- Әхбаратлар еқими
- 13 Қараша, 2025
Кона завод – йеңи инновация
...Яшлар «Вәтәнни сөйүш – хәлиққә пайда елип келидиған йеңилиқ яритиш, йеңи иш башлаш» дәп чүшиниду. Улар Қазақстанни тәрәққий әткән, гүлләп-яшниған дөләт сүпитидә көрүшни халайду. Заманивий технологияләрни өзләштүрүп, хәлқимизни илғар пикирлик милләтләрниң қатариға қошушқа тиришиватиду. Яш әвлатниң бойидики вәтәнпәрвәрлик – келәчәккә болған һәқиқий интилиш. Бу – җәмийәт аң-сәвийәсидә болуватқан өзгиришниң ениқ ипадиси. Мән буни пүтүнләй қоллаймән. Яшларниң күч-қувитигә, қабилийити вә билимигә ишинимән.
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Сүнъий әқил дәвридики Қазақстан:
актуал вәзипиләр вә уларни рәқәмлик трансформация арқилиқ һәл қилиш» Мәктүбидин
Миллий мәйрәм – Җумһурийәт күни һарписида Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Пәрманиға бенаән, елимизниң иҗтимаий-ихтисадий, мәдәний-мәнивий тәрәққиятиға өз үлүшини қошуватқан бир топ шәхсләр дөләт мукапатлири билән тәғдирләнди. Уларниң арисида «Фирма «БеНТ» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң президенти Динмуһәмәт Кузиевму бар. Униңға «Құрмет» орденини Алмута вилайитиниң һакими тапшуруп, Динмуһәмәт Дилмуратоғлини елимиздики әң яш кархана рәһбири сүпитидә тонуштурди. Тәнтәнилик мәрасимда сөз алған Динмуһәмәт Дилмуратоғли: «Буни ялғуз маңила әмәс, елимизниң тәрәққиятиға өзлириниң азду-тола үлүшини қошуватқан, он жилда кона заводқа заманға лайиқ йеңилиқ елип кәлгән коллективқа берилгән жуқури баһа дәп чүшинимән» деди. Миллитимиз арисида мундақ алий мукапатқа еришкән әң яш рәһбәрни биз биринчиләрдин болуп тәбриклидуқ
182 рет
көрсетілді0
пікір