• Әхбаратлар еқими
  • 02 Қазан, 2025

Ениқ тапшурмилар берилди

Дөләт мәслиһәтчиси Ерлан Қарин милләтләрара разимәнликни күчәйтиш мәсилилиригә беғишланған җумһурийәтлик жиғин өткүзди.
Жиғинға Президент Мәмурийити қурулумлуқ бөлүмлириниң рәһбәрлири, мәркизий дөләт органлириниң вәкиллири, шундақла Алмута вилайитиниң һакими қатнашти.
Жиғинда милләтләрара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүшниң муһим мәсилилири, дөләт аппарати паалийитигә йеңи механизмларни киргүзүш, йеңи җәмийәтлик этикини қелиплаштурушқа қаритилған идеологиялик паалийәтни йүксәлдүрүш чарилири қараштурулди. Дөләт мәслиһәтчиси идеологиялик ишниң шәкиллирини дайим йеңилаш, җавапкәрлик билән һөрмәт мәдәнийитини риваҗландуруш җәмийәтлик разимәнликни күчәйтишниң муһим шәрти екәнлигини қәйт қилди.
Жиғин йәкүни бойичә дөләт органлири билән регион һакимлириға җәмийәтлик-сәясий турақлиқлиқни күчәйтишкә қаритилған күч-ғәйрәтни бириктүрүш бойичә ениқ тапшурмилар берилди. 

241 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы