• Әхбаратлар еқими
  • 02 Қазан, 2025

Хилму-хил мәдәнийәт үлгиси

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кативатиниң сектор рәиси Қайрат Баймолдинов Әмгәкчиқазақта болуп, наһийәлик ҚХА әзалири билән дүгләк үстәл әтрапида учрашти.

Учришишқа Алмута вилайәтлик Ички сәясәт башқармиси рәһбириниң вәзиписини орунлиғучи Әсел Жалғаспаева, вилайәтлик Җәмийәтлик разимәнлик вә тәрәққият мәркизи рәһбириниң орунбасари Айымжан Тәңирбергенова вә вилайәтлик ҚХА рәисиниң җәмийәтлик орунбасари Гамзе Гейдаров қатнишип, наһийә һакиминиң орунбасари Ертай Нурмаханов риясәтчилик қилди.
Дүгләк үстәл әтрапида тәвәдики ҚХАниң хизмити, Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң ҚХАниң XXXIV сессиясидә бәргән тапшурмилирини орунлашта атқурулуватқан ишлар вә келәчәккә түзүлгән реҗиләр һәққидә тонуштурулди. Вилайәтлик «Вайнах» чечән-ингуш этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң наһийәдики орунбасари Зоя Магамадова, «Ассамблея жастары» ҖҖБ наһийәлик шөбисиниң рәиси Гөзәлнур Туйғунова, наһийәлик Түрк этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Бинали Мамоев, наһийәлик Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Талғат Муқашев вә башқилар өзлири башқуруватқан җәмийәтлик тәшкилатларниң паалийитигә тохтилип, дөләт вә җәмийәт арисидики өзара ишәнчә мәдәнийити, миллий қәдрийәтләр, этносларара алақиләрни мустәһкәмләштики дөләт сәясити, җәмийәттики бирлик һәм разимәнликни риваҗландурушни тәшвиқ қилиш йөнилишидики ишлар тоғрилиқ ейтип, 54 этносниң вәкиллири иҗил-инақ яшаватқан тәвәдә Достлуқ өйиниң һавадәк һаҗәт екәнлигини йәткүзди. 
Сөзсизки, наһийәдә паалийәт елип бериватқан 9 мәдәнийәт мәркизиниң көпэтнослуқ әмгәкчиқазақлиқлар арисидики течлиқ, разимәнлик вә бирликни мустәһкәмләштә, бир-бириниң мәдәнийитини тонуп-билиштә әмәлгә ашуруватқан ишлири зор, роли бебаһа. Мәркәзләрниң жиллар бойи жиғип-тәргән экспонатлириму нурғун. «Мабада, Ишиктә шәһиридә Достлуқ өйи һәм униң йенида мирасгаһ ечилса, Ассамблея һаятиға қизиқиш билдүрүватқан яшларму бу йәрдин бебаһа савақ алар еди. Әң муһими, Достлуқ өйи биз үчүн бирлик вә разимәнлик идеялирини, қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик үлгисини тәшвиқат қилидиған мәркәзгә айлинатти» дегән пикирни алға сүрди наһийәлик ҚХА әзалири.
– Бийил елимиз муһим сәнә – Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң 30 жиллиғини нишанлаватиду. Ушбу вақит ичидә ҚХА җәмийәттики турақлиқ һәм разимәнликни тәрәққий етиш йөнилишидә бебаһа төһпә қошти. Нәтиҗидә у бирлик, тәңһоқуқлуқ вә уйғунлуқ рәмзигә айланди, – деди өз новитидә Қайрат Баймолдиновму ҚХА Кативатиниң реҗилири тоғрилиқ ейтқач, әмгәкчиқазақлиқларниң паалийәтчанлиғиға миннәтдарлиғини билдүрүп. У натиқларниң тәвәдә Достлуқ өйиниң ечилиши һәққидики пикрини қоллап, ушбу мәсилини һәл қилишқа күч салидиғанлиғини ейтти.
– Елимизниң сәясити бойичә барлиқ қазақстанлиқлар үчүн бирдәк мүмкинчиликләр яритилған. Һеч ким һеч кимни миллити, тили яки диниға қарап камситиш һоқуқиға егә әмәс. Дәл ушбу стратегия түпәйли һәрхил этнос вәкиллири достлуқ вә разимәнликтә яшап келиду. Барлиқ әмгәкчиқазақлиқларғиму өз тилини, мәдәнийитини, урп-адәт вә әнъәнилирини тәрәққий әткүзүш үчүн мүмкинчиликләр бар. Биз тәвәдики хилму-хил мәдәнийәтниң үлгиси билән пәхирлинимиз, – деди учришишни йәкүнлигән Ертай Нурмаханов. 

Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси

271 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы