә «Шарын шатқалы – Қамалдар аңғары» туристлиқ йөнилишигә тартилған жигирмә чақиримлиқ су билән тәминләш системисиниң қурулуши ахирлишип, йеқинда пайдилинишқа берилди. Шуниң билән биллә, Миллий парк мәйданидики явайи һайванларни су билән тәминләш мәхситидә бәш чақирим йәргә су трубилири тартилди. Иншаәтниң ечилиш мәрасимида наһийә һакими Бота Елеусизова бу йеңилиқниң тәвә үчүн муһим вақиә екәнлигини тәкитләп, көпчиликни көптин күткән хошаллиқ билән тәбриклиди. – Чарин чатқаллиғи – тәбиәтниң қайтиланмас мөҗүзиси. Елимизниңла әмәс, аләмниң туристлиқ хәритисидин оюп туруп өз орнини алған байлиғимиз. Бүгүн ишқа қошулған су иншаәтлири – пәқәт инженерлик лайиһила әмәс, туристларға қолайлиқ шараит яритиш, уларниң бехәтәрлигини вә тәбиәтни қоғдаш үчүн ясалған муһим қәдәм. Инфрақурулум яхшиланғансири, экологиялик мәдәнийәтму көтирилиду. Бу лайиһә наһийәмиздики туризмниң тәрәққий етишигә беваситә иқбал қилиду, – деди һаким. *** Чарин дөләт Миллий тәбиий паркида йәнә бир хошаллиқ йүз бәрди. Су билән тәминләш системисиниң ечилиш мәрасими билән биллә бу күни парк мәйданиға селинған йеңи үлгидики кордонниңму лентиси қийилди. Заманивий үлгидә, экологиялик таза материаллар билән селинған йеңи объект – дөләт инспектори вә униң аилисигә берилмәкчи. Кордонниң асасий алаһидилиги – униң көпфункцияликлигидә. Йәни униң бир қисми туристларни қобул қилишқа беғишланған. Тәкитләп кетидиған йери, қурулуш Миллий парк пәқәт өз хадимлириниң күчи чиқириши билән әмәлгә ашти. Буни тәбиәтни қоғдашқа вә алаһидә һимайә қилинидиған тәбиий тәвәләрни йеңилашқа беғишланған нәтиҗилик ишниң бир көрүнүши десәк, хаталашмаймиз.

Алмута вилайити,

Уйғур наһийәси

263 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы