• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2012

Атмиш баллниң орниға йәтмиш балл

Бийил миллий статусқа егә алий оқуш орунлирида билим елишни нийәт қилған тәләпкарлар кам дегәндә 70 балл топлиши керәк. Һөкүмәтниң Қазақстан алий оқуш орунлириға қобул қилиш қаидилиригә өзгиришләрни киргүзүшкә мунасивәтлик тохтамиға мувапиқ Бир туташ миллий тест вақтида миллий статусқа егә алий оқуш орунлириға чүшкүчиләр ундақ статусқа егә әмәс институтларда алий билим елишни халиғанларға қариғанда 10 балл ошуқ топлиши керәк. —   Типлиқ қаидиләрниң 37-пунктиға мувапиқ миллий алий оқуш орунлирида һәқ төләп оқушқа тест нәтиҗилири бойичә кам дегәндә 70 балл алған учумкарлар қобул қилиниду. Қалған алий оқуш орунлириға чүшмәкчи болғанлар кам дегәндә 60 балл топлиса купайә, — дәп хәвәрлиди Билим вә пән министрлигиниң мәтбуат хизмити. Тест тапшурушниң өзигә кәлсәк, униң тәртиви өзгәрмиди. Бир туташ миллий тест 5 пән — қазақ яки рус тиллири (оқутуш тили), математика, Қазақстан тарихи, рус тиллиқ мәктәпләрдә қазақ тили, қазақ тиллиқ мәктәпләрдә рус тили вә учумкарниң өз хаһиши бойичә таллавалған пән бойичә тапшурулиду. Һәр бир пән бойичә 25 соал болиду. Тест тапшурушқа 3,5 саат яки 210 минут берилиду. Алий оқуш орниға чүшүш үчүн саһалиқ пән бойичә кам дегәндә 7 баллдин, иҗадий емтиһанниң һәр бири бойичә кам дегәндә 10 баллдин, қалған пәнләр бойичә кам дегәндә 4 баллдин топлаш керәк. Бир туташ миллий тестқа қатнишиш үчүн әризиләр 10-марттин 25-апрельғичә қобул қилиниду. Тест синақлири болса 1 — 15-июнь арилиғида өткүзүлиду. Мәлумки, һазир Қазақстанда  миллий статусқа егә сәккиз алий оқуш орни паалийәт елип бериватиду. Улар — Әл-Фараби намидики Қазақ миллий университети, Гумилев намидики Евразия миллий университети, Абай намидики Қазақ миллий педагогика университети, Қазақ миллий аграр университети, Қурманғазы намидики Қазақ миллий консерваторияси, Қазақ миллий музыка академияси, Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академияси, Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университети.  

738 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы