- Әхбаратлар еқими
- 13 Қараша, 2025
Мәңгүлүк достлуқ
Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Россия Президенти Владимир Путинниң тәкливи билән Москваға дөләт сәпири билән барди. Внуково-2 аэропортида алий меһманни тәнтәнилик рәвиштә Россия Федерацияси һөкүмити рәисиниң биринчи орунбасари Денис Мантуров билән башқиму рәсмий шәхсләр қарши алди. Икки мәмликәтниң дөләт гимнлири орунланди.
Президент мошу сәпири даирисидә Москва дөләт хәлиқара мунасивәтләр институтиниң студентлири билән сөһбәтләшти. Студентлар Дөләт рәһбири билән қазақ тилида сөзләшти. Улар Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң китаплирида тәсвирләнгән дипломатия билән ашкарилиқ қаидилири Москва дөләт хәлиқара мунасивәтләр институтида үлгә сүпитидә оқулидиғанлиғини ейтти. Шуниң билән биллә яшлар Абай Қунанбайулыниң иҗадийитигә қизиқидиғанлиғини тәкитләшти.
– Шаирниң «Инсанниң һәммисини сөй, қериндишим дәп» дегән достлуқ тоғрилиқ ой-пикирлири алаһидә. Россия билән Қазақстан – мәңгүлүк достлуқниң қош қанити дәп һесаплаймиз. Икки әлни, икки хәлиқни һәқиқий достлуқ алақиләр бағлашутуриду, – деди яшлар.
Дөләт рәһбири студентларниң қазақ тилини үгинишкә болған интасини жуқури баһалап, уларға утуқ тилиди.
– Москва дөләт хәлиқара мунасивәтләр институти – наһайити абройлуқ алий оқуш орни. Пүткүл дунияға тонулған. Қазақстан һазир мустәқил мәмликәт. Мениң оюмчә, Москва дөләт хәлиқара мунасивәтләр институтида алған билимиңлар келәчәктә чоң пайдисини елип келиду. Чүнки һәрхил мәмликәтләр тоғрилиқ, шуниң ичидә Россиядин илгиридин келиватқан иттипақдиши Қазақстан һәққидә көп мәлумат билиш силәргә кейин ишқа орунлишишқа, шундақла дунияда вә регионлуқ дәриҗидә риқабәткә қабил мутәхәссис болушқа ярдәмлишиду, – деди Президент.
Андин Қазақстан вә Россия президентлири нарәсмий учришиш өткүзди. Дөләт рәһбири Россия президентиға алаһидә һөрмәт көрсәткәнлиги үчүн миннәтдарлиқ изһар қилди.
– Һөрмәтлик Владимир Владимирович, әң алди билән, Москваға, мошу хасийәтлик йәргә қәдәм ташлиған пәйттин башлап көрситилгән алаһидә һөрмәт үчүн сизгә тәшәккүр ейтимән. Бая биз протокол аспектлири бойичә пикир алмаштурдуқ. Иккитәрәплимә һәмкарлиқ стратегиялик шериклик, иттипақдаш мунасивәтләр характериға егә. Барлиқ йөнилишләрдә бирлишип ишләватимиз. Мәмликәтлиримиз арисида һечқандақ һәл қилинмиған мәсилә йоқ. Мәсилә пәйда болғанниң өзидә президентлар вә һөкүмәтләр рәһбәрлириниң әмгиги түпәйли, иҗабий һәл қилиниватиду. Сизниң тәкливиңизни хошаллиқ илкидә қобул қилдим. Һәқиқәтәнму, бүгүн нарәсмий шариатта пикир алмаштуримиз. Мениң сиз билән муһакимә қилидиған бираз мәсилиләр бар, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Владимир Путин Қазақстан Президент билән учрашқиниға бәк хошал екәнлигини ейтти.
– Һөрмәтлик Қасым-Жомарт Кемелулы, әң алди билән сизгә вақит тепип, келишкинимиздәк, дөләт сәпири билән кәлгиниңиз үчүн миннәтдарлиқ изһар қилимән. Әлвәттә, биз дайим алақидә. Амма дөләтләрара мунасивәтләрдә мошундақ протоколлуқ әһвалларму муһим. Бүгүн нарәсмий әһвалда учришип, барлиқ муһим мәсилиләр бойичә сөһбәтлишимиз. Әтә кәсипдашлар билән биллә иккитәрәплимә алақиниң күн тәртивини қараштуримиз вә истиқбали бар йөнилишләргә диққәт бөлимиз. Умумән, биз мошу жилни наһайити яхши нәтиҗиләр билән аяқлаштуримиз. Шундақла келәчәккә беғишланған планни орунлаймиз дәп ойлаймән, – деди Россия Президенти.
173 рет
көрсетілді0
пікір