- Әхбаратлар еқими
- 02 Қазан, 2025
Йеңи тармақ ишқа қошулди
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев «Достық – Мойынты» төмүрйолиниң иккинчи тармиғини ишқа қошти. Президент «New Silk Way» VII хәлиқара транспорт-логистика бизнес-форуминиң ечилиши билән тәбрикләп, бу чарә-тәдбирниң әһмийитигә алаһидә тохталди.
– Һәммимиз «Достық-Мойынты» төмүрйолиниң иккинчи тармиғиниң рәсмий ечилишиға гува болуватимиз. Бу – һәқиқий мәнасида муһим әһмийәткә егә инфрақурулум. Мәзкүр лайиһә Қазақстанниң транспорт-логистика системисиниң тәрәққиятиға, униң нәтиҗидарлиғини күчәйтишкә алаһидә сүръәт беридиғини сөзсиз. Тарихимизға нәзәр ташлисақ, мошуниңдин оттуз жил илгири «Достық – Алашаңқай» лайиһиси ишқа қошулди. Қазақстан билән Хитайниң төмүрйоли улашти. Бу елимиз үчүн тарихий вақиә болди. Шу йолни салған ветеранлиримиз һазир мошу жиғинға қатнишиватиду. Мән хәлиққә йоллиған Мәктүбүмдә транспорт-логистика саһаси – ихтисатниң һәрикәтләндүргүчи күчи, хәлиқара алақини күчәйтидиған асасий факторниң бири екәнлигини қәйт қилдим. Қазақстанниң бу саһадики иқтидари зор. Улуқ Ипәк йоли Қазақстан билән Мәркизий Азия арқилиқ өткән. Қазақ йери қедимдин Хитай билән Европа арисидики алтун көрүк һесаплиниду. Хитай – бизниң мәңгү хошнимиз, ишәшлик иттипақдишимиз. Биз бир-биримизни дайим қоллаймиз. Икки хәлиқниң мунасивити мустәһкәм достлуққа, өзара ишәнчигә асасланған. Әллиримизниң келәчәккә болған көзқариши – умумий. Көп саһалардики һәмкарлиғимиз күчәймәктә. Болупму, «Бир бәлбағ, бир йол» дуниявий лайиһисиниң әһмийити алаһидә. Һәммиңларға мәлум, 2013-жили ХХҖ рәиси Си Цзиньпин бу тәшәббусни Қазақстанда елан қилди. Биз мошу лайиһини қоллаймиз, уни әмәлгә ашурушқа паал қатнишиватимиз. Сәвәви бу тәшәббус елимизниң мәнпәәтигә толуқ мувапиқ келиду. «Достық – Мойынты» төмүрйолиниң иккинчи тармиғи – шуниң дәлили, – деди Президент.
Дөләт рәһбириниң ейтишичә, бу – Мустәқиллик дәвридики әң чоң төмүрйол қурулуши, елимиз үчүн алаһидә стратегиялик әһмийити бар лайиһә.
– Ишчилиримиз үч жилға йеқин вақит бойи күндүз-түни пидакаранә әмгәк қилди. Мошундақ меһнәт түпәйли төмүрйол муддитидин илгири ишқа қошулмақ. Бу – һәммимиңларға ортақ шиҗаәтлик әмгәкниң йемиши. Барлиғиңларни чин қәлбимдин тәбрикләймән. Миннәтдарлиғимни изһар қилимән. Йеңи йол жүк тошуш көләмини 5 һәссигә ашурушқа имканийәт бериду. Шундақла, экспортлуқ товарларни йәткүзүш вақтини қисқартип, транзитлиқ иқтидаримизни күчәйтиду, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент елимизниң һазир Евразиядики асасий транзит хабиға айланғанлиғини тәкитлиди.
– Қазақстан шимал билән җәнупни, ғәрип билән шәриқни улап туриду. Йеримиз арқилиқ 5 төмүр йол дәлизи өтиду. Шуниң һәммиси дунияниң әң чоң базарлириға йол ачиду. Биз транспорт-логистика инфрақурулумини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә әһмийәт беримиз. Кейинки он жилда мошу саһаға тәхминән 35 миллиард доллар инвестиция селинди. Мән хәлқимизгә йоллиған Мәктүбүмдә бирқатар лайиһәләрни өз вақтида әмәлгә ашуруш тоғрилиқ ениқ тапшурма бәрдим. Кәлгүсидә 5 миң чақирим төмүрйол селиш планлиниватиду. Шундақла 11 миң чақирим йол җөндилиду. Һазир «Мойынты – Қызылжар» төмүрйоли селиниватиду. Қызылжар станциясидин Ақтав портиғичә участкилар йеңиланди. Бу йөнилиш – Транскаспий хәлиқара транспорт йөнилишиниң асасий қисми. Мошуниң һәммиси Европа билән Азияниң арисини улап, ТрансҚазақстан төмүрйол йөнилишиниң, йәни Оттура дәлизниң сүръәтлик тәрәққий етишигә тәсир қилиду. Умумән, риқабәткә қабил әл болуш үчүн ихтисадимизниң имканқәдәр күчлүк болушиға алаһидә диққәт бөлүш лазим. Бу җәһәттин қариғанда, транспорт-логистика саһасиниң орни алаһидә. Шуңлашқа Қазақстанниң транзитлиқ иқтидарини ашуруш асасий әвзәлликләрниң бири болуп қалиду. Төмүр йол саһасиниң алдида турған вәзипиләр ениқ, – деди Президент.
Дөләт рәһбири кәлгүсидә бу саһаға рәқәмләштүрүш вә сүнъий әқил технологиясини киргүзүп, уни мәмликәт ихтисадиниң илғар йөнилиши сүпитидә тәрәққий әткүзүш мәхсәт қилиниватқанлиғини һәм алдимизда кәңдаирилик ишлар турғанлиғини, шуңлашқа барлиқ планни өз вақтида орунлашниң муһимлиғини алаһидә қәйт қилди.
Шундақла телекөрүктә Транспорт министри Нурлан Сауранбаев, «Қазақстан темір жолы» акционерлиқ җәмийитиниң башқарма рәиси Талғат Алдабергенов, Қазақстан Әмгәк қәһримани, төмүрйол саһасиниң ветерани Қалтай Сәмбетов сөз сөзлиди.
226 рет
көрсетілді0
пікір