- Әхбаратлар еқими
- 13 Қараша, 2025
«Уйғур авази» – мәнивий һаятимизниң байриғи»
Турған СОПИЕВ, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, медицина пәнлириниң доктори:
– 1957-жили ана тилимизда «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитиниң йоруқ көрүши биз үчүн чоң вақиә болди. Мән у вақитта мәктәптә оқувататтим. Гезитниң һәрбир номерини тәқәзалиқ билән күтәттуқ. Алий оқуш орниға чүшкәндә болса, гезит редакциясигә берип тураттуқ. Редакция, һәқиқәтәнму, яшлар үчүн иҗадийәт мәйданиға айланди. Алий оқуш орнини тамамлап, илмий тәтқиқат ишлири билән шуғуллинишқа башлиғанда, гезит билән йеқин мунасивәттә болдум. Гезитниң барлиқ баш муһәррирлири билән зич арилаштим. Миллий нәшримиздә илмий мақалилирим турақлиқ бесилип турди. Шундақла мени алим сүпитидә хәлқимизгә тонутқан мана мошу муқәддәс нәшир. Гезит – миллитимизниң әйниги. Иш бабида жирақ чәт әлләргә бериш пурситигә егә болдум. Шу йәрләрдә уйғурларни учритип қалсам, улар мениңдин биринчи новәттә «Уйғур авази» гезитини сорайду. Демәк, гезитниң чәт әлләрдиму оқурмәнлири көп. Һазир заманивий технологияләр тәрәққий әткән дәвирдә чәт әлләрдики оқурмәнләрниң «Уйғур авазиниң» электронлуқ нусхисини елиш имканийити бар. Жуқурида ейтқинимдәк, мән гезитқа биринчи санидин башлап муштири болуп келиватимән. Чүнки «Уйғур авази» гезити – мәнивий һаятимизниң байриғи. Жилдики әнъәнәм бойичә, бийилму униңға биринчиләрдин болуп муштири болдум.
169 рет
көрсетілді0
пікір