• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2012

Билимсиз келәчәк йоқ

Президентимизниң Мәктүбини зеһин қоюп оқуп чиқтим. У җумһурийитимиз тәрәққиятиниң тоғра йолини бәлгүләштә муһим һесапланған җәмийәт һаятиниң һәммә саһалирини өз ичигә алған. Болупму Дөләт рәһбириниң маарип мәсилисигә алаһидә көңүл бөлгәнлиги хошал қилиду. Педагогларниң кәспий дәриҗисини көтириш, билим бериш сүпитини яхшилаш, оқутуш җәриянида заманивий методикилар билән технологияләрни җарий қилиш вә башқа мәсилиләр әйнә шу җүмлидиндур. Билимсиз — келәчәк йоқ. Шуңлашқа һәммила җәһәттин йүксәк тәрәққий әткән җәмийәт қурушни мәхсәт қилидекәнмиз, биринчи новәттә, яш әвлатниң аңлиқ тәрбийә, сүпәтлик билим елишиға көпирәк әһмийәт беришимиз лазим. Шу турғидин қариғанда, Мәктүптә «билим яшларға пәқәт мәлуматла берип қоймай, бәлки уни иҗтимаий көникиш җәриянида пайдилиниш маһаритигә үгитиши керәк. Һөкүмәткә мәктәп оқуғучилириниң функционал саватини тәрәққий әткүзүш бойичә бәш жиллиқ Миллий иш-һәрикәт планини қобул қилишни тапшуримән»,  дегән интайин орунлуқ пикирләр алға сүрүлгән. Дөләт рәһбири өз Мәктүбидә шундақла оқутуш җәрияниниң тәрбийәвий әһмийитини, вәтәнпәрвәрлик, әдәп вә әхлақ нормилирини күчәйтишниң муһимлиғини алаһидә тәкитләп өткән. Қисқиси, җумһурийитимиз тәрәққияти үчүн муһим әһмийәткә егә мәзкүр һөҗҗәттә көтирилгән мәсилиләрниң әмәлияттин өз әксини тапидиғанлиғиға ишәнчим камил.

Розахун РОЗАХУНОВ,

Май йезисидики М.Маметова намидики оттура мәктәпниң физика пәниниң муәллими.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.    

736 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы